Чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучилар язлиқ тәтилдә вәтәнгә қайтиштин әндишә қилмақта
2015.05.28

Йеқинда фейсбок қатарлиқ иҗтимаий алақә торлирида тарқалған учурлардин мәлум болушичә, түркийәдин тәтил қилип юртлириға қайтқан уйғур оқуғучилар хитай сақчи даирилириниң чақиртип сорақ қилиши һәтта тутқун қилишиға учриған.
Радиомиз әһвал игиләш арқилиқ нөвәттә чәтәлләрдә оқуватқан нурғунлиған уйғур оқуғучилар, вәтәнгә қайтса йолуқуш хәвпи болған һәр хил аваричиликләрдин сақлиниш үчүн, тәтил мәзгилидә өзи турған дөләтләрдә қелиш яки хитайдин башқа дөләтләрдә тәтил күнлирини өткүзүшни қарар қилған.
Йеқинқи бирқанчә йилдин буян оқуш пурсити издәп чәтәлләргә чиққан уйғур оқуғучиларниң зор көпчилики оқуш муддити түгигичә өз юртлириға қайтмаслиқ қарарини алған. Болупму ғәрб демократик дөләтлиридә оқуватқан уйғур оқуғучилар арисида 3-4 айға созулидиған узун муддәтлик язлиқ тәтилдә юртиға қайтип ата-ана, уруқ-туғқанлиқини көрүп келидиғанлар йеқинқи йиллардин буян, болупму 2009-йилдики 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин барғанчә азлиғанлиқи мәлум болмақта.
Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, оқуш пүткәнгә қәдәр ғәрб демократик дөләтлиридә оқуватқан оқуғучиларниң юртлириға қайтмаслиқ сәвәби һәр хил болсиму, әмма өзи туғулуп өскән юртиға қайтмаслиқидики асасий сәвәбләрниң бири, йәнила хитай чеграсидин киргәндә яки өз юртлириға барғандин кейин, хитайниң дөләт бихәтәрлик сақчилири яки йәрлик сақчи орунлириниң уларни издәп келип паракәндә қилишидин әнсирәш сәвәбидин болған.
28-Май пәйшәнбә күни иҗтимаий таратқулардин фейсбок, үндидар қатарлиқларда йолланған учурлардин мәлум болушичә, өткән һәптә түркийәдә оқуватқан бирқанчә нәпәр уйғур оқуғучи язлиқ тәтилни өз ютлирида өткүзүш үчүн қайтқинида, улар үрүмчи айродромидила хитайниң дөләт бихәтәрлик сақчилири тәрипидин елип кетилгән.
Чәтәлләрдики иҗтимаий таратқулардин шиветсийидики шәрқий түркистан тәшвиқат мәркизиниң пәйшәнбә күнидики хәвиридә дейилишичә, өткән һәптидин башлап, түркийәдики оқуғучилар язлиқ тәтилгә қоюп берилгән. Түркийәдә оқуватқан бирқанчә нәпәр уйғур оқуғучи язлиқ тәтилни өз ютлирида өткүзүш үчүн қайтқинида, улар үрүмчи айродромидила хитайниң дөләт бихәтәрлик сақчилири тәрипидин тутқун қилинған. Хәвәрдә әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң баяни нәқил елинип, “хитайниң дөләт бихәтәрлик сақчилири бу оқуғучиларни түркийәдики мәзгилдә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири билән мунасивити болуши мумкин” дегән гуманда тутқун қилғанлиқи илгири сүрүлгән. Әмма хәвәрдә бу оқуғучиларниң кимлики вә тутқун қилинған конкрет вақти тилға елинмиған.
27-Май чаршәнбә күни кәчтә радиомиз мухбириға бу һәқтә йолланған телефон учурдин мәлум болушичә, өткән һәптиниң ахири бу оқуғучилардин бирәйләнниң ата-аниси вә уруқ-туғқанлири уни күтүвелиш үчүн, үрүмчи айродромиға чиққан. Улартүркийидин кәлгән йолучилар арисидин оғлини тапалмиғандин кейин, сүрүштүрүш арқилиқ, оғлиниң хитай дөләт бихәтәрлик сақчилири тәрипидин елип кетилгәнликини билгән. Әмма сақчилар уларниң оғли билән көрүшүшигә йол қоймиғанлиқи үчүн, улар балисиниң зади қачан өйгә қайтип келидиғанлиқидин хәвәр алалмиған. Оғли билән биллә җәм болидиған хушал күнләрниң келишини тәқәззалиқ ичидә күткән ата-ана вә қериндашлар нөвәттә әнсирәш вә пушайман ичидә күнлирини өткүзүшкә мәҗбур болған.
