Кишилик һоқуқ органлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатини уйғур елидики лагерларни тақашқа чақирди

Мухбиримиз ирадә
2019.02.04
lager-ichki-korunushi-ghulja-bitter.jpg Ғулҗидики йиғивелиш лагериниң ички көрүнүши. 2018-Йили 12-ноябир.
BITTER WINTER

Хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған “қайта тәрбийәләш лагерлири” да йүз бериватқан қорқунчлуқ әмәлийәтләргә аит ашкарилиниватқан учурлар хәлқарадики кишилик һоқуқ органлирини һәрикәткә кәлтүрди.

4-Феврал дүшәнбә күни хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқ мулазимити тәшкилати вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ нопузлуқ органлар җәнвәдә ортақ баянат елан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини уйғур елигә мәхсус бир тәкшүрүш гурупписи әвәтишкә чақирди.

Юқиридики тәшкилатлар ахбарат елан қилиш йиғинини бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий кеңишиниң мушу айниң 25-күни ечилидиған омумий йиғини һарписиға тоғра кәлтүргән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң башлиқи кен рот ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилип, һәрқайси әза дөләтләрни өз бурчини ада қилишқа чақирди. У сөзидә: “шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики шунчилик еғирки, у хәлқара җамаәтниң һәрикәткә өтүши үчүн налә қилмақта” деди.

Кен рот хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бир милйондин ошуқ кишини лагерларға қамиғанлиқини, мәқситиниң уларниң миллий вә дини кимликини ююш, уларни пәқәт хитай компартийәсигә чоқунидиған кишиләргә өзгәртиш икәнликини билдүрүп, вәзийәтниң җиддийликини әскәртти. Бирақ у, вәзийәтниң җиддийлиқиға қаримай, хәлқараниң инкасиниң наһайити суслуқини әпсуслиниш ичидә тилға елип, һәрқайси дөләтләрни бу әһвалға хатимә беришкә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини дәрһал уйғур елигә өмәк әвәтип, лагерларни мустәқил тәкшүрүшкә чақирди.

Ахбарат елан қилиш йиғиниға хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң башлиқи куми найдуму әпәндиму телекамера арқилиқ қатнишип сөз қилди. У сөзидә уйғур елиниң һазирқи вәзийитини үсти очуқ түрмигә охшатти. У мундақ деди: “бүгүн шинҗаң худди бир үсти очуқ түрмигә охшап қалди. У йәрдә давам қиливатқан орвелчә юқири техникилиқ назарәт, сиясий меңә ююш һәрикити, мәҗбурий мәдәнийәт ассимилятсийәси, халиғанчә тутқун қилиш вә ғайиб қиливетиш һәрикәтлири аз санлиқ милләтләрни өз ана юртида ятларға айландуруп қойди”.

Куми найдуму әпәндиму һәрқайси әза дөләтләрни хитайниң иқтисадий вә сиясий зәрбисидин қорқуп, өз мәсулийитидин ваз кәчмәсликкә чақирди.

Хәлқара кишилик һоқуқ мулазимити тәшкилатниң асия бойичә адвокати җессика брус уйғур елидә давам қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши туруш үчүн хәлқараниң ортақ һалда вә илгирикиләрдин пәрқлиқ һалда инкас қайтурулуши керәкликини билдүрди. Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясәтлирини өзгәртиш үчүн кәң көләмлик вә мәҗбурлаш характери болған тәдбирләрни зөрүр дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

Арқидин дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиму телекамера арқилиқ йиғинға қатнашти. У әтә уйғурларниң тинчлиқ намайиши қаттиқ бастурулған 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң 22 йиллиқ хатирә күни икәнликини тилға елип туруп, өткән 22 йилдин буян уйғурларниң вәзийити яхшилиниш түгүл техиму еғирлишип маңғанлиқини, уйғурларниң һазир аилә әзалири билән әң аддий бир алақилишиш һоқуқидинму мәһрум қилинғанлиқини билдүрди. У, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң зиялийлирини, профессорлирини қолға елип, уларға халиғанчә қамақ җазаси вә өлүм җазаси бериватқанлиқини, лагерлардин давамлиқ өлүм хәвәрлири келип туридиғанлиқини тилға елип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ғәрб демократик әллири вә ислам дуняси дәрһал һәрикәткә өтмигән тәқдирдә, “уйғурлар үчүн толиму кәч қалиду” деди.

Юқиридики баянатлардин кейин кишилик һоқуқ мутәхәссислири һәрқайси ахбаратларниң мухбирлириниң сориған соаллириға җаваб бәрди. Мухбирлар соаллирида хитайниң һәрқайси дөләтләр билән болған зор иқтисадий мунасивитини көздә тутқанда бу мәсилигә қанчилик инкас билдүрүши мумкинликини сориди. Буниңға кен рот әпәнди җаваб берип, әлвәттә хитайниң иқтисадий тәсирини ойлиғанда һәрқайси дөләтләрниң өз алдиға инкас қайтурушиниң асан болмайдиғанлиқини, дәл мушу сәвәблик өзлириниң дуня җамаәтчиликини, җүмлидин һәрқайси һөкүмәтләр вә органларни лагерлар мәсилисидә хитайға қарши ортақ һәрикәт қилиши керәк, дәп қарайдиғанлиқини әскәртти.

Хәлқара кишилик һоқуқ мулазимити тәшкилатиниң программа йетәкчиси майкил айнхен мухбирларға бәргән җавабида хитайниң бу лагер түзүмигә қандақ муамилә қилишниң бу нөвәт б д т кишилик һоқуқ кеңиши үчүнму бир синақ болидиғанлиқини билдүрди. У: “мениңчә бу б д т кишилик һоқуқ кеңиши үчүн өзиниң ишәнчлик дәриҗисини намаян қилидиған бир синақ. . . Хитайниң кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға қайта қарап чиқилиши керәк” деди.

Йиғинда соал сориғучилар вә берилгән җаваблар арисида тәкитләнгән йәнә бир муһим нуқта болса хәлқара җамаәтниң лагерлар мәсилисидики мәсулийити болди. Йиғиндики мутәхәссисләр бирдәк, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә лагерларни туюқсиз йолға қоймиғанлиқи, буниң районда нәччә он йилдин бери йүргүзүлүватқан юқири бесимлиқ сиясәтниң давами икәнлики, әмма хәлқара җамаәт, хитай һөкүмити илгири қилған бесимларға йетәрлик инкас қайтурмиғачқа хитай һөкүмити мана әмди техиму йүрәклик һалда мушу лагерларни ечишқа җүрәт қилғанлиқини әскәртти. Шуңа улар “әмди хәлқара җамаәтниң ақивити немә болушидин қәтийнәзәр хитайға қарши ортақ тәдбир елиши керәк”, деди.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хәлқаралиқ органларниң бу ортақ баянати бирләшкән дөләтләр тәшкилати үстидә бесим һасил қилишта зор әһмийәткә игә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.