Явропа парламент әзалири явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалогини көздин кәчүрүшни тәләп қилди
2017.05.31
Сотсиял демократлар, йешиллар, явропа хәлқ партийәси қатарлиқ сиясий партийә-гуруһларниң явропа парламентидики 14 нәпәр парламент әзаси очуқ хәт елан қилип, явропа иттипақиниң хитай кишилик һоқуқ мәсилисидики ғайиси яхши болсиму, бирақ униң күткән нәтиҗә бәрмигәнликини, шуңа явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалогини көздин кәчүрүшни тәләп қилған.
Очуқ хәттә қәйт қилишичә, явропа иттипақи кишилик һоқуқ вә тибәт мәсилисини хитай билән болған юқири дәриҗилик диалогларда, қәрәллик вә системилиқ оттуриға қоюши, явропа иттипақи-хитай башлиқлар сөһбитиниң күнтәртипигә киргүзүши керәк.
Мәзкур очуқ хәт 1-июн явропа иттипақини мәркизи бирюсселда башлинидиған 19-нөвәтлик явропа иттипақи-хитай башлиқлар йиғининиң һарписида елан қилинип диққәт қозғиди.
Явропа парламент әзалириниң очуқ хетидә қәйт қилишичә, явропа иттипақи 1995-йили хитай билән кишилик һоқуқ диалоги башлап, униң билән бу мәсилидә ашкара қаршилишиш орниға музакирә йолини таллиған болсиму, бирақ бу музакириләр пәқәт хитай әмәлдарлириниң тәҗрибә топлап, кишилик һоқуқ тәнқидчилиригә үнүмлүк тақабил туруши үчүн хизмәт қилған.
Кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қәйт қелишичә, явропа парламент әзалириниң очуқ хети явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалоги рәсмийәткә айлинип қелиштәк бир реаллиқни ечип бәргән.
Әнглийәдә олтурушлуқ уйғур паалийәтчи рәхимә мәхмут ханим, явропа иттипақи кишилик һоқуқни сода билән бирләштүрүп, юқири дәриҗилик учришишларда оттуриға қойса, кишилик һоқуқни пайда-зиян мәсилисигә айландурса үнүмлүк болиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “әмди мениңчә, мушу сода җәһәттин вә башқа җәһәтләрдин бир иш болса, буларниң пайда-зийиниға тәсир қилидиған бир нәрсини оттуриға елип чиқса, мән буни сәл үнүмлүк боламдикин, дәймән. Болупму бизгә охшаш уйғурлар, тибәттики, моңғулийәдики дегәндәк, ички моңғулда болуватқан нурғун ишлар бар, нурғун мәсилиләр бар. Лекин буни һазирға қәдәр һечқандақ конкрет вә чоң рәвиштә хитайни қаттиқ чүчүтидиған яки мундақ немә қилидиған бир усул қолланмайватиду.”
Явропа парламент әзалири очуқ хетидә, явропа иттипақиниң ташқи ишлар бихәтәрлик комиссари магринини тәнқидләп, униң йеқинда елип барған хитай сәпиридә, хитай билән сүрийә, җәнубий корейә, афғанистан сода, йәр шари һава килимати қатарлиқ мәсилиләрдики һәмкарлиққа нуқтилинип, кишилик һоқуқ, тибәт вә уйғур аптоном райониниң вәзийити қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қоюп пурситини қачуруп қойғанлиқини тәкитлигән.
Униң явропа иттипақи бәргән сиясий мәһбуслар тизимликини қобул қилишни рәт қилип, тизимликтики мәһбусларниң әһвалиға даир тәпсилатлар билән тәминләшни тохтутуп қойғанлиқини тәнқидлигән.
Хәтәр астидики хәлқләр җәмийити намлиқ германийә кишилик һоқуқ тәшкилатиниң рәиси улрих делиусниң билдүрүшичә, иқтисади амил вә һәмкарлиқ явропа ититпақи-хитай мунасивәтлирини бәлгиләйдиған һалқилиқ амил болуп қалған.
