Канада баш министири, ваң йиниң мухбирға азар бәргәнликидин әпсусланди

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2016.06.08
Justin-Trudeau-justin-tredu.jpg Канада баш министири җустин треду. 2015-Йили 18-ноябир.
wikipedia.org

Өткән һәптә канадаға дөләт ишлири зияритигә кәлгән, хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликлиригә аит соал сориған канадалиқ мухбирға азар бәргәнликидин ибарәт дипломатик сәтчилик йүз бәргәндин кейин, бу вәқә дуня вә канада мәтбуатлирида шундақла барлиқ аммиви таратқуларда кәңри йәр алған вә ғулғула темиси болған иди.

Канаданиң манитоба өлкисиниң виннипег шәһиридә зиярәттә болуватқан канада баш министири җастин треду 3-июн күни баянат елан қилип, хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң канадалиқ мухбирға азар бәргәнликидин интайин әпсусланғанлиқини вә әркин ахбаратниң өзи үчүн интайин муһим икәнликини билдүрди.

У мундақ деди: “канада тәрәп, канадалиқ мухбирға азар бериштәк бу көңүлсиз вәзийәттин мәмнун болмиғанлиқимизни, аллиқачан хитай ташқи ишлар министирлиқи вә хитайниң канада баш әлчиликигә йәткүздуқ. Һәқиқәт шуки, ахбарат әркинлики мениң үчүн интайин муһим.

Мән һәрқачан хитай һөкүмити вә хитай әмәлдарлири билән көрүшүш пурсити болғанда, улар билән кишилик һоқуқ мәсилисини, болупму һечқандақ бир пакит болмиған шараит астида, җасуслуқ билән әйиблинип хитай түрмисидә йетиватқан кевин гәррат мәсилисини оттуриға қоюп кәлдим.”

Гәрчә канада баш министири җастин треду баянатида, 2 йилдин буян хитай түрмисидә тутуп турулуватқан канада пуқраси кевин гәрратни тилға алған болсиму әмма, 10 йилдин буян хитай түрмисидә наһәқ йетиватқан һүсәнҗан җелилни тилға алмиған.

Канадада яшаватқан уйғур шаири әхмәтҗан осман әпәнди өз нөвитидә йәнә, һүсәнҗан җелил мәсилисиниң унтулуп қеливатқанлиқини, канадада яшаватқан уйғурлар вә уйғур тәшкилатлири канада һөкүмитигә күчлүк бир бесим һасил қилмиса, бу мәсилиниң унтулған мәсилә болуп қеливеридиғанлиқини илгири сүридиған сиясий мулаһизичиләрниң бири.

Канадада яшаватқан сиясий мулаһизичи мәмәт тохти әпәнди, кәвин гәррат мәсилиси оттуриға чүшкән икән, тәбиий һалда һүсәнҗан җелил мәсилисиниң күнтәртипкә келидиғанлиқини илгири сүриду.

Мәмәт тохтиниң қаришичә, җастин тредуниң бу йил күздә хитайға қарита елип баридиған зияритиниң алди-кәйни, уйғур җамаитиниң канада һөкүмитигә бу һәқтә бесим ишлитиши үчүн яхши бир пурсәт икән.

Канадада яшаватқан сиясий мулаһизичи камил турсун әпәнди, канаданиң хитайдики инсан һәқлири вәзийитигә нисбәтән, юмшақ муамилә қиливатқанлиқини әйибләйду.

Канада баш министирлиқ ишханиси, хитайниң оттавада турушлуқ баш әлчиханиси шундақла хитай ташқи ишлар министирлиқиға өз наразилиқини билдүргәндин кейин, 5-июн күни хитайниң канадада турушлуқ баш әлчиси лу завхуй канадада чиқидиған йәр шари вә мәктуплар гезитидә, “канада инсан һәқлири мәсилисидә хитай оттурисида пәрқ барлиқиға көз юммаслиқи керәк” дегән мавзуда мақалә елан қилип, хитай кишилик һоқуқ вәзийитини ақлимақчи болған. У мақалисидә канада билән хитай оттурисида кишилик һоқуқ мәсилисидә пәрқниң болуши тәбиий дегән идийини илгири сүрмәкчи болған.

Шуниң билән бир вақитта, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң аял баянатчиси хуа чүнйиң өткән һәптә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида бир мухбир сориған, хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң канадалиқ бир мухбирға азар бәргәнлики мәсилиси һәққидики соалиға, конкрет җаваб бериштин өзини қачурған. Әмма у: “чәтәл мухбирлири, җуңго һәққидә хәвәр язғанда, обйектип вә адил болалидимму? язғанлирим хитайда йүз бәргән ишларни тоғра әкс әттүрүп берәлидиму-йоқ дегән соални өз-өзидин сориши керәк” дегән.

Бу программиниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.