Уйғур паалийәтчиси әйса қарим: кәлпин сақчилири уруқ-туғқанлиримни тутуш һәққидә тәһдит салди
2016.02.29

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин голландийә маарип җәмийитиниң башлиқи әйса савут қари һаҗимниң билдүрүшичә, у, уйғур тәшкилатида вәзипә өтәшкә башлиғандин буян, хитайниң сақчи даирилири униң кәлпиндики уруқ-туғқанлири арқилиқ телефон қилдуруш вә биваситә телефон қилиш арқилиқ, уни голландийәдә уйғур дәваси елип бармаслиққа агаһландурған. Әйса савут қарим бу әһвалларни голландийәдики һөкүмәт даирилиригә билдүргәндин кейин, 2015-йил яз мәзгилидә кәлпиндә елип берилған “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” намидики тутқун һәрикитидә, униң бир нәврә туғқанлиридин бирқанчә кишиниң қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланди, чәтәлдики туғқиниға учур йәткүзди дегәндәк җинайәтләр артилип тутқун қилғанлиқи һәққидә учур алған.
Юқиридики улиништин мухбиримизниң әйса савут қарим билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилий мәзмунлирини аңлайсиләр.