80 яштин ашқан әрздар абдурәһим қари амалсиз сүкүт қилишқа мәҗбур болған

Мухбиримиз қутлан
2014.10.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
erzdar-boway-305.jpg Бир оғли мәлум бир хитай тәрипидин пичақлинип өлтүрүлгән бир бовай, қатил қолға илинип узун мәзгил өтмәйла қоюп берилгәндин кейин 9 йилдин артуқ әрз қилған. 2009-Йили 23 апрел.
RFA

Игилишимизчә, нәччә милйон сом қиммитидики өй-җай вә беғидин мәҗбурий айрилған 80 яштин ашқан абдурәһим қари бу йил майдин етибарән әрз қилиштин тохташқа мәҗбур болған.

Униң атуш шәһәр ичи от өчүрүш идарисиниң удулидики ават кочиға җайлашқан 3 мо 4 пуң йери бирқанчә йиллар илгири қору-җайи вә беғи билән қошуп мәҗбурий тартивелинған.

Әйни вақитта атуш шәһәр сүнтағ йезилиқ һөкүмәт билән шәһәр қурулуш идариси бирлишип абдуреһим қариниң қору җайлирини әрзан баһада хитай қурулуш ширкитигә сетип беришкә қистиған.

Абдурәһим қари йәрлик даириләрниң бу йолсиз тәлипини рәт қилғандин кейин, униң қору-җайи мәҗбурий түртүп түзливетилгән. Қорудики йәттә еғиз өйи билән бирқанчә еғиз дуканлири вә беғи пүтүнләй вәйран қилинған.

Мәлум болушичә, абдурәһим қари йәрлик даириләрниң йолсизлиқиға қаршилиқ көрсәткәндә, у икки қетим сақчилар тәрипидин қаттиқ урулған. Шундақ болушиға қаримай 80 яштин ашқан бу бовай йилларчә әрз қилиштин тохтимиған.

Вәһаләнки, хитай даирилириниң бу йил 22-майдин башлап уйғур елида йолға қойған “нөл нуқта һәрикити”, йәни “қаттиқ зәрбә бериш вә тазилаш” оператсийәси давамида абдурәһим қари башлиқ уйғур әрздарлар вақтинчә сүкүт қилишқа мәҗбур болған.

80 яштин ашқан абдурәһим қари қанунлуқ йәр-җайи вә мал-мүлки үчүн җенини тикип қойған болсиму, лекин даириләрниң бу йилдин буянқи юқири бесимлиқ сиясити түпәйли давамлиқ әрз қилиштин тохтиған. Бу дәвадин үмид үзгән униң балилири тәрәп-тәрәптин дадисиға нәсиһәт қилип җанға тақашқан бу дәвадин қол үзүшкә, шундақла һөкүмәтниң дегинигә көнүшкә қистиған.

Бүгүн абдурәһим қариниң қизи гүлмирә билән оғли әхмәтҗан радиомиз зияритини қобул қилип, дадисиниң бу дәвадин вақтинчә тохташтики бәзи сәвәблирини баян қилди.

Гүлмирәниң билдүрүшичә, йәрлик даириләр аран 450 миң сом пул вә 50 квадрат метир келидиған төвән иҗарилик өйдин 2 йүрүш берип болди қилған. Тартивелинған әслидики җайниң базардики сетилиш қиммити 5 милйон сомға тохтайдикән.

Еғир бесим түпәйли амалсиз қалған бу аилә бу йил 5-айда һөкүмәтниң дегән йеригә келишкә мәҗбур болған.

Абдурәһим қари шәхсән өзи буни қобул қилмиған, ахирқи җенини бу дәваға тикип қойған болсиму, лекин униң оғли әхмәтҗан көз алдидики вәзийәтни көздә тутуп өз алдиға имза қойған вә бу ишни болди қилған.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.