Мәлум болушичә, нөвәттә чәтәлләрдә балилири оқуватқан уйғур ата-анилар һәр хил йоллар арқилиқ балилириға уқтуруш қилип, балилириниң сақ-саламәт мәктәпни пүткүзүп дипломини қолға алғучә, амал бар вәтәнгә қайтмаслиқини җекилигән.
Нөвәттә явропадики мәлум дөләттә оқуватқан бирәйлән радиомиз зияритини қобул қилип, өзи тонуйдиған нурғунлиған оқуғучиларниң хитай сақчилириниң аваричиликидин сақлиниш үчүн язлиқ тәтилгә охшаш узун мәзгиллик дәм елиш күнлиридә, һәтта аилисидә мусибәт ишлири болғандиму юртлириға қайтмиғанлиқини билдүрди.
У, өзиниң йеқинқи әһвали һәққидә тохтилип, йеқинда дадиси өлүп кәткән болсиму, әмма юртиға қайтип барса сақчиларниң аварә қилишидин әнсиригәнлики үчүн қайтмиғанлиқи қатарлиқ әһвалларни баян қилди.
Униңдин оқуш түгәткәндин кейин вәтәнгә қайтиш ойи бар-йоқлуқини сориғинимизда, у:
6-Айниң оттурилири оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлидиғанлиқи, әмма өзиниң һазирчә вәтәнгә қайтишни ойлашмиғанлиқини билдүрди.
Түркийәдә оқуватқан оқуғучиларниң вәтәнгә қайтип туғқан йоқлаш җәрянида тутқун қилиниш әһваллири илгириму йүз бәргән иди. Мәсилән түркийәниң истанбул университетида магистирлиқ оқуватқан уйғур оқуғучи мутәллип имин, 2012-йили 7-ай мәзгилидә хотәндики ата-анисини йоқлаш вә хитай һөкүмити паспорт беришни рәт қилғини үчүн, түркийәгә келәлмигән қиз дости атикәм розини көрүш үчүн вәтәнгә қайтқан. У 15 күнлүк тәтили тошуп, түркийәгә қайтиш сәпиридә хитай дөләт бихәтәрлик сақчилири тәрипидин бейҗиң айродромида тутқун қилинған. Әйни чағда мутәллип имин 70 күн тутуп турулуп өйигә қайтурулған болсиму, әмма паспорти вә кимлики тартивелинип, хотәндики өйигә нәзәрбәнд қилинған. Мутәллип имин вә атикәм рорзилар әйни чағда әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда бу әһвалларни ашкарилиғанлиқи үчүн, 2014-йили 15-январ уларниң оқутқучиси бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти тутқун қилинғинида, мутәллип имин вә атикәм розиларму илһам тохтиниң 7 нәпәр оқуғучиси қатарида тутқун қилинған вә даириләр тәрипидин узун йиллиқ мудддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.
80-Йийллардин кейин хитайда иқтисадий тәрәққият еһтияҗи сәвәбидин ғәрб дөләтлиригә қарита иқтисадий вә техника җәһәттин ечиветиш сияситиниң түрткисидә йеқинқи 30 йилдин буян хитайдин чиқип чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучилар барғанчә көпәйгән, хитай пуқралириниң паспорт елишиму барғанчә асанлашқан. Әмма оқуш, саяһәт үчүн чәтәлләргә чиқишни тәләп қилған уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң паспорт елиши барғанчә тәсләшкән. Болупму 2009-йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғурларниң паспорт беҗириши техиму тәслишип, уйғур ата-анилар хитай ширкәтлиригә зор миқдарда пул төләш яки паспорт беҗиридиған хитай сақчилириға һәссиләп пара бериш бәдилигә балилири чәтәлләргә оқушқа чиқиришқа мәҗбур болған. Лекин хитай дөләт бихәтәрлик сақчилири вә йәрлик сақчиларниң балилириниң чәтәлләрдики оқуш, турмуш әһвалини сүрүштүрүп бу аилиләрни аварә қилиши вә ата-анилирини көрүш үчүн юртлириға қайтқан оқуғучиларниң хитай сақчилири тәрипидин сорақ қилиниши қатарлиқ вәқәләр сәвәблик, нурғунлиған ата-анилар балилириниң таки оқуши түгигичә вәтәнгә қайтмаслиқини тәвсийә қиливатқанлиқи мәлум.