Уйғурларға йүргүзүлүватқан зулумни аяғлаштуруш үчүн хитайға қарши омумйүзлүк һәрикәт қилиш чақириқ қилинди
2018.12.10
10-Декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни шундақла хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамиси елан қилинғанлиқиниң 70 йиллиқ хатирә күни. Америка һөкүмити вә һәрқайси кишилик һоқуқ органлири елан қилған мәлуматларда уйғур елида икки милйондин ошуқ кишиниң “йепиқ тәрбийә” лагерлириға қамилип, диний етиқади вә инсаний һоқуқлиридин ваз кечишкә мәҗбурлиниватқанлиқи тилға елиниватқан мушундақ бир пәйттә йетип кәлгән кишилик һоқуқ хатирә күнидә уйғурларға йүргүзүлүватқан зулумни аяғлаштуруш үчүн йәршари характерлик һәрикәт қозғашниң муһимлиқи тәкитләнди.
Дуня уйғур қурултийи бу күн мунасивити билән хитайдики кишилик һоқуққа алақидар паалийәт қилидиған қалған 20 тәшкилат билән ортақ баянат елан қилиш арқилиқ уйғур елида йолға қоюлуватқан “сақчи дөлити системиси” вә лагер түзүмини аяғлаштуруш үчүн хәлқара җамаәтни хитайға ортақ һалда қарши турушқа, кишилик һоқуқ, демократийә вә пикир әркинлики қатарлиқ кишилик һоқуқ қиммәтлирини яқилайдиған һөкүмәтләрни ортақ һәрикәт қилип, хитайдики барлиқ хәлқләрниң һоқуқини қоғдашқа чақирған.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софи ричардсон бу күн мунасивити билән радийомизға қилған сөзидиму хитай һөкүмитиниң чегра ичи вә сиртида йүргүзүватқан дәпсәндичиликлиригә қарита бир тәдбир алидиған вақит йетип кәлгәнликини әскәртти. У сөзидә ши җинпиң башчилиқидики хитай компартийиси һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хитабнамисиға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқини, болупму уларниң уйғур елида икки милйондин ошуқ кишини лагерларға қамаш вә охшимиған шәкил вә охшимиған орунларда тутуп турулуватқанларға қарита зорлуқ ишлитиш қатарлиқлар арқилиқ бу хитабнамигә еғир дәриҗидә зиян бериватқанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә хитай һөкүмитиниң хитайниң ичидин һалқип, чәтәлләрдиму кишилик һоқуқниң капаләткә игә қилинишиға тосқунлуқ қиливатқанлиқини әскәртти.
У мундақ деди: “биз өткән йиллар мабәйнидә хитай һөкүмитиниң чегра һалқип туруп кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқини мәсилән, гүй минхәйниң тайландтин қачурулуши, чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң хитай тәһдитигә учриғанлиқи вә хитайниң б д т дики инсан һәқлиригә мунасивәтлик бөлүмләр үстидә бесим шәкилләндүриватқанлиқидәк мисаллар арқилиқ хитайниң дәпсәндичиликлириниң чегра һалқиғанлиқини көрдуқ. Биз бүгүн хитайниң чегра ичи вә сиртида қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қандақ қилип буниңға тақабил турушниң йоллирини издишимиз керәк,” деди.
10-Декабир күни явропа иттипақиниң хитайда турушлуқ вәкиллириму кишилик һоқуқ күни мунасивити билән мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитини өзи қол қойған хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамисигә әмәл қилишқа чақирди. Улар баянатида хитайдики еғир кишилик һоқуқ вәзийитини тилға алғанда, болупму уйғурларниң вәзийитиниң көрүнәрлик дәриҗидә еғирлашқанлиқини мисал көрсәткән. Баянатта мунулар тилға елинған: “бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатиниму өз ичигә алған бир қатар ишәнчлик мәлуматлар-мәсилән, ‛йепиқ тәрбийә мәркәзлири‚ дики кәң көләмлик тутқун қилишлар уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә еғир тәсир көрсәтмәктә. Кишиләргә кәң көләмлик назарәт арқилиқ тәһдит селиш, саяһәт әркинликигә чәклимә қоюш, явропа иттипақи вә башқа җайлардики уйғурларниң тәһдиткә учриши вә мәҗбурий қайтуруветилиштәк вәқәләр һәммиси шинҗаң уйғур аптоном районидики еғирлишиватқан вәзийәтни ишарәт қилип турмақта.”
Улар баянатида йәнә түрмидики уйғур зиялийлиридин илһам тохти вә ташполат тейип қатарлиқларниму өз ичигә алған хитайдики зиялийлар вә кишилик һоқуқ актиплириниң зиянкәшликкә учраш мәсилилириниму тилға алған. Улар кишилик һоқуқниң тинч, муқим бир җәмийәт яритишниң асасий икәнликини тәкитләш арқилиқ хитай һөкүмитини өзи қол қойған хәлқаралиқ қанунларға әмәл қилишқа дәвәт қилған.
Алдинқи һәптә австралийә парламент әзаси майкил дәнби уйғурларға йүргүзүлүватқан зиянкәшликтә рол ойнаватқан хитай һөкүмити әмәлдарлирини җазалаш қатарлиқларға имкан туғдуридиған “магнетски қануни” ни австралийә парламентида тонуштурған иди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софи ричардсон сөзидә америка вә австралийә һөкүмәтлириниң “магнетски қануни” қатарлиқлар арқилиқ мунасивәтлик хитай әмәлдарлирини җавабкарлиққа тартмақчи болуши кишигә илһам бериду, деди. Бирақ у хитайни өзгәртиш үчүн бирдин-бир чариниң хәлқараниң ортақ һәрикәткә өтүши икәнликини әскәртти. У мундақ деди: “бизниң мәйли шинҗаңдики яки хитайдики вәзийәтни өзгәртиш үчүн көрүшни арзу қиливатқинимиз бу әмәс. Мәнчә һөкүмәтләр йәнила конкрет бир мәсилә әтрапиға зич уюшуп ортақ һәрикәт қилмайватиду. Хитай һөкүмитиниң ортақ һәмкарлиқ асасидики қаршилиқтин чөчүйдиғанлиқи һәммимизгә аян. Шуңа хитайдики мәвҗут мәсилиләрни өзгәртиш үчүн һөкүмәтләр ортақ һәрикәт қилиши вә хитай һөкүмити өзиниң қилғанлириниң җазасини көрүши керәк. Шундила хитайдики вәзийәттә өзгириш ясиялаймиз.”
Бүгүн уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишларға мәсул директори луиса гирив ханимму “хоңкоң әркин ахбарати” гезитидә мақалә елан қилип, уйғур елидики лагерни бикар қилиш үчүн хәлқарани хитайға қарши ортақ җаза тәдбири елишқа чақирди.