2015-Йил 1-2-айларда уйғур елида йүз бәргән қанлиқ тоқунушлар
2015.03.02
2015-Йил йеңи йил киргәндин кейин, уйғур районидики қаршилиқ һәрикәтлири вә қанлиқ вәқәләрниң тохтимаслиқи хәлқараниң диққитини қозғиди. Йүз бәргән қанлиқ тоқунушларниң бәзилири хитайниң һөкүмәт таратқулирида хәвәр қилинған болсиму, әмма хитайниң чаған байриминиң алди-кәйнидә йүз бәргән қанлиқ тоқунушлар һәққидә хитай мәтбуатлири хәвәр бәрмиди. Иҗтимаий таратқулар вә радиойимизниң игилиши билән хәлқараға ашкариланған 28-29- январ хотән чирийә вә керийә тоқунуши, 13-феврал хотән гума адәм бомба һуҗуми, 16-феврал хотән қарақаш сақчиларға һуҗум қилиш вәқәси, 17-феврал ақсу бай наһийиси сақчилириниң өй ахтурушида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш қатарлиқлар хәлқара мәтбуатларда зор инкас қозғиди.
2014-Йили хәлқара мәтбуатларда уйғур районида қанлиқ тоқунушлар әң көп йүз бәргән йил дәп тәриплинип, бу вәқәләрниң йүз беришигә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний вә миллий бастуруши сәвәб болғанлиқини тәкитлигән иди. Әмма 2015-йили йеңи йил киргәндин кейинки қисқиғинә икки ай ичидә уйғур елида йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлири вә қанлиқ тоқунушларниң йәнила тохтимаслиқи вә бу вәқәләрниң йүз беришигә хитай һөкүмитиниң диний вә миллий бастуруши, хитай сақчилириниң зораванлиқи қатарлиқ амилларниң сәвәб болуши хәлқараниң җиддий диққитини қозғиди.
2015-Йили йеңи йил киргәндин кейин хәлқараға ашкариланған қанлиқ вәқәләрдин, 12-январ қәшқәр йеңишәһәр наһийисидә алтә уйғурниң террорлуқ гумани билән етип өлтүрүлүш вәқәси, 28- 29-январ хотәнниң чирийә вә керийә наһийилиридә 3 уйғур яшниң сақчиларни пичақлап өлтүрүш вәқәси, 13-феврал гума кона базар адәм бомба һуҗуми, 16-феврал қарақаш пурчақчи йезисида сақчиларниң тәкшүрүшигә қаршилиқ қилған уйғур яшниң етиветилиш вәқәси, 16-феврал қәшқәр қағилиқ наһийисидә ата-балиниң сақчи аптомобилиға от қоюш вәқәси, 17-феврал ақсу бай наһийидә 17 адәмниң өлүшигә сәвәб болған яқаериқ қанлиқ тоқунуши қатарлиқларни тилға елиш мумкин.
12-январ қәшқәр йеңишәһәр наһийисидә алтә уйғурниң террорлуқ гумани билән етип өлтүрүлүш вәқәси
Хитайниң тәңритағ торниң хәвиридә, вәқәниң 12-январ әтигән саәт 10 ларда, қәшқәр йеңишәһәр наһийә базиридики сода районида йүз бәргәнлики. Сақчиларниң партлатқуч бомба елип йүргәнлики мәлум қилинған бирәйләнни тутуш җәрянида, униң билән бирликтә палта көтүрүп қаршилиқ көрсәткән 5 кишини қошуп нәқ мәйданда 6 кишини етивәткәнлики тилға елинди, әмма уларниң кимлики һәққидә учур берилмиди. Радиомиз мухбири қәшқәр йеңишәһәр сақчи идарисигә телефон қилғинида сақчилар вәқәниң тәпсилати һәққидә җаваб беришни рәт қилди.
Хәлқара мәтбуатларда бу вәқә 2015-йили йеңи йил киргәндин кейинки тунҗи қанлиқ вәқә дәп тәрипләнди.
