Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати б д т ға уйғурлар һәққидә доклат сунди
2014.03.20
![toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/din/roza-ramzan-06182013151824.html/toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg/@@images/71314d76-7113-4e86-b077-b6b21c046f8a.jpeg)
Вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилати б д т иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һәқлири комитетиға сунған хитайға алақидар доклатта, б д т ни хитайдики иқтисадий, иҗтимаий, мәдәнийәт һәқлири бузғунчилиққа учраватқан уйғур, тибәт вә моңғулларға диққәт қилишқа чақирған.
Б д т иқтисадий, иҗтимаий, мәдәнийәт һәқлири комитетиниң 52-қетимлиқ йиғини бу йил 28-апрелдин 23-майға қәдәр җәнвәдә ечилиду.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати б д т ға сунған доклатида, уйғур, тибәт вә моңғуллар олтурушлуқ районлар рәсмий “аптоном районлуқ” салаһийәткә игә болсиму, бирақ уларниң давамлиқ бастуруш вә кәмситишкә учрап келиватқанлиқини тәкитлигән. Доклатта бу милләтләрниң мәдәнийәт, диний вә маарип һоқуқи қатарлиқ җәһәтләрдә җиддий чәклимигә дуч келиватқанлиқи, мәсилән, мәктәпләрдә йәрлик хәлқниң тилини чәкләш давамлиқ күчийиватқанлиқи, әң еғири, бу хил чәклимә намратлиқ, мувапиқ олтурақ өй вә давалинишқа еришәлмәслик әһвали астида давам қиливатқанлиқи билдүрүлгән.
Доклатта, уйғурларниң әһвали һәққидә тохтилип: шинҗаң уйғур аптоном райони хитай земининиң 6 дән бир қисмини игиләйду, уран қатарлиқ тәбиий байлиқлар пәвқуладдә мол. Хитай һөкүмити бу районниң тәбиий байлиқини давамлиқ ечиватиду. Бирақ, уйғур хәлқи өзиниң келәчикини өзи бәлгилийәлмәйду. Униң үстигә, улар диний әркинлик җәһәттә еғир чәклимигә учраватиду. Уйғурлар өзиниң диний рәһбәрлирини өзи таллиялмайду. Имамларниң айлиқ сиясий өгинишкә қатнишиши тәләп қилиниду. Хитай һөкүмити уйғур кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмити тәрипидин бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилидиған террорлуқ тәшкилатлар, дәп қарилип, б д т йиғинлирида пат-пат чәкләшкә учрап туриду, дәп көрсәткән.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатиниң мәзкур доклатни тәйярлиған мәсул хадимлириниң бири, пиере әпәнди зияритимизни қобул қилип, б д т ға сунулған доклатта нуқтилиқ 3 мәсилә гәвдилик оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди.
У: уйғурларға алақидар мәсилиләрдә асаслиқ қош тиллиқ маарип, диний әркинлик мәсилиси нуқтилиқ гәвдиләндүрүлди. Йәни диний мәсилидә диний тәлим бериш-елиш һоқуқи, әркин диний ибадәт қилиш, диний етиқад сәвәблик кәмситишкә учримаслиқ мәсилиси оттуриға қоюлди. Бу мәсилә доклаттики җиддий нуқтиларниң бири. Йәнә бир ачқучлуқ мәсилә болса, ишқа орунлишишта кәмситишкә учраш мәсилисидур, деди.
Әгәр бу доклат б д т иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт комитетиниң 28-апрел башлинидиған 52-қетимлиқ йиғинида музакиригә қоюлса, бу уйғур мәсилисиниң бу йил киргәндин буян 2-қетим б д т йиғинида оттуриға қоюлуши болуп қалиду. Уйғур мәсилиси 19-март б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида оттуриға қоюлған. Бирақ хитай һөкүмити йиғинда уйғурларниң һәқ-һоқуқи бузғунчилиққа учраватқанлиқини тән алмиған.
Доклатта, хитайниң хәнзу көчмәнлирини аз санлиқ милләт районлириға көчүрүватқанлиқини тәнқидләп, буниң йәрлик хәлқни өз юртида аз санлиқ орунға чүшүп қоюватқанлиқини тәкитлигән.
Доклатта мундақ дейилгән: хитай һөкүмити аз санлиқ милләт районлириниң иқтисадий, иҗтимаий тәрәққиятини алға сүрүш намида, хән көчмәнлирини давамлиқ тибәт, ички моңғул вә шинҗаң уйғур аптоном райониға көчүп берип олтурақлишишқа риғбәтләндүрүп кәлди. Буниң ақивитидә, тибәт, моңғул вә уйғурлар өз юртида аз санлиққа айлинип қалди. Улар маарип, ишқа орунлишиш вә саламәтлик қатарлиқ җәһәтләрдә алаһидә имтиязға игә хәнзуларниң тәсири астида қалди. Аз санлиқ милләт кишилиригә 2-дәриҗилик пуқра муамилиси қилинмақта. Көчмәнләрниң еқип кириши йәр земин, су қатарлиқ тәбиий байлиқларда қисчилиқ кәлтүрүп чиқарди.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати б д т да вәкиллик орни йоқ милләт вә хәлқләрниң хәлқара аммиви тәшкилати. Шәрқий түркистан мәзкур органниң қурғучи әзалириниң бири. Мәзкур органниң хадими пиере әпәнди, бу доклатниң мәқсити б д т механизми арқилиқ тоқунуш күнсайин күчийип кетиватқан шәрқий түркистанда тинчлиқни алға сүрүш икәнликини билдүрди.
