Америкиниң дини әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси “йепиқ тәрбийә лагерлири” үстидә тохталди

Мухбиримиз ирадә
2018.05.29
Mike-Pompeo-Sam-Brownback-dini-erkinlik.jpg Америка дөләт ишлири министирлиқи хәлқара дини әркинлик доклатини елан қилиш мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америка дөләт ишлири министири майк помпийо дөләт ишлири министирлиқиниң хәлқара дини әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сәм бровнбәкни сөзгә тәклип қилмақта. 2018-Йили 29-май, вашингтон.
AP

Бүгүн америка дөләт ишлири министирлиқи хәлқара дини әркинлик доклатини елан қилди. 29-Май күни, әтигәндә доклатниң елан қилиниш мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, уйғурларниң еғир кишилик һоқуқ вәзийити вә шундақла “йепиқ тәрбийә лагерлири” тилға елинди.

Бүгүн, йәни 29-май сәйшәнбә америка дөләт ишлири министирлиқи (ташқи ишлар министирлиқи) йиллиқ хәлқара дини әркинлик доклатини елан қилди. Дунядики һәрқайси дөләтләрниң өткән бир йилдики дини әркинлик вәзийити баһалап чиқилған бу доклатниң елан қилиниши мунасивити билән сәйшәнбә күни әтигән 9:00 да дөләт ишлири министирлиқида ахбарат елан қилиш йиғини ечилди. Йиғинда, америка дөләт ишлири министири майк помпийо вә дөләт ишлири минситирлиқиниң хәлқара дини әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сәм бровнбәк сөз қилди.

Йиғинниң соал-җаваб қисмида уйғурларниң еғир кишилик һоқуқ вәзийити күн тәртипкә кәлди. Бир мухбир америка-хитай оттурисида иқтисадқа аит мәсилиләр алаһидә муһим мәсилә болуп туруватқанда хитайдики дини әркинлик мәсилисиниң бу учришишларда тилға елинип-елинмайдиғанлиқи, һәтта буниң бир амил қатариға кирип-кирмәйдиғанлиқини сориди. Буниң билән әлчи сәм бровнбәк җаваб берип мундақ деди:
“әлвәттә у бир амил. Булар биз муназирилиримизниң бир қисми сүпитидә изчил һалда тонуштуридиған вә давамлиқ оттуриға қойидиған амиллар. Биз доклатимизда немиләрниң йүз бериватқанлиқини һәмдә кишини интайин паракәндә қилидиған әһвалларни тилға алдуқ. Болупму буларниң бири нөвәттә у йәрдики уйғурлар йолуқуватқан мушәққәтләрдур, һазир кишиләр у дөләттә қайта тәрбийәләш лагерлириға соланмақта. Биз нәччә он йиллар илгирила ғайиб болған, дәп қарайдиған бу уқумлар һазир техиму мукәммәл һалда кеңәйтилмәктә. Бу доклатта диний әркинликниң қанчилик чекингәнликигә аит кишини қаттиқ паракәндә қилидиған нурғун мисалларға орун берилди. Мушу сәвәблик биз керәклик тәдбирләрниң елиниши үчүн буларни мәзкур доклатимизға киргүздуқ. Мән у йәрдә йүз бериватқан вәзийәт үстидә, шундақла тибәтләр, фалунгоң муритлири вә христианларниң барғансери қийинлишиватқан вәзийити үстидә америка һөкүмити вә америка дөләт мәҗлисидики мунасивәтлик кишиләр билән учришишларда болдум. Хитай диний әркинлик вәзийити кишини һәқиқәтәнму биарам қилидиған бир дөләт. Шуңа биз доклатта бу мәсилиләрни оттуриға қойдуқ вә һөкүмитимиз ичидиму бу мәсилини музакирә қилдуқ”.

