1988-Йили 15-июндики уйғур студентлар намайишидин әслимиләр (2)

Мухбиримиз қутлан
2017.07.10
shinjang-uniwersiteti-derwazisi.jpg Шинҗаң университетиниң алди көрүнүши.
Social Media

1988-Йилидики уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң иккинчи қетимлиқ зор намайишиға 29 йил болған бүгүнки күндә, муһаҗирәттики шаһитлар бу һәқтә әслимә тәқдим қилди вә ашу қетимлиқ намайишниң нәтиҗиси, уйғур җәмийитигә көрсәткән тәсири һәмдә намайиш йетәкчилириниң кейинки тәқдири һәққидә мәлумат бәрди.

1988-Йилидики уйғур студентлар намайишни тәшкиллигән вә униңға йетәкчилик қилған, нөвәттә дуня уйғур қурултийиниң баш катиплиқ вәзиписини өтәватқан долқун әйса әпәнди мәзкур намайишниң 1980-йиллардики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң унтулмас бир сәһиписи болуп қалғанлиқини тәкитлиди.

Ашу қетимлиқ уйғур оқуғучилар намайишиға актип иштирак қилған вә намайиштин кейин мәктәп даирилириниң қаттиқ агаһландуруш җазасиға учриған, нөвәттә норвегийәдә яшаватқан абдурешит абдукерим әпәндиму бу һәқтә әслимә тәқдим қилди.

У, шу күнидики намайишниң шинҗаң университетидин башлинип, 10 километир йол йүрүп таки медитсина институтиғичә давамлашқанлиқини, йол бойи үрүмчидики уйғур аһалилириниң маддий вә мәниви җәһәттин оқуғучиларға мәдәт бәргәнликини алаһидә тәкитлиди.

Долқун әйса шу қетимлиқ намайиштин кейин хитай даирилириниң өзи билән варис исимлик йәнә бир оқуғучини алий мәктәптин һәйдигәнликини, йәнә он нәччә оқуғучиға түрлүк җаза бәргәнликини, буниң әйни вақитниң шараитида җәмийәттә қаттиқ ғулғула пәйда қилған бир вәқә болғанлиқини илгири сүрди.

Намайиш қатнашчилиридин абдурешит әпәндиму әйни вақитта өзиниң хитай һөкүмити тәрипидин җазаланған 12 нәпәр уйғур оқуғучиниң бири икәнликини, мәктәп даирилириниң уни “қаттиқ агаһландуруш” җазаси билән бир тәрәп қилғанлиқини әсләп өтти.

Долқун әйса шу қетимлиқ намайишниң нәтиҗиси һәққидә тохтилип мундақ деди: “1988-йилидики иккинчи қетимлиқ уйғур студентлар намайиши 1985-йилидики биринчи қетимлиқ уйғур оқуғучилар һәрикити билән бирликтә пүткүл уйғур җәмийитиниң ойғинишиға шундақла 1990-йиллардин кейинки миллий һәрикәтләрниң җуш уруп раваҗлинишиға идийәвий асас яратти.”

Абдурешит абдукерим әпәнди ахирида, “1988-йилидики уйғур студентлар намайиши гәрчә зор мәсилиләрни һәл қилалмиған, он нәччә оқуғучиниң җазалиниши билән түгәлләнгән болсиму, әмма бу һәрикәт уйғур бүгүнки заман тарихида унтулмас из қалдурди. Мән буниң үчүн һазирму пәхирлинимән!” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.