У мундақ дәйду: шәрқий түркистандики яки хитай һөкүмитиниң атиши бойичә шинҗаң уйғур аптоном районидики тоқунуш вәқәләр йеңилиқ әмәс. Бирақ йеңилиқ йеқиндин буян бу районда йүз бәргән вәқәләрниң һәссиләп көпийип кетиши вә техиму зораван түс елишидур. Мениңчә еһтимал буниң хитай һөкүмити билән һечқандақ бир диалог йоқлуқи билән алақидар тәрипи бар. Уйғурларниң мәдәнийәт, пуқралиқ вә сиясий һәқлиригә һөрмәт қилинмиди. Әлвәттә, бу әһвал пүтүн хитайға ортақ әһвал болсиму, лекин аз санлиқ милләтләр районлирида алаһидә еғир. Мениңчә, бу мәсилиләр һаҗәтсиз җиддийлик пәйда қилип, пуқраларни техиму зораванлиққа мәҗбурлиди. Әлвәттә, биз зораванлиқни қаттиқ әйибләймиз. Шуңа биз б д т механизми арқилиқ бу сиясәтни түзитишкә һәрикәт қилдуқ. Әмәлийәттики мәқситимиз хитай һөкүмити билән тоқунушушниң орниға тинчлиқни алға сүрүш.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати б д т ға сунған доклатида йәнә, хитайниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, аз санлиқ милләтләргә зәрбә бериватқанлиқи, уларниң ипадә әркинликини рәт қиливатқанлиқини әскәртип, буниң уйғурларни нишан қилған бир хил кәмситиш шәкли икәнликини оттуриға қойған.
Доклатта: уларниң диний вә мәдәнийәт һоқуқи еғир тосқунлуққа учриди. Сиясий мәқсәтлик қолға елиш омуми йүзлүк һадисә. Даириләр 2014-йили 1-айда атақлиқ зиялий илһам тохтини униң шинҗаң сияситигә қарита тәнқиди пикри сәвәблик қолға алди. У пәқәт өткән йили йүз бәргән тйәнәнмен мәйданиға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, уйғурларға қаритилған бесим күчийип кетиватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән, халас. Униң пикри башқа барлиқ гуруһларға нисбәтән мөтидил болсиму, бирақ у бир айдин артуқ тутуп турулуп, бу йил 2-айда “бөлгүнчилик” билән әйиблинип рәсмий қолға елинди, дегән.
Доклатта йәнә, илһам тохтиниң мәсилиси кишини пәвқуладдә әндишигә салидиғанлиқи, чүнки у һечқачан бөлгүнчиликни тәшәббус қилип бармиғанлиқини агаһландуруп, илһам тохтиниң абруйини ойлашқанда униң қолға елиниши вә тутқун қилиниши райондики тинчлиққа еғир тәһдит пәйда қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Пиере әпәнди, илһам тохтиниң қолға елинишини уйғур вәзийитидики типик вәқә, дәп көрситип, илһам тохти әпәндиниң қолға елиниши кишини пәвқуладдә әндишигә салиду. Чүнки, у зор инавәткә игә зиялий вә паалийәтчи. Мениңчә униң қолға елиниши типик вәқә. У, җәмийәт бирдәк етирап қилған паалийәтчиләр әмәс, бәлки йәнә мөтидил бир паалийәтчи. У һечқачан шәрқи түркистан мустәқиллиқи яки бөлгүнчиликкә чақириқ қилип бақмиған. Һалбуки, у хитай даирилиригә маслишип һәрикәт қилған болсиму, лекин йәнила бөлгүнчилик билән әйиблинип, халиғанчә қолға елинди, дәп көрсәтти.
Доклатниң ахирида вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хитай һөкүмитиниң ойлишип көрүшини тәвсийә қилип, 10 түрлүк тәләпни оттуриға қойған. Бу 10 түрлүк тәләп һәқиқий аптономийә йолға қоюп, аз санлиқ милләтләр қанунини иҗра қилиш, иқтисади мәнпәәттин барлиқ милләтләрни тәң бәһримән қилиш, диний әркинликкә бузғунчилиқ қилған әмәлдарларни җинайи җавабкарлиққа тартиш, йәрлик милләтләрниң һаятлиқ йолиға тәсир қилидиған мәсилиләрдә уларниң тәстиқини елиш, чарвичиларни мәҗбури көчүрүшни тохтитиш, маарип ишлирида аз санлиқ милләтләрниң тилиға капаләтлик қилиш, һөкүмәт һөҗҗәтлирини хитай вә аз санлиқ милләтләр тилида тәң тарқитиш, маарип вә ишқа орунлишиштики кәмситишкә хатимә бериш қатарлиқ тәвсийиләрни өз ичигә алған.