Америка дөләт ишлири министирлиқиниң дини әркинлик әлчиси сәм бровнбәкниң юқиридики сөзи кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң диққитини қозғиди. Улар бу сөзләрниң кишигә илһам беридиғанлиқини билдүрди. Америка кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софей речардсон бүгүн радийомизға қилған сөзидә униң “қайта тәрбийә лагерлири”ни тилға елишиниң интайин муһимлиқини билдүрди. У мундақ деди:“мәнчә униң райондики йепиқ тәрбийә лагерлирини һәмдә бу лагерлар тоғрулуқ америка дөләт мәҗлисидикиләр билән учрашқанлиқини йиғинда оттуриға қоюши интайин муһим. Дөләт ишлири министирлиқидики юқири дәриҗилик бир әмәлдарниң хитай һөкүмити йүргүзүватқан еғир дәпсәндә сиясәтлиригә қарши бир тәдбир елиш үчүн америка дөләт мәҗлисидә өзигә аваз топлиши кишини толиму үмидләндүриду. Уйғурларниң дини әркинлики хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ бесимға учраватқан бир мәзгилдә бу интайин муһим әһмийәткә игә дәп қараймән”.

Софей речардсон ханим сөзидә йәнә, йеқиндин буян америка һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисидә ениқ позитсийә көрсәткәнликини, буниң әң ярқин вә әң йеқинқи мисалиниң америкиниң б д т дики муавин баш әлчиси кәллий курей ханимниң хитай вәкилиниң әйибләшлирини рәт қилғанда қилған сөзлири икәнликини билдүрди вә америка һөкүмитини уйғурларға йүргүзүлүватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитиш үчүн йәниму әмәлий тәдбирләрни елишқа чақирди.

Дәрвәқә бүгүнки ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған америка дөләт ишлири министири майк помпейо сөзидә америкиниң хәлқарада дини әркинликни алға сүрүш үчүн музакиридин көпрәк әмәлий һәрикәткә өтидиғанлиқини тәкитлигән иди. У сөзидә, дини әркинликниң америкиниң қурулуши вә шундақла келәчикидики һәл қилғуч бир амил икәнликини, америка һөкүмитиниң дуняниң һәрқайси җайлиридики һәрбир кишиниң дини әркинликтин толуқ бәһримән болуши керәкликигә ишинидиғанлиқи вә буниң әмәлгә ешиши үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди вә сөзигә мундақ давам қилди:
“мән бу йәрдә америка дөләт ишлири министирлиқимизда 25- вә 26- июл күнлири хәлқарада дини әркинликни илгири сүрүш мәзмун қилинған министр дәриҗиликләр йиғини чақиридиғанлиқимизни хушаллиқ билән елан қилмақчимән. Мән бу йиғинда бизгә охшаш ойлайдиған һөкүмәтләрниң ташқи ишлар минситирлирини, һәрқайси мустәқил органлар, дини гуруппилар вә җәмийәтләрниң вәкиллиригә саһибханилиқ қилимән. Биз бу учришиш арқилиқ универсал кишилик һоқуқ болған хәлқара дини әркинликни тәшәббус қилиш мәйданимизни йәниму күчәйтимиз. . . Мәнчә бу йиғин бир йеңи башлинишқа сәвәб болиду. Җүмлидин бу пәқәтла музакирә йиғини болуп қалмай, әмәлий иш қилидиған бир йиғин болиду. Америка йүз бериватқанларға һәргиз бир тамашибин сүпитидә қарап олтурмайду. Әксичә америка мәйданға чүшүп, дини әркинликтин ибарәт әң асасий кишилик һоқуққа тәлпүнгүчиләр билән һәрвақит бир сәптә болиду” дәп әскәртти.
Бүгүн, америка дөләт мәҗлиси тәрипидин елан қилинған 2017‏-йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқ доклатиниң хитайға аит қисмида уйғурларниң мәсилиси кәң тилға елинған болуп, униңда хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши туруш баһанисидә, уйғурларниң диний етиқад әркинликини қаттиқ бастуруватқанлиқи, уйғур оқуғучиларни диний паалийәтләрдин қәтий чәкләватқанлиқи, нәччә йүз миңлиған уйғурниң “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамалғанлиқи, чәтәлләрдә диний билим еливатқан нәччә йүзлигән уйғур оқуғучиларниң мәҗбурий йосунда қайтуруп келинип, қолға елинғанлиқидәк вәқәләр тәпсилий орун алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.