Д у қ рәһбәрлири “миллий гөрүш” тәшкилати билән көрүшти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.02.13
duq-perhat-muhemmedi-abdujelil-emet.jpg Д у қ рәһбәрлиридин пәрһат муһәммиди вә абдуҗелил әмәт әпәндиләр “миллий гөрүш” тәшкилатиниң рәиси камал әргүн әпәнди билән хатирә сүрәттә. 2019-Йили 12-феврал, көлн, германийә.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири “миллий гөрүш” тәшкилатиниң баш шитабини зиярәт қилип, уйғурлар мәсилиси үстидә сөһбәтләр елип барди.

12-Феврал күни д у қ рәһбәрлири муһаҗирәттики түрк җамаитиниң дуняниң һәр йәрлиридә қанчә йүз миң әзаси болған “миллий гөрүш” тәшкилатиниң тәклипи билән уларниң баш шитабини зиярәт қилип, уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити вә бундин кейин хитайға қарши һәмкарлишип елип баридиған паалийәтләр тоғрисида сөһбәтләрдә болди.

Мәркизи германийәниң көлн шәһиридә болған “миллий гөрүш” тәшкилати бу йил 2-февралдин башлап 11-февралғичә явропа, шималий америка, австралийә қатарлиқ қитәләрдики 16 дин артуқ дөләт, 20 дин артуқ чоң шәһәрләрдә һәм түркийәдә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлириға, болупму җаза лагерлириға қарши д у қ билән һәмкарлишип, көлими зор намайишларни елип барған иди.

Игилишимизчә, “миллий гөрүш” тәшкилати нөвәттә хитайға болған қаршилиқни дуня миқясида йәниму бир балдақ юқири долқунға көтүрүш үчүн д у қ рәиси долқун әйса башлиқ қурултай рәһбәрлирини җиддий көрүшүшкә тәклип қилған. Долқун әйса әпәнди америкида, қурултайниң башқа рәһбәрлири йәнә башқа дөләтләрдә түрлүк сиясий паалийәтләр билән алдираш болғанлиқи сәвәблик қурултайниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди вә қурултай фондиниң мәсули абдуҗелил әмәт әпәндиләр 12-феврал сәһәр мюнхендин йолға чиқип, чүштин кейин саәт 14:00 билән көлн шәһиригә йетип барған вә д у қ ға вакалитән бу учришишқа қатнашқан.

Д у қ рәһбәрлири сөһбәттин илгири қурултай рәиси долқун әйса әпәндиниң түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң 9-феврал күни елан қилған җаза лагерлириға қарши баянатиға қурултайға вакалитән рәһмитини билдүрүп язған мәхсус хетини һәмдә д у қ тәрипидин уйғур дияридики җаза лагерлириға мунасивәтлик түркчә һазирланған доклатини “миллий гөрүш” тәшкилатиниң рәһбәрлиригә тәқдим қилған. Шуниң билән биргә “миллий гөрүш” тәшкилатиниң уйғурларниң паҗиәлик тәқдиригә көңүл бөлүп, хитайниң инсанийәткә қарши зораванлиқлириға нисбәтән дуняниң һәрқайси җайлирида намайишлар тәшкилләп, уйғур миллитиниң ялғуз әмәсликини аләмгә җакарлиғанлиқиға тәшәккүрлирини изһар қилған. Икки тәрәп оттурисидики сөһбәт 2 саәт давам қилған.

Көлн шәһиридин зияритимизни қобул қилған д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу қетимқи учришишта кәң даиридә музакириләр елип берилғанлиқини, болупму алдимиздики айларда хитай һакимийитини хәлқарада техиму рәсва қилиш, җаза лагерлирини тақашқа мәҗбурлар үчүн қандақ йеңичә чарә-тәдбирләргә мураҗиәт қилиш лазимлиқини нуқтилиқ музакирә қилғанлиқини тилға алди вә қилмақчи болған бәзи паалийәтләр тоғрисида алдин мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Д у қ фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәнди бу қетимқи учришиш һәққидә тохталғанда “миллий гөрүш” тәшкилатиниң маддий вә мәниви тәрәпләрдин “шәрқий түркистан дәвасини әбәдий қоллайдиғанлиқи” ни билдүргәнликини, хитайниң җаза лагерлириға қарши уйғурлар билән һәр вақит бир сәптә туридиғанлиқини ипадә қилғанлиқини алаһидә әскәртти.

Мәлум болушичә, өткән йилиниң ахирлиридин етибарән явропадики түрк тәшкилатлири арисида хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлири сиясити вә түрлүк зулумлириға қарита түркийә һөкүмитиниң давамлиқ сүкүттә турувелишиға нисбәтән күчлүк наразилиқ пәйда болған. Уйғурларға қериндаш вә диндаш болған түрк миллити өзлүкидин 2018-йили 12-айдин башлап д у қ билән һәмкарлишип явропа дөләтлиридә хитайға қарши тушмутуштин қозғилип чиқишқа башлиған. Һазир д у қ билән һәмкарлишип хитайға қарши һәрикәт қилиш арзусида болуватқан муһаҗирәттики түрк тәшкилатлириниң сани барғансери көпийиватқан болуп, һәтта явропадики бәзи әрәб исламий гуруппиларму пүтүн дуня миқясида җаза лагерлири тоғрисида ортақ қаршилиқ садалири чиқириш үчүн д у қ ниң орунлаштурушини күтмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.