Ғәрб таратқулири уйғурлар вәзийитини хәлқараға аңлитишта изчил авангарт орунда турмақта

Мухбиримиз сада
2018.12.27
lager-atush-yepiq-terbiyelsh.jpg Тез сүрәттә көпийиватқан “йепиқ тәрбийәләш лагери” йәни хитайниң җаза лагеридин бириниң көрүнүши. 2018-Йили 3-декабир, атуш.
AP

Уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқлириниң хитай һөкүмити тәрипидин дәпсәндичиликкә учраватқанлиқи ғәрб таратқулиридики муһим темилардин болуп кәлмәктә. Америка башчилиқидики көплигән ғәрб дөләтлири ахбаратлардики тәшвиқатини күчәйтиш билән биргә, һәрхил әмәлий һәрикәтләр арқилиқ хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлириға чәк қоюшқа тиришмақта.

Америка ташқи ишлар министири майк помпйо 21-сентәбир америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән 13-нөвәтлик йиллиқ сайлиғучилар учришишида нутуқ сөзләп, хитайниң милйонларчә уйғурға елип бериватқан бастуруш сияситини “дәһшәтлик хорлаш” дәп изаһлиған. Җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертис өзиниң “шинҗаңдики вәһимә вә нәпрәт: 21 ‏-әсирдики етник тазилаш” намлиқ мақалисидә хитайниң нөвәттә уйғурларға йүргүзүватқини “ирқий қирғинчилиқниң бир түри” дегән.

Униңдин башқа америкиниң муавин президенти майк пәнс уйғурлар мәсилисини алаһидә тилға елип, бу мәсилиниң хәлқарадики тәсир күчини йәниму бир балдақ юқири көтүргән.

“зимистан тори” уйғурлар мәсилисини хәлқараға аңлитишта шундақла җаза лагерлириниң ички мәнзирисини әйнән һәм пакитлиқ ечип бериштә күч чиқириватқан ғәрбтики тор таратқулириниң биридур. Мәзкур тор уйғур мәсилисидә дәлил-испатлар арқилиқ хәлқараға уйғур дияриниң нөвәттики әһвалини ечип көрситиштә актип рол ойнап кәлмәктә. Ундақта, “зимистан тори” ниң уйғурлар вәзийитини аңлитишида түрткилик рол ойниған амил немә? мәзкур торниң баш мәсули марко респинти бу һәқтә пикир баян қилип, диний әркинлик вә кишилик һоқуқ хитайдики әң еғир мәсилиниң бири болуватқан мушундақ бир пәйттә уйғур дияридики вәзийәттин һәрбир кишиниң чоқум хәвәрдар болуш һоқуқи барлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “‛зимистан тори‚ ниң асаслиқ диққәт нуқтиси хитайдики диний әркинлик бузғунчилиқи вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қаритилған. Уйғурларниң вәзийити бәкла қорқунчлуқ. Райондин бир милйон адәм уйғур болғанлиқи вә ислам диниға етиқад қилғанлиқи үчүн хитайниң җаза лагерлириға қамалди. Хитайниң сиясити исламниң кичиккинә ипадиси болғанлики йәрләргә вә адәмләргә қаритилған. Улар уйғурларни пүтүнләй йоқ қилишқа урунуватиду. Мушу вәҗидин биз уйғур мәсилисини дуняға аңлитишқа кириштуқ.”

Йеқинқи мәзгилдин буян хитай һөкүмити америка башчилиқидики бир қисим дөләтләрни “хитайниң ички ишиға арилашти” дәп әйиблигән болсиму, әмма ғәрбтики кишилик һоқуқ қоғдиғучилири өз һәрикитини тохтитип қойғини йоқ. Америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палата әзаси марко рубийо билән авам палата әзаси кристофер симисниң уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә асаслиқ рол ойниған хитай әмәлдарлириға “йәр шари магнетский қануни” бойичә җаза қоллинишни тәләп қилип, хитайға бир агаһландуруш бәргән.

Булар билән бир қатарда фирансийә вә русийәниң телевизийә қаналлирида уйғурларниң кәң көләмлик тутқун қилинип җаза лагерлириға солиниши, уларниң нормал диний әркинликиниң зиянкәшликкә учриши қатарлиқлар аңлитилип, дуняниң бу мәсилини һәқиқий тонуп йетиши үчүн йәниму толуқ бир сәһнә һазирлап бәрди. Буниңдики адәмни әң қизиқтуридиған нуқта, русийә телевизийәсидиму уйғур мәсилисиниң аңлитилишидур. Русийә изчил хитай билән иттипақдашлиқ һалитидә туруватқан бир пәйттә русийәдики муһим телевизийә қаналлиридин бир болған “бүгүнки русийә” дә уйғур вәзийитиниң аңлитилиши көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.

Һалбуки, юқириқидәк дәлил-пакитлар көпләп оттуриға чиқиватқан болсиму, хитай һөкүмити уйғурлар вәзийитидә йәнила йошуруш позитсийәсидә турмақта. Мәсилән, уйғурлар тутулуп соланған җаза лагерлири хитай һөкүмити тәрипидин “кәспий техника тәрбийәләш мәркизи” дәп атилип, тутқунларниң аталмиш “кәсип” өгинип, һәрқайси завут-карханиларға ишқа орунлашқанлиқи һәққидики ойдурмилар һәмдә тутқунларни аталмиш “ешинча әмгәк күчи” намида хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәватқанлиқи шуниң җүмлисидиндур.

Бәзи көзәткүчиләр хитайниң уйғурларға тутуватқан бу хил чекидин ашқан бастуруш сияситидин қаттиқ әндишә қилмақта. Америка аләм қатниши идарисиниң оптик инженери, доктор әркин сидиқ әпәндиму бу нуқтидики көз-қарашлирини ипадиләп, “хитай һазирға қәдәр дуняниң көзини бояп кәлди. Чәтәллик бир қисим мухбирлар йеқинқи бир-икки йил мабәйнидә вәтинимиз шәрқий түркистанға берип, шу йәрни тәпсилий көзәткәндин кейин, топлиған пакитларни ахбарат васитилиригә тохтимай ашкарилиши билән хәлқарада хитайниң зади қандақ һакимийәт икәнликигә аит көз-қарашлар шәкиллиниватиду. Бу йәрдә мухбирлар билән саяһәтчиләрниң роли бәк чоң болуватиду. Шуңа хитай әмди дуняни бурунқидәк алдап кетәлмәйду, уйғурларниң вәзийитиму яхшилинишқа қарап йүзлиниду, дәп ойлаймән,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.