Хитай зиялйиси: уйғур илида йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр коммунистик һакимийәтниң зораван сияситиниң нәтиҗиси
2014.08.22
Йеқинда “демократик хитай” торида хитайдики өктичи зиялийлардин гав хуңмиңниң “уйғур илида йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр коммунистик һакимийәтниң зораван сияситиниң нәтиҗиси” намлиқ мақалиси илан қилинди.
Аптор мақалисидә коммунистик һакимийәтниң 28 - июл йәкән вәқәсини “тәшкиллик, алдин пиланланған террорлуқ һәрикити” дегән баһанә билән уйғур хәлқи үстидин қанлиқ қирғинчилиқ йүргүзгәнликини әйибләп, хитай таратқулириниң бу һәқтә тарқатқан хәвәрлиригә ишәнмәйдиғанлиқини билдүргән.
Мақалә аптори уйғур или вәзийитиниң яманлишип кетишидики сәвәбләрни тәһлил қилип, мәсилини һәл қилишниң төвәндикидәк тәдбирлирини оттуриға қойған:
Коммунистик һакимийәт уйғур илида уйғур хәлқи билән хитайлар оттурисида зиддийәтләрниң мәвҗут икәнликини етирап қилиши лазим
Хитай һакимийити узун йиллардин буян уйғур илида уйғурлар билән хитайларниң иттипақлиқта яшаватқанлиқинила тәшвиқ қилип, бу милләтләр арисида сақлинип келиватқан, болупму йеқинқи йиллардин буян барғансери еғирлишиватқан зиддийәтләрни йошуруп кәлди. Икки милләт оттурисидики тәңсизлик ақивәттә уйғур хәлқини һәр хил радикал усуллар арқилиқ қаршилиқ көрситишкә илип кәлди.
Коммунистик һакимийәт уйғур хәлқигә ишиниши, уйғур илида миллий территорийәлик аптономийә қанунини һәқиқий рәвиштә әмәлийләштүрүши лазим
Буниң үчүн, алди билән һакимийәт вә хитай хәлқи уйғурларниң қәдимқи мәдәнийәтлик бир милләт икәнликини етирап қилиши, уларни миллий мәдәнийитидин, тил - йезиқидин һәмдә өрп - адәтлиридин ваз кечишкә мәҗбурлимаслиқи, уларни ассимилиятсийә қилип милләт сүпитидә йоқ қиливитишкә урунмаслиқи лазим.
Коммунистик һакимийәт аталмиш “шәрқи түркистан мустәқилчилири”гә зәрбә бериш баһанисидә охшимиған көз қарашта болған уйғур зиялийлириға зиянкәшлик қилишни тохтитиши,болупму илһам тохтиға охшаш уйғур хәлқиниң инсани һәқ - һоқоқлирини қоғдаш йолида һакимийәтниң радикал болған бастуруш сиясәтлиригә қарита охшимиған көз қарашлирини оттуриға қойған зиялийларни җазалашни тохтитиши лазим.
Коммунистик һакимийәт уйғур илида һәқиқий аптономийәлик өз - өзини башқурушни йолға қоюш үчүн алди билән бу районда ишләватқан уйғур миллитидин болған һәр дәриҗилик кадирларға вә кәң уйғур аммисиға толуқ ишиниши, уларниң йүрәклик һалда һәқиқий аптономийәлик қанунларни әмәлийләштүрүшигә йол қоюши, уйғурлар һәмдә башқа аз санлиқ милләтләрниң өзлириниң миллий мәдәнийити, миллий тил - йезиқи шундақла милли өрп - адәтлирини сақлап қилиши вә раваҗландурушиға йол қоюши лазим. Уйғур хәлқи өзлириниң бу земинниң хуҗайинлири икәнликини, хитайдин ибарәт бу дөләттә башқа милләтләр билән баравәр икәнликини һәқиқий рәвиштә һес қилиши лазим. Әгәр уйғур хәлқи һәқиқий аптономийәлик һоқоқлиридин бәһримән болалмайдикән, ундақта миллий территорийәлик аптономийә қануниниң һечқандақ әһмийити болмайду.
Коммунистик һакимийәт уйғур илида һәқиқий диний әркинликкә йол қоюши, дин билән һакимийәтниң бир - биригә арилашмаслиқини һәқиқий рәвиштә әмәлийләштүрүши лазим
Уйғур илида диний әркинликни һәқиқий әмәлийләштүрүш дегән нимә? қисқичә қилип ейитқанда, асасий қанун вә мунасивәтлик қанунлар даирисидә уйғур илидики мусулман аммисиниң өз ихтиярлиқи билән ислам диниға етиқад қилиши, диний билимләргә игә болуши, өз ихтиярлиқи билән мәсчитләрни қуруши һәмдә һөкүмәт арилашмиған һалда өз ихтиярлиқи билән мәккини тавап қилип, һәҗ пәрзини ада қилишидин ибарәт.
