“хитайниң маһатма гәндиси” дәп нам алған гуаңҗулуқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири қамалди
2016.01.29

Гуаңдуң өлкиси гуаңҗу шәһәрлик оттура сот мәһкимиси таң җиңлиң, ваң чиңйиң вә йүән шинтиң қатарлиқ 3 нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчиси үстидин сот ечип, уларни айрим - айрим һалда 5 йиллиқ, икки йерим йил вә үч йерим йиллиқ қамақ җазалириға һөкүм қилди. “гуаңҗудики үч зат” дәп тонулған бу гуруппа сабиқ адвокат таң җиңлиңниң рәһбәрликидә 2006 - йилидин етибарән паалийәт қилип кәлгән иди. Улар хитайда пуқралар һоқуқини капаләткә игә қилиш вә демократийини илгири сүрүш үчүн “пуқраларниң тинч йол билән итаәтсизлик қилиш яки мундақчә ейтқанда һөкүмәт билән һәмкарлашмаслиқ һәрикитини тәшәббус қилған. Таң җиңлиң бу тәшәббуси сәвәблик “хитайниң маһатма гәндиси” дәп аталған иди. Бу үч нәпәр паалийәтчи 2014 - йили июнда хитай сақчи даирилири тәрипидин қолға елинған.
29 - январ ечилған сотта уларниң “дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш” дегән җинайити “дәлиллинип”, улар қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, мәзкур җаза уларниң аилә тавабиатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң күчлүк наразилиқиға учриди.
Таң җиңлиңниң адвокати ге юңши соттин кейин истансимизға қилған сөзидә мәзкур сот қарарини “еғир хаталиқ” дәп көрсәтти. У мундақ деди: “мәнчә, коммунист партийә вә гуаңҗу оттура сот мәһкимисиниң бу қарари бир еғир хаталиқ. Әмма кишилик һоқуққа һөрмәт қилинмайдиған бундақ бир дөләт түзүмидә таң җиңлиңгә берилгән бу җаза бир һисабта униң хитайда демократийини илгири сүрүш үчүн қошқан һәссисиниң етирап қилиниши болуп һисаблиниду” деди.
Адвокат ге юңшиниң ейтишичә йәнә, таң җиңлиң сотта өзиниң юқири дәриҗилик сотқа әрз сунмайдиғанлиқини билдүргән. У сотта “чүнки мән компартийә астидики әдлийә системисиниң адалитигә ишәнмәймән. Униң орниға мән хитай хәлқи вә худаға мураҗиәт қилимән” дегән.
Таң җиңлиңниң аяли ваң йәнфаң өзиниң ериниң қарариға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүргән. У, ери вә униң икки сәпдишиниң гунаһсиз туруп, бир йилдин артуқ вақит тутуп турулғанлиқини билдүргән вә “бу сотниң өзи бир қанунсиз сот. Сот дегән адил вә йоллуқ болуши керәк. Әмма булар ундақ әмәс, шуңа әрз сунған биләнму бикар, толиму бимәнә” дегән.
Мәлум болушичә, сот күни әтигәндә бу үч нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң нурғун қоллиғучилири вә мухбирлар сот бинаси алдиға йетип кәлгән. Бирақ улар сот мәйданиға киргүзүлмигән. Пәқәт бу үчәйләнниң 10 әтрапидики уруқ - туғқининиңла сотханиға киришигә рухсәт қилинған. Пүткүл сот җәряни аран 20 минут давам қилған.
Мәзкур сотиниң бу һөкүми чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлириниңму күчлүк тәнқидигә учриди. Бүгүн “хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилати” баянат елан қилип қарарни әйиблиди вә “мәзкур сот қарари арқилиқ ши җинпиң һөкүмити кишилик һоқуқини ишләтмәкчи болған вә уни тәшәббус қилған һәрқандақ кишини җазалайдиғанлиқи һәққидә ениқ вә кәскин сигнал бәрди” деди.
Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати болса, бүгүн елан қилған мәхсус баянатида гуаңҗу сот даирилирини һөкүмни бикар қилишқа чақирди. Улар бу сот қарариниң хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қиливатқан зәрбисиниң бир нәтиҗиси икәнликини әскәртти.
Мәзкур тәшкилатниң асия ишлири директори софей речардсон баянатта йәр алған сөзидә: “хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш йолида азрақ болсиму иҗабий қәдәм ташлаш нийити бар болса, у һалда у тинчлиқпәрвәр тәнқид билән ағдурмичилиққа охшаш муамилә қилиштин ваз кечиши керәк. Бу сот қарари хитай һөкүмитиниң техи маңидиған йолиниң бәкла узунлуқини көрситип бәрмәктә” дегән.
Хитайда йеқиндин буян арқа - арқидин мәйданға келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири хәлқараниң күчлүк диққитини қозғимақта. Һәрқайси кишилик һоқуқ органлириниң доклатлирида бирдәк, ши җинпиң тәхткә олтурғандин буян хитайдики пуқралар һоқуқи, пикир - учур әркинликиниң мисли көрүлмигән дәриҗидә начарлишип кетиватқанлиқини қәйт қилишмақта.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиму йеқинда елан қилған бир баянатида ши җинпиңниң барғансери диктаторлишиватқан һакимийитиниң хитайда қанунниң иҗра қилиниши вә пуқралар һоқуқиниң капаләткә игә қилинишиға зор тәһдит пәйда қиливатқанлиқини, униң пәқәт хитай ичидила әмәс хәлқарадиму сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди. Улар баянатида шиветсийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси даһлин, фирансуз журналист урсуланиң вәқәлирини тилға елип туруп “һазир хитай пуқралирила әмәс, хоңкоңлуқлар вә һәтта чәтәл пуқралириму өзиниң бихәтәрликидин әндишә қилидиған бопқалди” дегән.
Америка дөләт мәҗлиси әзаси кирис симит баянатта қилған сөзидә “муқимлиқ вә баяшатлиқниң бир дөләттә әркинлик, очуқ - ашкарилиқ, қанун вә кишилик һоқуқ қоғдалмай туруп барлиққа кәлмәйдиғанлиқи тарихта ениқ испатлинип болған. Бирақ хитай рәһбәрлири өзиниң ‛хитай чүши‚ ни әмәлгә ашуруш үчүн юқиридики идийиләргә чиң есилишниң орниға униңдин қорқуватиду” дегән.