Муһаҗирәттики бир қисим уйғурлар лагерларға қамалған уруқ-туғқанлириниң әһвалини ашкарилиди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.08.15
Adil-Abdurehim-lager-shikayet.jpg Хитай зулумиға учраватқан, юртидики уруқ-туғқанлири вә аилисиниң әһвалини ашкарилиған, һазир истанбулда яшаватқан адил абдуреһим.
RFA/Arslan

Йеқиндин буян муһаҗирәттә яшаватқан бир қисим уйғурлар сүкүтни бузуп, хитайниң йиғивелиш лагерлириға яки түрмилиригә наһәқ қамалған уруқ-туғқанлириниң әһвалини ашкарилашқа башлиди. Улар иҗтимаий таратқуларда тутқундики уруқ-туғқанлириниң исим-фамилиси, тутқун қилинған вақти, қамалған җайи вә башқа учурлирини ашкарилап, хитай даирилириниң уйғур диярида йүргүзүватқан юқири бесимлиқ бастурушлирини дуня җамаәтчиликигә паш қилди.

Шулардин бири һазир истанбулда яшаватқан адил абдуреһимдур. У пүтүн аилиси бойичә еғир бәдәл төләватқан кишиләрниң бири болуп, униң дадиси, аяли, қейнатиси вә аялиниң икки акиси йиғивелиш лагериға қамалған икән. Униң билдүрүшичә, униң 65 яшлиқ дадиси абдуреһим муһәммәт 2017-йили 4-айда ақсуниң бай наһийәсидики йиғивелиш лагериға елип кетилип, мәҗбурий “тәрбийәләп өзгәртиш” кә тутулған икән.

Адил абдуреһимниң билдүрүшичә, униң аяли, қейнатиси вә аялиниң икки акисиму бай наһийәсидики йиғиливелиш лагериға елип кетилгән болуп, униң юртида қалған үч пәрзәнти яшинип қалған қейнанисиниң һимайисидә қалған икән. У һазир қейнанисиниң қолиға қалған үч пәрзәнтини йәрлик даириләрниң елип кетишидин қаттиқ әндишә қилмақта икән.

Адил абдурәһим дадисиниң 15 айдин бири наһәқ һалда лагерда йетиватқанлиқи, аяли вә башқа уруқ-туғқанлириниңғу еғир бәдәлләрни төләватқанлиқини илгири сүрүп, дуня җамаәтчилики һәмдә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириниң уйғурлар дуч келиватқан бу паҗиәләргә қарап турмаслиқини тәләп қилди. Хәлқара җәмийәтниң хитайға бесим ишлитип, уйғур дияридики җаза лагерлирини тақаш үчүн күч чиқиришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Адил абдуреһимниң билдүрүшичә, хитай сақчилири юртида қалған қизи бумәрйәм адил, оғуллири муһәммәт адил вә өмәр адил қатарлиқ үч пәрзәнтиниң рәсимини униңға әвәтип, өзлиригә маслишип түркийәдики уйғурларниң учурлирини тәминлишини, әгәр маслишип ишлимисә пәрзәнтлириниңму тутқун қилинидиғанлиқи билән тәһдит салған икән.

Адил абдурәһимдин башқа  мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, муһаҗирәттики уйғурларниң ойғинидиған вақти кәлгәнликини, уларниң адил абдуреһимдәк оттуриға чиқип лагерлардики уруқ-туғқанлириниң әһвалини дуняға аңлатқандила андин дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғиғили болидиғанлиқини, хитайниң зулумлири үстидин пакитлиқ материял көрсәтмәй туруп, хәлқаралиқ органларға бу һәқтә еғиз ечишниң қийин болидиғанлиқини тәкитләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.