Бир мустәқил чәтәл мухбириниң уйғур елида көргәнлири вәзийәтниң чиңлиқини ашкарилап бәрмәктә
2017.01.17

Йеқинда америкидики “кризис хәвәрлири пултизер мәркизи” вә “караван журнили” қатарлиқ мустәқил хәвәр тор бәтлиридә “сүкүттики дуа” намлиқ бир хәвәр мақалиси елан қилинди.
Бу мақалә хитайда турушлуқ журналист әлис су тәрипидин йезилған болуп, мухбирниң хотән вә қәшқәр қатарлиқ җайларда бирму бир қилған зиярәтлиригә асасән йезилған бу хәвәр мақалидә, уйғур елидики һәқиқий вәзийәт наһайити әтраплиқ шәрһиләнгән.
Бейҗиңда турушлуқ мустәқил журналист әлийис су “сүкүттики дуа-хитай һөкүмитиниң уйғурларниң етиқад әркинликини қоршавға елиши” намлиқ бу хәвәр мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқадини контрол қилиши, у җайда йүз бәргән вәқәләрни бастуруши сәвәбидин районда шәкилләнгән вәзийәтни наһайити әтраплиқ тәсвирләп бәргән. Болупму у мақалисидә уйғурлар кәң көләмдә вә өзлүкидин тәшкиллинип бир қисим муһим диний затларниң мазарлирини тавап қилидиған адәтлириниң хитай һөкүмитиниң бесими сәвәбидин йоқап кетиватқанлиқини, бундақ мазарлиқларниң чөлдәрәп, бәзилириниң һәтта һөкүмәт тәрипидин рәсмий йосунда печәтләнгәнликини баян қилған.
У хәвәр мақалисини алди билән хотәндики “имам асим мазарлиқи” дин башлиған болуп, у бу мазарлиқниң уйғурлар әвладму-әвлад тавап қилип кәлгән җайлиқини, уйғурларниң һәр йили бир қетим ни-ни узақ җайлардин қумлуқларни кезип бу йәргә тавап қилғили келидиғанлиқини, әмма бүгүнки күнгә кәлгәндә бу йәргә тавап қилғили келидиған адәмниң көп болса он нәччигә йетидиғанлиқини билдүргән. У мақалисидә бу һәқтә тохтилип: “бу мазарлиқта дәрвазивәнлик қилидиған мәмәт исимлик киши бу йәргә хитай саяһәтчиләрниң кәлмәйдиғанлиқини ейтти. Униң ейтишичә, униң дадисиму мушу мазарлиқта дәрвазивәнлик қилған икән. У, бир йилларда имам асимниң вапат болғанлиқиниң хатирә күнидә һәр йили бу йәргә миңлап адәмниң тавапқа келидиғанлиқини әскәртип, әмма һазир аран ондәк адәм келиду, деди. У шундақ дәп гепини давамлаштурай дәп турушиға бир сақчи аптомобили мазарлиққа кәп тохтиди вә қоллирида калтәк көтүрүвалған бир қанчә хадим йенимизға келип, бизгә дәрһал бу йәрдин айрилишимизни ейтти. Буниң билән мәмәт дәрһал кәйнигә йенип өзиниң мазарлиқниң дәрвазиси йенидики ишханисиға кирип кәткәч көзи билән ишхана үстидә есиқ турған бихәтәрлик камерасини ишарәт қилип қойди” дәп язған.
Мухбир мақалиси давамида, уйғур елиниң хитайдики сиясий сәзгүрлүки әң юқири җайлиқини, хитай һөкүмитиниң бу җайда “радикаллиқ вә бөлгүнчиликкә қарши туруш” дегән нам астида еғир хәвпсизлик тәдбирлирини алидиғанлиқини баян қилған шундақла хитай һөкүмитиниң уйғур елида диний әркинлик мәвҗутлуқини илгири сүрсиму, әмәлийәттә пәқәт һөкүмәт өзи қурған яки һөкүмәт рухсәт қилған диний паалийәт сорунлириниңла паалийәт қилалайдиғанлиқини, әмма юқиридики имам асима мазарлиқиға охшаш җайларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинип, бәзилириниң һәтта тақилип кәткәнликини, буниң, уйғурларниң диний әркинликигә қаритилған бесим сияситиниң пәқәтла бир қисми икәнликини билдүргән.
Мустәқил журналист әлийис су зиярәт қилған йәнә бир җай йәкән болуп, у йәкәнгә дәл 2016-йили рамизан мәзгилидә барған. У йәкәндики мәзгилидә гәрчә рамизан болсиму, йәкән кочилириниң асасән бошлуқини, кочиларда адәмму көргили болмайдиғанлиқини, уйғурларниң иптар вақтидиму асасән кочиға чиқмиғанлиқини көргән. Бир уйғур яш униңға бир қанчә йилдин буян йәкәнниң мушундақ боп қалғанлиқини, бурун иптар вақти болғанда кишиләрниң иптар қилиш үчүн кочиларға чиқидиғанлиқини, әмма һазир һечкимниң өйидин чиқмайдиғанлиқини ейтип “һазир иқтисадму яхши әмәс, униң үстигә кишиләрму қорқуп кәтти” дегән.
