Хитай һөкүмити учур алақә васитилиригә қарита қаттиқ назарәтни күчәйтти

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.11.09
wechat-undidar-305.jpg Мәлум үндидар ишләткүчиниң телефонида үндидар әпини қозғитиватқан көрүнүши. 2015-Йили 12-март, шәндуң.
AFP

Хитай қанун органлири учур алақә васитилирини назарәт қилип башқурушни үзлүксиз күчәйтип кәлмәктә. Йеқинда уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик тармақлири, дөләт бихәтәрлики вә иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш үчүн тор башқурушни күчәйтиш вә қанунға хилап җинайи һәрикәтләргә зәрбә берип вә униң алдини елиш һәққидә омумий уқтуруш тарқатқан болуп, үндидар, микроблог қатарлиқ алақә торидин пайдилинип зораванлиқ, террорлуқ учури тәйярлаш, көпәйтиш, елан қилиш, тарқитиш, сақлаш қатарлиқларни садир қилғанларға әң юқири болған йәттә йиллиқ муддәтлик қамақ җазаси көридикән. Даириләр районниң муқимлиқ вәзийитигә мас һалда бәлгиләп елан қилған бу йәрлик мизанни 11-айниң 1-күнидин башлап рәсмий иҗра қилишқа башлиған. Мәзкур уқтуруш уйғур иҗтимаий алақә васитилиридә дәрһал җиддийлик пәйда қилғандин башқа, чәтәлләрдики уйғурлар арисидиму уйғурларниң пикир, алақә әркинлики вә вәзийитигә қарита әндишини күчәйтти.

Микро блог, үндидар қатарлиқ интернет тори һәмтүрткә сүписи бүгүнки күндә пүткүл җәмийәтниң һәр саһәлиридә електронлуқ кәсп вә башқа иҗтимаий учур алақә ишлирида кәң көләмдә ишлитилмәктә. Көп мәнбәләшкән торда кишиләрниң бир-бири билән, җәмийәт билән билән болған алақиси илгирикидинму йүз туранә вә қулай болди. Иғва тоқумаслиқ, иғваға ишәнмәслик, иғва тарқатмаслиқ һәр қандақ бир җәмийәтниң әзаси риайә қилишқа тегишлик әхлақ мизан. Һалбуки, интернет әркинлик мәсилилири вә тор көзәткүчилириниң қаришичә, әслидинла интернет тор әркинликини түрлүк қаттиқ тәдбирләр билән тосуп келиватқан хитай қанун органлириниң, учур алақә тәрәққиятиға қарши техника вә қанун васитисини қоллинип, учур алақә васитилирини күчлүк назарәт қилип башқурушни үзлүксиз күчәйтип кәлмәктә икән. Хитай хәлқ қурултийи йеқинда җинайи ишлар қануниға түзитиш киргүзүп, униңға 5 хил йеңи җинайәт түрини қошқан. юқумлуқ кесәллик, апәт вә башқа зор вәқәләрдә сахта учур тарқитиш, террорлуққа алақидар материялларни сақлаш қатарлиқ һәрикәтләр рәсмий җинайи қилмиш категорийәсигә киргүзүлгән.

Қанун лайиһиси 1‏-ноябирдин башлап рәсмий йолға қоюлған иди.

Уйғур аптоном районидики алақә торини башқурғучи тармақлар буниңға мас һалда тордики иғва вә зиянлиқ учурларни чәкләп, тор муһитини саплаштуруп, иҗтимаий муқимлиқни қоғдаштики паш қилиш мәхсус райони, ашкара паш қилиш телефони тәсис қилип, назарәт қилишини күчәйткән һәмдә зәрбә бериштики қәтий ирадисини көрситип, хилаплиқ қилғучилар еғир болғанда 7 йилғичә муддәтлик қамақ җазаси берилидикән.

