Чәтәлдики уйғурлар хитай даирилириниң уйғур сиясий мәһбуслириниң җаза муддитини йиниклитилгәнликигә қарита инкас қайтурди

Ихтиярий мухбиримиз иһсан
2016.02.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Huseyin-Jelil-305.jpg Һүсәйин җелилниң түрмигә кириштин бурунқи сүрити.
RFA File

Хитайниң “шинҗаң гезити”, тәңритағ вә нур тори 3 - февралдики хәвиридә дөләт хәвпсизликигә хәвп йәткүзгән 11 нәпәр уйғур мәһбусниң җазасини кемәйткәнлики тоғрилиқ учур тарқатти.

Хәвәрдә ашкарилишичә, уйғур дияридики түрмә системисиниң дөләт хәвпсизликигә хәвп йәткүзгән җинайәтчиләрниң җазасини кемәйтиш тоғрисидики һөкүм елан қилиш вә тәшвиқ - тәрбийә йиғини 2 - айниң 1 - күни өткүзүлгән. Йиғинда мәмәттохти мәмәтрози вә һүсәнҗан җелилға җазаси кемәйтилгәнләргә вакалитән сөз қилдурған. Җазаси кемәйтилгән бу иккийлән сөз қилғанда, көп қетим егилип туруп кәчүрум сорашқа мәҗбур болған.

Даириләр җазаси кемәйтилгән мәмәттохти мәмәтрозиниң илгири афғанистанда террорлуқ мәшиқигә қатнашқанлиқини илгири сүргән.

Мәмәттохти мәмәтрозиниң пакистанда биллә оқуған һазир шивитсийәдә яшаватқан савақдиши абдулла әһәд хитай даирилириниң мәмәттохти мәмәтрозиниң җаза муддитини йиниклитилгәнликигә қарита пикрини баян қилип, мәмәттохтиниң җинайәт садир қилмиғанлиқини, хитай даирилири уни мәҗбурий тутқун қилип пакистандин елип кирип кәткәнликини, бу кәчүрүмниң, хәлқараниң көзини бояш үчүн мәҗбурлаш вастилири арқилиқ қиливатқан һәрикәт икәнликини әскәртти.

Хәвәрдә өзбикстанда тутқун қилинған канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң илгири чегра сиртида “шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати”, “шәрқий түркистан ислам һәрикити”дин ибарәт икки тәшкилатиға қатнишип, уларниң ғоллуқ әзасиға айланғанлиқи һәм чегра сиртида “имам” болғанлиқидәк җәрянлар баян қилинған язмиларни үрүмчидики 1 - түрмә вә башқа түрмиләрдә һәмдә қәшқәр һейтгаһ җамиси алдида оқуғанлиқи илгири сүрүлгән.

Һазир мәлүм дөләттә панаһлиниватқан, һүсәнҗан җелил билән бир түрмигә қамалған, исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур яш, зияритимизни қобул қилип, хитай даирилириниң сиясий мәһбусларни төвә қилишқа мәҗбурлаш арқилиқ өз мәқсәтлиригә йәтмәкчи болғанлиқини аңлатти.

Германийәдики уйғур зиялийси абдуҗелил қарақаш әпәнди, хитай даирилириниң уйғур мәһбусларни мәҗбурий һалда уйғур дияри ичидики шәһәр, наһийиләрдә төвәнамә оқутуп, инавитини чүшүрүшкә урунуватқанлиқини, әмдиликтә өзлириниң сиясий җинайәтчиләрниң җаза муддитини йиниклитәләйдиған иҗабий қәдимини, 3 - айда җәнвәдә ечилидиған кишлик һоқоқ йиғини алдида козур орнида пайдилиниш үчүн қиливатқан көз боямчилиқи дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.