Уйғур мәсилиси америкиниң 2017-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатидин алаһидә орун алди
2018.04.23
Өткән җүмә күни америка дөләт ишлири министирлиқи мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, америка дөләт ишлири министирлиқиниң 2017-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди. Америкиниң мувәққәт дөләт ишлири министири җон солливан доклатниң елан қилиниш мунасивити билән бәргән баянатида хитай, русийә, иран вә шималий корейә һөкүмәтлириниң инсанларниң һәқ-һоқуқлирини қаттиқ дәпсәндә қиливатқанлиқини мәхсус тилға алған. У сөзидә бу дөләтләр һөкүмәтлириниң һәр күни кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилиш арқилиқ ақивәттә “муқимсизлиқ” ни өз қоли билән пәйда қиливатқанлиқини билдүргән вә бу дөләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисидә тәнқидлинишиниң “әхлақий мәҗбурийәт” икәнликини тәкитлигән.
У хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тилға алғанда мундақ дегән: “хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилирини чәкләш, иҗтимаий җәмийәтләрни, пикир әркинликини чәкләш, назарәт вә тәқибни өз мәйличә күчәйтиш қатарлиқ диктатор һакимийәт системисиниң унсурлирини кәң қолланмақта. Әдлийәниң мустәқил болмаслиқи, мустәқил адвокатларниң зәрбигә учриши вә учурниң қаттиқ қамал қилинишидәк әһвалларниң һәммиси дөләтниң қанун арқилиқ идарә қилинишиға тосалғу болмақта. Болупму хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә тибәтләрниң миллий, дини вә тил-йезиқ әркинликини йоқитиш һәрикәтлири бизниң алаһидә диққитимизни қозғимақта.”
Доклатниң хитайға аит қисмидиму уйғурларниң вәзийити кәң оттуриға қоюлған. Доклатта хитайда йүз бериватқан сиясий арқа көрүнүшкә игә зәрбә бериш вә өлтүрүш һәрикәтлири, мәҗбурий ғайиб қиливетиш, өз мәйличә тутқун қилиш, қопал муамилә вә өч елиш, сиясий мәһбуслар, хусусий мәхпийәтлик әркинликигә дәхли қилиш, ахбарат-учур, пикир әркинлики, интернет әркинлики, әркин саяһәт вә һәрикәт әркинлики, миллий вә дини һоқуқларниң дәпсәндә қилиниши яки кәмситилиши қатарлиқ мәсилиләрниң һәммисидә уйғурлар мәхсус тилға елинған.
Америкидики “әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханим бүгүн радийомизға қилған сөзидә америка дөләт ишлири министирлиқиниң доклатида хитайниң дунядики кишилик һоқуқни әң еғир дәпсәндә қиливатқан дөләт қатарида алаһидә тәнқид қилинғанлиқини қарши алди. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “америка дөләт ишлири министирлиқиниң бу қетимлиқ доклатида хитайни мәхсус һалда кишилик һоқуқни әң еғир дәпсәндә қиливатқан 4 дөләт қатарида көтүрүп чиқиши мәнчә интайин тоғра бир қарар. Хитай һөкүмити кишилик һоқуқни системилиқ һалда дәпсәндә қилип келиватқан бир дөләт болуш биләнла қалмай, у һазир өзиниң хитай ичидә йүргүзүватқан диктатор түзүмини, пикир вә учур әркинликигә қаратқан қамалини һәм шундақла юқири техникилиқ назарәт системилирини башқа дөләтләргиму експорт қиливатиду. Бу җәһәттин қариғанда, хитай һөкүмити дуняда һәқиқәтән бир муқимсизлиққа асас селиватиду, десәк хата болмайду. Униң үстигә уйғур елидики вәзийәт кейинки бир йил ичидә мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә еғирлап кәтти. Зор сандики уйғурларниң ‛йепиқ тәрбийә лагерлири‚ ға солиниши әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилик мисаллириниң бири. Мана мушуларниң һәммисини йиғип қариғанда, хитайни дунядики кишилик һоқуқни әң еғир дәпсәндә қиливатқан дөләт, дәп баһалашқа болиду. Шуңа америка һөкүмитиниң хитайни очуқ-ашкара һалда әйиблиши интайин тоғра бир һәрикәт.”
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң доклатида оттуриға қоюлған мәзмунларда хитай һөкүмитиниң уйғур елида террорлуққа қарши туруш дегән нам астида һечқандақ испат көрсәтмәй туруп, хитайниң “террорчи” қалпиқи кийдүрүлгән кишиләрни халиғанчә оқ чиқирип өлтүргәнликини, уйғур елида нурғун кишиләрниң из-дерәксиз ғайиб қиливетилгәнликини, болупму чәтәлләрдин қайтип кәлгән кишиләрниң из-дерәксиз ғайиб болуватқанлиқини, уйғур тутқунларниң түрмидә қейин-қистақ вә қопал муамилә көрүватқанлиқини шундақла уйғурларниң халиғанчә тутуш нишаниға айлиниватқанлиқини әмәлий мисаллар билән оттуриға қойған. Һелиһәм хитай түрмисидә йетиватқан уйғур зиялийси илһам тохти вә 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин тутқун қилинған “шәбнәм” тор бекитиниң саһиби ниҗат азатларниң исимлири тилға елинған.
