Герман мутәхәссислириниң “исламдин илгирики уйғур тарихи вә мәдәнийити” намлиқ әсәр һәққидики қарашлири
2016.12.20

“чоң қирғинчилиқ” журнилида елан қилинған “исламдин илгирики уйғур тарихи вә мәдәнийити” намлиқ әсәр диққәт қозғиди.
Баш штаби германийәдики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң “чоң қирғинчилиқ” намлиқ журнилиниң 2016-йиллиқ 2-санида, уйғурларға мунасивәтлик “хитай бизниң мәдәнийитимизни пүтүнләй йоқатмақчи” намлиқ зиярәт хатирисидин сирт, йәнә герман тарихчиси ирина виснер язған “исламдин илгирики уйғур тарихи вә мәдәнийити”намлиқ әсәрму нәшр қилинди.
Әсәр уйғурларниң ислам динини қобул қилиштин илгирики миң йилдин артуқ бир дәврдә яратқан парлақ буддизм мәдәнийитини тонутушни мәқсәт қилған иди.
Уйғурларниң йирақ өтмүшидин сөз башлиған бу әсәрдә, 10-әсирдә қараханийлар һөкүмрани сутуқ буғрахан тәрипидин қобул қилинған ислам дини 15-әсирдә уйғур диярида толуқ омумлашқичә болған миң йилдин артуқ бир заманда, турпан вә кучани мәркәз қилған уйғур буддизм мәдәнийитиниң районға вә қошна әлләргә тәсирләр көрситип, инсанийәт мәдәнийәт хәзинисигә зор төһпиләр қошқанлиқи баян қилиниду.
“исламдин илгирики уйғур тарихи вә мәдәнийити” намлиқ әсәрниң муқәддимисидә 1877-йили германийәлик фердинанд вон риһитхофенниң “йипәк йоли” дегән намни қоллинип, тарим һавзиси, тәклимакан қумлуқини бағриға алған “шәрқий түркистан” ниң йипәк йолиниң түгүнигә җайлашқан, шәрқ вә ғәрб мәдәнийәтлирини учраштурған һәмдә көп хил мәдәнийәтләрниң биргә яшаш имканини яратқан бир макан болғанлиқини илгири сүргәнлики, хитайдин башланған бу йипәк йолиниң таки русийә, иран, анадолийә вә сүрийәгә қәдәр созулғанлиқини дуняға тонутқанлиқи әскәртилиду.
Әсәргә “безәклик будда миң өйи”, кучадики алтун орда харабиси вә турпандики каризниң рәсимлириму қошуп берилгән. Әсәрдә 840-йили йүз бәргән тәбиий апәт вә қирғизларниң һуҗуми нәтиҗисидә, уйғурлар моңғулийә яйлақлиридин ғәрбкә көчүшкә мәҗбур қелиштин илгирики узун бир дәврдә һәрхил намларда дөләтләр қурғанлиқи, уйғурларниң түрк ирқиға мәнсуп милләт болғанлиқи илгири сүрүлүп, уйғурлар вәтининиң намини баштин ахири “шәрқий түркистан” дәп атайду.
Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати асия ишлири бөлүминиң мәсули улрих делиюс әпәнди бу хусуста тохталғанда, уйғурларниң нөвәттики вәзийитини тонутуш билән биргә, уйғур тарихиниму тонутушниң, уйғурларни йәниму илгирилигән һалда чүшинишкә йол ачидиғанлиқини тилға алди. У мундақ дәйду: “бүгүнки күндә, һәтта сақал-бурут қоюши, ромал артиши, намаз оқуши, рози тутушиму чәклиниватқан уйғурларниң һазирқи паҗиәлик вәзийитини тонутуш қанчилик муһим болса, әзәлдин хитай билән һечқандақ ирқий алақиси болмиған, тарихта өзигә хас мәдәнийәт яратқан вә дөләтләр қурған уйғурларниң өтмүшини тонутушму шунчилик муһимки, дуня милләтлири уйғурларниң мустәмликә астидики бир милләтликини, инсаний һәқлириниң, миллий кимликиниң таҗавузларға учраватқанлиқини билсун.”
Германийәлик тарихчи, уйғуршунас ингирт видиярто ханим мундақ дәйду: “уйғурлар ахирқи қетим 1933-йили вә 1944-йили шәрқий түркистан җумһурийитидин ибарәт өзлириниң мустәқил дөлитини қурған милләттур. Уйғурлар ундин илгири таки 18-әсирниң ахирлириғичә өз өзигә хоҗа болуп яшиған мустәқил милләт иди. Һалбуки, хитай һакимийити бүгүн дуняға уйғурларни әзәлдин хитайниң бир қисми қилип тонутушқа теришип келиватиду. Һәттаки, уйғур миллитини хитай миллитиниң бир тәркиби қисми қилип көрситишкә урунуш хаһишлириму мәвҗут. Уйғурлар тоғрисидики тәтқиқат германийәдә бир қанчә йүз йиллиқ тарихқа игә. Уйғурларниң ким болғанлиқини сахта тарих яритип бәлгиләш мумкин әмәс. Германийәдики башқа журналлардиму уйғур тарихиға аит әсәрләр көп бесилған. Мән ирина ханим чоң қирғинчилиқ журнилиға язған ‛исламдин илгирики уйғур тарихи вә мәдәнийити‚ дегәндәк әсәрләрниң көпләп нәшр қилинишини тәвсийә қилимән. Бу, уйғурларни чүшиништә интайин муһим.”
Германийә беримин парламентиниң милләт вәкили мустафа өздәмир мундақ дәйду: “мусулман бир милләт болған уйғурлар 20 милйонлуқ нопус билән хитай реҗими астида ассимилятсийә қилинип, йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду. Түрк ирқиға мәнсуп болған бу милләтниң миллий кимлики еғир тәһдиткә йолуқуватиду. Бирақ, қанчә миң йиллардин буян мәркизи асияда қәд көтүрүп яшиған бу милләтни бир қанчә йүз йиллиқ асарәт зулуми йоқитиветиш мәқситигә йитәлмәйду. Уйғурлар өзлириниң нөвәттики вәзиписиниң миллий кимликини бар күчи билән қоғдаштин ибарәт икәнликини яхши чүшиниду, дәп ойлаймән.”
Мустафа өздәмир әпәнди йәнә мундақ дәйду: “уйғурлар бүгүн хитайниң системилиқ һалда көчмән йөткәш сияситиниң қурбанлириға айлиниватиду. 1949-Йилидин илгири омумий нопусниң 95% ини тәшкил қилидиған уйғурлар бүгүн аран 40% ини тәшкил қилидиған һалға чүшүп қалди. Буниң биләнла қалмай, һакимийәтниң һәр саһә қатламлиридин сиқип чиқирилип, шинҗаң уйғур аптоном райони дәп атиливатқан бу земинда иккинчи дәриҗилик пуқралиқ муамилисигә йолуқмақта. Бүгүнки реаллиқни дуняға тонутуш билән биргә, ‛исламдин илгирики уйғур тарихи вә мәдәнийити‚ дегәндәк тарихқа аит әсәрләрниму көпләп нәшр қилишниң әлвәттә пайдиси бар.”