Йеқинқи күнләрдә игилигән инкасларға қариғанда, даириләр уйғур елиниң үрүмчи вә башқа һәр қайси җайлирида, интернет вә симсиз телефон абунтлириниң җәзмән һәқиқий салаһийәт учури билән тәминлиши керәкликини уқтурған болуп,мулазимәттин бәһримән болғучи шәхсләр кимлик яки башқа күчкә игә салаһийәт испатини асас қилип әнгә алдуруп телефон номурини қайта тизимлитиш, абунитчи орун болса, тәшкилий аппарат код гуваһнамиси яки тиҗарәт кинишкисини асас қилип ройхәткә алдуруп тизимлитишқа башлиған. Буму даириләрниң учур алақә васитилиригә қарита йеңи бәлгилимисиниң йәниму күчәйтилгәнликидин бешарәт бәрмәктә.

Уйғур елидики аммиға қаратқан телефон зиярәтлиримиздин әслидинла пикир әркинлики, тор әркинлики тосқунлуққа учрайдиған уйғурларниң техиму сәзгүр вә еһтиятчан болушқа мәҗбур болуватқанлиқи мәлум болмақта.

Хотәндики мәлум сақчиханиға қаратқан зияритимизгә җаваб бәргән бир сақчи даириләрниң мәхсус тор башқурушни күчәйтиш үчүн җиддий сақчи хадими қобул қиливатқанлиқини ашкарилиди.

Хитай һөкүмити йеқинқи икки йилдин буян мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң “тор учурлирини қоғдашни күчәйтиш тоғрисидики қарари”, дөләт ишлири кабинетиниң “алақә тори учур мулазимитини башқуруш чариси” вә дөләт, аптоном районниң алақидар бәлгилимилиригә асасән, аптоном районниң әмәлийитигә бирләштүрүп йеза тор башқуруш мизанлирини бекитип, қисмән кишиләр алақә торида иғва тоқуп вә тарқитип, кишиләрни қаймуқтуруп, аммини мәсилиләргә хата һөкүм қилишқа қутритип, начар иҗтимаий тәсир пәйда қилди дегәндәк әйибләшләр билән қаттиқ җазалап кәлди. Даириләр буни “шинҗаңниң муқимлиқини үнүмлүк сақлаш, иғва тарқатқанларға қанун бойичә зәрбә берип, тор иғвагәрчиликиниң алдини елиш үчүн, қанун органлири торда иғва тарқитиш қилмишини қанун бойичә тәкшүрүп, иғва тарқатқучиларға тегишлик җаза бәрди” дәп көрсәтсә чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ қоғдиғучилири болса, хитайни өзиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қанунсизлиқ, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йошурушни мәқсәт қилған дәп тәнқид қилиду.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит хитай һөкүмитиниң уйғур елида 1-ноябирдин башлап иҗра қилишқа башлиған чарилириниң уйғурларни нишан қилғанлиқи вә бу арқилиқ уйғурларниң учур алақә васитилиридин пайдилиниш, учур игиләш вә тарқитиштәк пикир әркинликини йәниму илгириләп дәхли тәрузға учритидиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитини уйғурлардики қаршилиқларни бастуруш үчүн уларға алақә торидин пайдилинип зораванлиқ, террорлуқ учури тарқитиш яки сақлаш җинайәтлирини артип қанунсиз, қаттиқ җазалашни тохтитишқа вә әгәр хитайниң бу хил учур алақә башқуруш қануни адил, һәққаний болса, җазалиғанларниң миллий салаһийитигә даир мунасивәтлик санлиқ мәлумат, учурлирини вақтида елан қилишини, һәқиқий әһвални ашкарилашни тәләп қилди.

Хитай, хәлқара әркинлик өйиниң бу йиллиқ интернет әркинлики һәммидин қаттиқ боғулған дөләтләр тизимликидә йәнә алдинқи қатарға тизилди.

5-Ноябир “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай даирилириниң торда пикир қилишни җинайи қилмишлаштурушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп: “чүнки, тор хитай хәлқиниң нисбәтән әркин пикир баян қилалайдиған йеганә қанили” дегән иди.

Мәзкур тәшкилатниң хадими софий ричарсон: “җинайи ишлар қануниниң түзитиш киргүзүш лайиһиси хитай һөкүмитини тордашларни җазалайдиған йәнә бир күчлүк қоралға игә қилди” дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.