Уйғур кадир: имамлиримда ашқунлуққа қарши турушниң өзи ашқунлишип кәтти

Мухбиримиз әркин
2015.10.08
namaz-meschit-xoten-ashqunluq.jpg Уйғурларниң ресторанлирида һарақ сетиш мәҗбурлиниватқан мәзгилдә, мәлум мәсчиттә намаз өтүватқан уйғурлар. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

Учтурпан наһийәсиниң имамлирим йезисида өткән йили 7‏-айда қанлиқ тоқунуш йүз берип, 15-20 дәк адәм өлгән. Вәқәдә 8-9 нәпәр һуҗумчи нопусиниң 99% ни уйғурлар тәшкил қилған мәзкур йезиниң 40% терилғу йерини игиләп турған 4 хәнзу аилигә һуҗум қилған иди.

Бу вәқәдин кейин хитай һөкүмити мәзкур йезида аманлиқ тәдбирлирини күчәйткән. Бу йезиға чүшкән хизмәт өмикини көпәйтилип, йәрлик деһқанларниң идийә вә күндилик паалийитигә қарита контроллуқ күчәйтилгән иди.

Йеқинда шинхуа тори мәзкур йезиниң әһвалини тонуштуруп, бу йезида йүз бәргән йеқинқи бир йиллиқ өзгиришни хәвәр қилди. Шинхуа ториниң көрситишичә, илгири диний ашқунлуқниң макани болған имамлирим һазир иттипақ вә инақ йезиға айланған.

Әмма йәрлик аһалиләрниң чүшәндүрүшичә, бу әһвал мәсилиниң бир тәрипи, халас. Иманлирим йезисиниң әһвалидин хәвәрдар бир кадир, “имамлиримда ашқунлуққа қарши турушниң өзи ашқунлишип кәтти” деди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.