28-29-январ хотәнниң чирийә вә керийә наһийилиридә 3 уйғур яшниң сақчиларни пичақлап өлтүрүш вәқәси
28-29-январ күнлири хотәнниң чирийә вә керийә наһийилиридә 3 уйғур яшниң 3 сақчини пичақлап өлтүрүш вәқәси йүз бәргәнлики һәққидә дәсләпки учур иҗтимаий учур васитилиридә тарқалди. Радиомиз сүрүштүрүш арқилиқ, 28-январ хотән чирийәдә 3 уйғур яшниң тағда уларни тосуп тәкшүргән сақчилардин бир аманлиқ мудири вә икки ярдәмчи сақчини пичақлап өлтүргәнлики, бостан йезисиға кәлгәндә 200 дин артуқ сақчиниң қоршавида қалған 17 яшлиқ өмәр абдуғени, 18 яшлиқ өмәр мәмәтниң сақчилар тәрипидин етиветилгәнлики, қечип кәткән мәтселим мәткерәмниң бир күндин кейин хотәнниң керийә наһийисидә тутқун қилинғанлиқи мәлум болди. Мәлум болушичә вәқәдин кейин даириләр 10 нәччә кишини тутқун қилған.
13-Феврал гума кона базар адәм бомба һуҗуми
Вәқә гума конабазарниң пиядиләр кочисида кәч саәт 9 ларда йүз бәргән, нәқ мәйданда 8 сақчи өлгән, 30 нәччә сақчи яриланған. Мәлум болушичә, 2-айниң 13-күни җүмә намизидин кейин белигә партлатқуч бомба таңған шу йәрлик бир уйғур яш бир сақчини чиң қучақлап басқан. Әтраптики башқа сақчилар йопурулуп келип уни тутмақчи болғанда бомба партлиған. Буниң билән нәқ мәйданда 8 нәпәр сақчи өлгән, 30 нәччә сақчи яриланған.
3 1- Феврал хотән гума наһийисидә йүз бәргән өзини қошуп партлитиш вәқәсидин кейин, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, даириләрниң хотән билән қәшқәр чеграсида 13 нәпәр уйғурни тутқун қилғанлиқини билдүрди.
16-Феврал қарақаш пурчақчи йезисида сақчиларниң тәкшүрүшигә қаршилиқ қилған уйғур яшниң етиветилиш вәқәси
16-Феврал дүшәнбә күни хотән қарақаш наһийисидә сақчиларға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.
Иҗтимаий таратқуларда 2-айниң 16-күни хотән қарақаш наһийиси пурчақчи йезиси башқудуғла кәнтидә хитай сақчилириға қаршилиқ қилған бир уйғур етиветилгәнлик хәвири тарқалди. Хитай һөкүмәт таратқулири 13-феврал хотән гумида йүз бәргән өзини қошуп партлитиш һуҗуми һәққидә хәвәр бәрмигинидәк, дүшәнбә күни қарақашта йүз бәргән вәқәниму хәвәр қилмиди.
Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, шу тәвәликтә яшайдиған бир уйғур тәкшүрүш үчүн өйигә бастуруп киргән сақчиларға қаршилиқ қилип, пичақ билән һуҗум қилған. Нәтиҗидә бу уйғур хитай сақчи әскәрлири тәрипидин етиветилгән.
16-Феврал қәшқәр қағилиқ наһийисидә ата-балиниң сақчи аптомобилиға от қоюш вәқәси
Бу вәқә 16-феврал иҗтимаий таратқуларда тарқалди. Мәлум болушичә шу күни қәшқәрниң қағилиқ наһийисидә уйғурларниң коча чарлаватқан хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән. Шәрқий түркистан хәвәр ториниң учурида, қағилиқта йүз бәргән вәқәдә чарлиғучи сақчилар вә хитай пуқралиридин 7 синиң, бу һәрикәтни пиланлиған уйғур пидаийлиридин 4 нәпириниң өлгәнлики илгири сүрүлди. Әмма бу хәвәр хитайниң һөкүмәт таратқулирида вә чәтәл мәтбуатлирида техи дәлилләнмиди.