Хитай һөкүмитиниң дөләт миқясида йолға қоюватқан юқири техникилиқ назарәт вә тәқиб системилириниңму уйғур елида әң кәң омумлаштурулғанлиқи, интернетниң қаттиқ қамал қилинидиғанлиқи, уйғур аптоном районлуқ даирилириниң башқа җайлардин пәрқлиқ һалда райондики кишиләрниң д н а әвришкиси қатарлиқ биологийилик учурлирини йиғиватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң йәнә “қайта қуруш, түзәш-ясаш” дегәндәк исимлар астида уйғурлар олтурақлашқан қәдимий маканларни, тарих вә мәдәнийәт изналирини бузғунчилиққа учритиватқанлиқиниму алаһидә тилға елинған.
Уйғур елидики саяһәт вә һәрикәт әркинликиниң қаттиқ чәклимә астиға елинғанлиқи, уйғурларниң паспорт елип чәтәлгә чиқиш әмәс, бәлки уйғур ели ичидә әркин һәрикәт қилишиниңму еғир чәклимигә учраватқанлиқи мәзкур доклатта нуқтилиқ тилға елинған мәсилиләрниң биридур. Униңда уйғурларниң бир шәһәрдин йәнә бир шәһәргә барғучә санақсиз тәкшүрүш понкитлиридин өтидиғанлиқи, әмма хитайларниң бундақ тосақлардин өтмәйдиғанлиқи баян қилинған.
Қисқиси, доклатта хитай һөкүмитиниң қәғәз йүзидики сиясәтлиридә “аз санлиқ милләтләргә пиланлиқ туғут, алий мәктәпкә кириш, қәрз пул елиш, ишқа орунлишиш җәһәтләрдә етибар берилиду, аз санлиқ милләтләр өзиниң миллий вә дини өрп-адәтлирини қоғдаш, уни давамлаштуруш һоқуқиға игә” дәп көрситилгән болсиму, әмма әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң йәрлик милләтләр районлирида “хитайлаштуруш” ни йолға қоюватқанлиқи, йәрлик милләтләрниң дини вә миллий әркинликигә һәм шундақла уларниң ана тилиға җиддий һуҗум қиливатқанлиқи баян қилинған.
Доклатта йәнә “аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан аптоном районларда, болупму шинҗаң уйғур аптоном районида хитайлар партийә вә һөкүмәтниң һоқуқлуқ орунлириниң мутләқ көп қисмини давамлиқ игиләп турмақта. Хитай нопусиниң мәзкур районға техиму көп еқип кириши йеқинқи йилларда уйғурларниң наразилиқини қозғашқа башлиди,” дейилгән.
Йеқиндин буян, америка дөләт ишлири министирлиқи уйғур елидики еғир кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики әндишилирини интайин ениқ вә кәскин бир тил билән оттуриға қоймақта. Пәйшәнбә күни америка дөләт ишлири министирлиқи уйғур елидики вәзийәт һәққидә мәхсус баянат берип, хитай һөкүмитини уйғурларға йүргүзүватқан бесим сиясәтлирини дәрһал аяғлаштурушқа чақирған. Униңдин аввал америкиниң муавин ярдәмчи дөләт ишлири министири лавра стон бейҗиңда сөз қилип, уйғур аптоном районидики “йепиқ тәрбийиләш лагерлири” ни тилға алған вә уйғурларға қаритилған бундақ дәпсәндичиликләрдә рол еливатқан хитай һөкүмәт әмәлдарлирини америкиниң “магнетский кишилик һоқуқ қануни” ни ишқа селип туруп җазалиши мумкинликини тәкитлигән.
Җүмә күни америкиниң мувәққәт дөләт ишлири министири җон солливан доклатниң елан қилиниш мунасивити билән елан қилған баянатидиму кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқан хитай қатарлиқ дөләтләрни йәнә мушу “магнетский қануни” арқилиқ агаһландурди. У сөзидә “йиғип ейтқанда, америка дунядики кишилик һоқуқни тәшәббус қилишқа йетәкчилик қилиду. Биз кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларни җазалашни давам қилимиз. Өткән йиллар мабәйнидә биз ‛магнетский қануни‚ арқилиқ бәзи җаза тәдбирлирини алдуқ. Кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған һәрқандақ киши, мәйли у дуняниң қәйиридә болсун, бизниң қолимиздин қутулуп чиқип кетәлмәйду,” дәп әскәртти.