Делиуйс мундақ дәйду: “һазир явропа иттипақи хитайға шу тәсирни, йәни у хитайниң ишәнчлик һәмкарлашқучиси, америкидинму ишәнчлик һәмкарлашқучиси, дегән тәсирни беришкә тиришиватиду. Чүнки, униң америка ташқи сиясити билән ихтилапи бар. Хитай бу козурни ойнап, өзини иқтисади муқимлиқ сақлайдиған, болупму йәр шари иқтисади вә енергийә содисида муқимлиқни сақлайдиған амил, дәп көрситиватиду. Шуниң билән биргә, у өзини йәр шари һава климатини контрол қилиш мәсилисидә явропа иттипақи билән һәмкарлашқучи, ишәнчлик шерик дәп тәқдим қиливатиду. Бу наһайити әпсуслинарлиқ әһвал.”
Улрих делиус йәнә, бу әһвал явропа иттипақиниң диққитини хитай кишилик һоқуқ вәзийити вә уйғур мәсилисигә қозғашни қийинлаштуридиғанлиқини билдүрди.
Делиус мундақ дәйду: “бу, биздә шу тәсиратни пәйда қилди, бу әһвал бизниң, болупму явропа һөкүмәтлириниң ярдими вә қоллишиға еришишимизни қийинлаштуриду. Чүнки, буниңдин хитай бурунқидәк дүшмән, дәп қарилидиған дөләт әмәс. Униң үстигә у иқтисад-содиға тәсир қилалайду. Һазир у хәлқара сиясәт вә иқтисад-содидики шерик дөләткә айлинип қалди. Бу әһвал бизниң уйғур кишилик һоқуқи үчүн елип баридиған барлиқ һәрикәтлиримизгә бәк яман тәсир қилиду.”
Явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалоги 2015-йилдин кейин өткүзүлүп бақмиған. явропа кеңишиниң президенти тусик 18-нөвәтлик явропа иттипақи-хитай башлиқлар йиғини бултур бейҗиңда өткүзүлгәндә, кишилик һоқуқ диалогиниң 2016-йилниң ахирлирида өткүзүлидиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ диалог хитайниң арқиға сөриши нәтиҗисидә өткүзүлмигән иди.
Рәхимә ханимниң қаришичә, мәйли қандақ болсун, кишилик һоқуқ диалогини давамлаштуруш зөрүр. У, буниң һеч болмиса хитайға бир хил бесим пәйда қилип туридиғанлиқини билдүрди.
Рәхимә мәхмут мундақ дәйду: “әмди ахирида буниң нәтиҗисидә өзгириш боламду-болмамду, бу иккинчи гәп. Һеч болмиса хитайда уларниң болуватқан ишлардин хәвири баркән, дәйдиған бир уқумниң болушиниң өзи муһим нәрсә дәп ойлаймән. Һеч нәтиҗиси болмиди, дәп үмидсизлинип, бирақла йоқилип кәтсә, авазимиз бирақлап йоқайду. Униңдин кейин хитай бизгә қарайдиған, назарәт қилидиған адәм йоқкән, дәп бесимини техиму еғирлаштуриду, һелимиғу шундақ қиливатиду, лекин у чағда техиму шундақ қилиду.”
Явропа парламент әзалириниң очуқ хетидә йәнә, явропа иттипақиниң хитай билән болған кишилик һоқуқ диалогиға соал қоюши керәкликини әскәртип мундақ дегән: “явропа иттипақиға әза дөләтләр бейҗиңға тутқан юмшақ муамилә униң дипломатийәдики ашқунлуқини, кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилғучиларни йоқитиши вә вә уларға бузғунчилиқ қилишини асанлаштурдиму-йоқ дегән зор соални сориши керәк”