Мухбир юқиридики яшниң сөзидин кейин 2014-йили рамизан мәзгилидә йәкәндә қанлиқ бир вәқә болғанлиқини, һөкүмәт даирилири шу вәқәдә 96 кишини етип өлтүрдуқ, дәйдиғанлиқини вә буларниң шу күни вәқә пәйда қилған террорчилар икәнликини илгири сүридиғанлиқини, әмма америкидики әркин асия радийосиниң болса шу күнки вәқәдә хитай даирилириниң наразилиқ намайиши қилди, дегән сәвәб билән 2000дәк уйғурни етивәткәнликини хәвәр қилғанлиқини язған вә қәшқәрдики бир хитай аялниң дегәнлирини мисал кәлтүрүп мундақ дегән : “йәкәндики вәқә болуп аридин икки йил өткән болсиму, йәкәндә бирәр уйғур маңа шу күни зади немә болғанлиқини дәп беришни халимиди. Лекин қәшқәрдики бир хитай аялниң маңа дәп беришичә, у күни хитай һөкүмәт хәвәрлиридә илгири сүрүлгәндинму җиқ уйғур өлтүрүлгән икән. У аял маңа ‛ шу вәқәдин кейин шундақ көп хитай йәкәндин көчүп кәтти, улар җәнубий шинҗаңдин қорқиду‚ деди. Бу аял сөзини давам қилип ‛ һелиғу йәкәнкән, қәшқәр шәһәрниң өзидиму уйғурлар билән бихәтәрлик қисимлири арисида тоқунуш чиқипла туриду. Әмма улар хәвәр қилинмайду. Чүнки һөкүмәт кишиләрни бу йәргә келип йәрләшсун дәйду. Шуңа улар шинҗаңни бихәтәр дәп көрситишкә тиришиду. Лекин бу йәрдә қачан немә иш болидиғанлиқини билмәйсән‚ деди.”
Мухбир йәнә йәкәндики уйғурлар тавап қилидиған бир чилтән малик намлиқ йәнә бир мазарлиқниңму хитай даирилири тәрипидин “кона, саяһәтчиләр зәхимлинип қалиду” дәп тақап қоюлғанлиқини, әмма бир қанчә йил өткән болсиму, һөкүмәтниң һазирғичә у йәрни ремонт қилмиғанлиқини ейтип, йәрлик уйғурларниң өзини у йәргә бармаслиққа, барса сақчиларниң аварә қилидиғанлиқи һәққидә агаһландурғанлиқини язған.
Мухбир әлийис йәнә, уйғур елида һәдидин зиядә күп сақчи күчи ишлитилидиғанлиқини ейтип, буниңға хотәндики бир базарни мисал қилған. У бу базарда уйғурлар вә хитайларниң өз-ара параңлишиватқан һәтта биллә тамақ йәватқанлиқини көргили болидиғанлиқини, әмма базарға киргүчә хитайларниң әмәс, уйғурларниңла сақчилар тәрипидин тәкшүрүлидиғанлиқини көргәнликини баян қилған. У хитай һөкүмитиниң мушуниңға охшаш сиясәтлириниң әмәлийәттә уйғурларни радикаллиққа иттириватқанлиқини мисал қилип, буниңға америкалиқ тәтқиқатчи райин тамниң сөзини мисал кәлтүргән. Райин там мухбирға дегән сөзидә, юқиридикидәк уйғурларниң мазар тавап қилидиған адәтлириниң әслидә динға радикал бир шәкилдә ишинишкә охшимайдиғанлиқини, һәтта униң радикаллиқниң алдини алидиғанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң бу хил адәтләрни чәклишиниң радикал вә зораван қаршилиқларға йол ечип беридиғанлиқини билдүргән.
Чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлириму хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан чекидин ашқан бесим сияситиниң уйғур елида йүз бериватқан бир қисим зораванлиқ вәқәлириниң сәвәбчиси икәнликини өз доклатлирида оттуриға қоюп кәлгән. Улар өз доклатлирида хитай һөкүмитиниң диний радикаллиққа қарши туруш нами астида әмәлийәттә уйғурларниң динниң әң асасий шәртлирини бәҗа кәлтүрүшигиму йол қоймайватқанлиқини билдүргән. Уйғур кишилик һоқуқ фондиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәнди уйғур елидики диний бесим һәққидә тохталғанда, хитай һөкүмитиниң диний бесим сияситиниң илгири диний затларнила нишан қилған болса, әмдиликтә униң даирисиниң балиларғичә кеңәйтилгәнликини, даириләрниң әмди уйғур балилири арқилиқ балиларниң вә уларниң ата-анилириниң диний кәйпиятини тәқиб қиливатқанлиқини ейтқан вә уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийитиниң дуня җамаәтчилики диққәт қилмиса болмайдиған нуқтиға кәлгәнликини билдүргән иди.