Хитай һакимийити аталмиш “диний әсәбий күчләргә зәрбә бериш”нами билән уйғур мусулман аммиси үстидин елип бериватқан қанлиқ бастурушлирини тохтитиши лазим. Уйғур илидики қанун органлирида, һөкүмәт орунлирида һәмдә башқа саһәләрдә хизмәт қиливатқан уйғурларниң иштин сиртқи вақитлардин пайдилинип һәр түрлүк диний паалийәтләргә қатнишиши, һәр хил диний вә миллий пасонда кийинишлири мунасивәтлик қанунлар асасида қоғдилиши, тәшвиқат вастилиридин пайдилинип диний һәмдә миллий пасунда кийингәнләрни һақарәтләш вә зиянкәшлик қилиштәк қилмишлар тохтитилиши лазим.
Коммунистик һакимийәт уйғур илида яшаватқан уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрни иқтисади тәрәққиятниң пайдисидин бәһримән қилиши, уйғур хәлқини һәқиқий нәпкә ериштүрүши лазим
Уйғур илида иқтисадниң тәрәққи қилиши һәмдә нефит, тәбиий газ вә көмүр қатарлиқ йәр асти байлиқлириниң кәң күләмдә ечилиши билән хәлқниң турмушида көрүнәрлик өзгиришләр барлиққа кәлди. Бирақ хитай һакимийитиниң ирқи кәмситиш сияситиниң нәтиҗисидә, уйғур илиға көчмән болуп кәлгән хитай аһалиси билән уйғур илидики ишләпчиқириш - қурулуш биңтивәнидики хитайларла нәпкә еришип, уйғур хәлқи иқтисади тәрәққиятниң сиртида қалдурулди, болупму уйғурлар топлишип олтурақлашқан уйғур илиниң җәнуби қисми йәнила намратлиқтин қутулалмиди. Мана бу уйғур хәлқиниң коммунистик һакимийәткә қарши турушидики асаслиқ сәвәбләрниң бири.
Хитай һакмийити вә уйғур илидики йәрлик даириләр мәркәз карханилири һәмдә дөләт карханилиридин йиғилған баҗ вә пайдини һәқлиқ юсунда уйғур хәлқигә қайтуруп бериши, бу земинда яшаватқан уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр иқтисади, иҗтимаи тәрәққият илип кәлгән гүллиништин разимәнлик ичидә бәһримән болуши, ишқа орунлишиш, маарип,сақлиқни сақлаш, йимәк - ичмәк, йүрүш - туруш қатарлиқ җәһәтләрдә хитай аһалиси билән бирдәк һоқоқларға игә болуши лазим.
Коммунистик һакимийәт чәтәл ахбарат вастилириниң, илим - пән хадимлириниң вә башқа саһәдикиләрниң уйғур илиға әркин келип - кетишигә йол қоюши лазим
Уйғур илини “сирлиқ, чәкләнгән” районға айландуруп қоюшниң һечқандақ асаси йоқ. Пәқәтла миллий территорийәлик аптономийә қануни һәқиқий йүсүнда әмәлийләштурулсә һәмдә уйғур қатарлиқ мусулман хәлқләрниң диний етиқад әркинлики һәқиқий капаләткә игә қилинса, чәтәл таратқулириниң, илим - пән хадимлириниң һәмдә башқа саһәдикиләрниң уйғур илиға әркин келип - кетишидин, башқиларниң қусур издәп сөз - чөчәк қилишидин әнсирәшниң һаҗити қалмайду.
“уйғур илида йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр коммунистик һакимийәтниң зораван сияситиниң нәтиҗиси” намлиқ мақалиниң аптори ахирида мундақ дәйду:
Хуласилап ийтқанда,уйғур илида мәңгүлүк тинчлиқни әмәлгә ашурушниң шундақла қанлиқ тоқунушларниң алдини елишниң бирдин - бир йоли, уйғур хәлқини һәқиқий миллий территорийәлик аптономийә һоқоқлиридин бәһримән қилиш һәмдә хитай мәмликитиниң әркин, демократик түзүлмә асасида бирликкә келишидин ибарәт. Коммунистик һакимийәтниң өзиниң уйғур илида йүргүзиватқан сиясәтлири һәққидә қайта ойлинип бақидиған вақти аллиқачан келип йәтти.
Уйғур илидики милләтләр мунасивити вә нөвәттики уйғур или вәзийитидә барлиққа кәлгән өзгиришләргә болған қарашлирини билиш мәқситидә, пишқәдәм зиялий назим қәмбиригә микрафонимизни узаттуқ.