Пәрһат муһәммәд: сиясий йиғинлар, бәлким қарақаш партком һуҗуминиң қозғатқуч сәвәблиридин бири

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.01.16
xoten-herbiy-saqchi-qoralliq.jpg Хитайниң хотәнгә йөткәп кәлгән қораллиқ күчлири. 2014-Йили 3-авғуст.
AFP

Хитай 28-декабир күни йүз бәргән қарақаш партком бинасиға һуҗум қилиш вәқәсиниң сәвәб вә тәпсилатини давамлиқ һалда йошурмақта. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида мәзкур вәқәдики һуҗумчилардин үч нәпириниң һуҗум елип бериштин бир күн аввалға қәдәр өз тәвәликидики сиясий тәрбийә йиғинлириға қатнишип кәлгәнлики ашкариланди. Бу һәқтә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи муавин рәиси пәрһат муһәммәд әпәнди, нөвәттә хотәндә елип бериливатқан сиясий тәлим-тәрбийә йиғинлириниң қарақаш партком һуҗумиға түрткә болған қозғатқуч сәвәбләрдин бири икәнликини илгири сүрди.

Ашкарилинишичә, 28-декабир күни қарақаш парткомға һуҗум қилған ака-ука гумандарлар җүмәбазар кәнтидә елип берилған сиясий йиғинға вәқәдин бир күн аввалға қәдәр толуқ қатнашқан.

Җаһабағ кәнтидики гумандар абдулетип мәттурсунму, сиясий йиғинларға баштин-ахир толуқ қатнашқан.

Мәлум болушичә, мәзкур вәқә һуҗумчилириниң вәқәни сиясий йиғиндин чиқип елип барғанлиқи нөвәттә хитай даирилириниму ойландурмақта вә нөвәттики йиғинларда бу ибрәтлик вәқә сүпитидә кәнт мәсуллириға билдүрүлмәктә. Әмма даириләр мәйли ахбарат, мәйли йиғинлирида болсун, бу сиясий йиғинлар билән мәзкур һуҗум арисида бир сәвәб-нәтиҗә мунасивити бар-йоқлуқи һәққидә пикир баян қилиштин өзлирини қачурмақта. Дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқатқа мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммәд әпәндиниң қаришичә, қарақаш партком һуҗумини кәлтүрүп чиқарған, хитай һакимийитигә қаршилиқтин ибарәт омумий бир сәвәбтин башқа йәнә, бирқанчилиған қозғатқуч сәвәбләрму бар, булардин бири йезиларда ахири үзүлмәйватқан сиясий йиғинлар.

Пәрһат әпәндиниң қаришичә, даириләр өз идийәсини сиңдүрүштин бәкрәк, аһалиләрни контрол қилиш үчүн бу хил йиғинларни уюштурмақта.

Йәнә пәрһат әпәндиниң қаришичә, уйғурларниң нөвәттики сиясий йиғинларни яқтуруши вә тәрбийәни юқтуруши мумкин әмәс, бу йиғинлар аһалиләрдә дәсләптә бизарлиқ, арқидин нәпрәт вә униң арқидин бәзи иҗратлар билән қетилип интиқам туйғуси шәкилләндүргән. Һуҗумчилар нөвәттики қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири муһитида өз пиланлирини мувәппәқийәтлик орунлаш, пиланини йошуруш үчүн сиясий йиғинларға толуқ қатнашқан болуши мумкин.

Юқиридики улиништин қарақаш парткомиға һуҗум қилған гумандарларниң һуҗумни сиясий йиғиндин чиқип елип барғанлиқи һәққидики учур вә мулаһизиләрни аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.