Радиойимизниң игилишичә, вәқә 16-феврал кәч саәт 9 әтрапида наһийилик 1-башланғуч мәктәпниң алдидики бир талла базириниң йенида йүз бәргән. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида, вәқәдә аз дегәндә 3 киши өлгәнлики айдиңлашти. Вәқәни яратқучилар қағилиқниң төгичи йезисидин болуп, дада вә икки оғулдин ибарәт бир аилә кишилири икән; булардин иккиси нәқ мәйданда җан үзгән, бири дохтурханиға апирилған, әмма қағилиқ дохтурханисидики бир дохтур өзиниң шу күни яриланған икки сақчини тәкшүргәнликини, башқа җәрян вә яридарлардин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
17-Феврал ақсу бай наһийисидә 17 адәмниң өлүшигә сәвәч болған яқаериқ қанлиқ тоқунуши
17-Феврал күни ақсу бай наһийисиниң яқаериқ базирида қанлиқ тоқунуш йүз берип 17 киши өлгән. Тоқунуш сақчиларниң өй тәкшүрүши давамида келип чиққан.
Радиойимизниң игилишичә, 17 феврал күни ақсу бай наһийиси яқаериқ базирида турғун билал башчилиқидики пидаийлар гуруһи бир өйгә топлинип олтурғинида, сақчихана башлиқи қасим имин 7-8 ярдәмчи сақчини башлап өй тәкшүрүшкә киргәндә пидаийлар билән сақчилар оттурисида қанлиқ тоқунуш йүз бәргән.
Пидаийлар аввал қасим имирниң қолидики қорални тартивалған, арқидин пичақ вә палтиларни қоллириға елип сақчиларни чанап вә чепип өйидин қоғлиған. Пидаийлар сақчиларни арқисидин қоғлап сақчиханиға йеқинлашқанда, сақчихана ичидики рәсмий сақчилар тәрипидин етиветилгән. Қасим имир билән қошулуп җәмий 4 сақчи өлгән. Сақчилар вәқәни бир тәрәп қилиш җәрянида вәқә билән мунасивити болмиған дохтурхана башлиқи җүмә һәққули вә униң 16 яшлиқ қизини, шундақла 4-кәнтлик 2 деһқанни гумандарлар қатарида санап етивәткән.
Вәқәдә өлгән бир рәсмий, 3 ярдәмчи сақчиниң исимлири : қасим имир (сақчихана башлиқи), ели җан, абдул қадир, сәмәт әхмәт; вәқәдә өлгән 9 гумандардин 3 нәпириниң исимлири: турғун билал, өмәр мәмәт, тунияз һәсән. Вәқә һәққидә хитай һөкүмәт таратқулири хәвәр бәрмиди. Әмма вәқәдин кейин бай наһийилик сақчи идариси 5 уйғур үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Бу бәш кишидин әр-аял аблиз абла вә азадәм нур вәқәдин үч күн кейин әсиргә чүшкән; мәлум болушичә, аблиз абла яқериқ йезисиниң ақ гүмбәз кәнтидә, азадәм нур ақсу шәһиридики кона айропиланхана дәп атилидиған бир аһалиләр районида тутқун қилинған.
Яқаериқта вәзипә өтәватқан һөкүмәт хадимлириниң баянлиридин мәлум болушичә, вәқәдики пидаийларниң биваситә уруқ-туғқанлири вә достлири болуп яқериқ бойичә аз дегәндә йүзгә йеқин киши тутқун қилинған. Ашкарилишичә, тутқунларниң арисида яқаериқта һөрмәткә сазавәр кишиләрдин рустәм рози, әһәт мамут қатарлиқларму бар.