Хитай - явропа кишилик һоқуқ диалоги бейҗиңда өткүзүлди
2015.11.30

30-Ноябир бейҗиңда өткүзүлгән 34-нөвәтлик явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалоги хитайда кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш күчийип, униң кишилик һоқуқ вәзийити начарлишип кәтти, дәп қариливатқан мәзгилдә өткүзүлди.
Бу қетимқи диалогта конкрет қандақ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи мәлум әмәс. Әмма д у қ диалогида явропа иттипақиниң хитайни террорлуққа қарши турушни қалқан қилип, уйғурларни бастурушни тохтитишқа чақиришини үмид қилди.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, диалог мунасивити билән радиомизға бәргән баянатида, явропа иттипақи хитайни уйғурлар билән тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә чақириши керәк, деди.
Рабийә қадир: биз бу қетим улардин немини үмид қилимиз дегәндә, мана хитай һөкүмитиниң һәр қетимқи дуня террорлуқ һәрикитидин пайдилинип туруп, уйғурларни кәң көләмдә бастуруватқанлиқини, уйғур хәлқи дуня террорлуқ һәрикитиниң қурбани болуватқанлиқини, хитай һөкүмитигә очуқлаштуруши керәк, дәп қараймиз. Һәм қанунсиз адәм өлтүрүш һәм қанунсиз тутқун қилишни тохтитишни оттуриға қоюшини үмид қилимиз.
Болупму хитай һөкүмитиниң б д т чәклигән көйдүргүчи қоралларни уйғурларға ишләткәнликини қаттиқ әйиблишини, б д т ишлитишкә болмайду, дәп чәклигән қоралларни уйғурларға ишләткәнлик дөләт дәриҗилик террорлуқ икәнликини очуқлаштурушини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан һәр хил ембарголирини бикар қилип, уйғурлар билән тинчлиқ сөһбитигә келишини оттуриға қоюшини үмид қилимиз.
Әмма, явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалогиниң үнүми кишилик һоқуқ тәшкилатлирида изчил соал пәйда қилип кәлди. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йеқинда елан қилған баянатида, “явропа иттипақи хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисигә нисбәтән мәйдани рошән, явропа һөкүмәтлириниң юқири дәриҗилик бесими болмиса, бундақ диалогниң үнүми интайин тар даиридә чәклинип қалиду” дегән.
Рабийә қадир ханим болса явропа иттипақиниң сөһбәт истратегийәсини өзгәртиши керәкликини билдүрди.
Рабийә қадир: буни узундин бери кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәкитләп келиватқан мәсилә. ялғуз явропа иттипақиға әмәс, пүтүн дунядики һөкүмәтләрниң хитай билән болған һәр қетимқи кишилик һоқуқ сөһбитидә, болупму америка, б д т, явропа иттипақиниң һәр қетимқи кишилик һоқуқ сөһбитиниң бундақла юмшақ өтүп кәтмәсликини пүтүн дуня тәвсийә қиливатиду. Бизму һәм шуни тәвсийә қиливатимиз.
У истратегийәсини өзгәртиши керәк. Наһайити қаттиқ оттуриға қоюши, оттуриға қойғандин кейин униң җавабини елиши керәк. Хитай һөкүмити зораванлиқ йүргүзүватқан районларға тәкшүрүш өмики әвәтип, тәкшүрүш елип беришқа йол қоюшини тәләп қилиши һәм шуни әмәлгә ашуруши керәк. Биз буни оттуриға қоюватимиз һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлириму оттуриға қоюватиду. явропа иттипақиниң сөһбәт гурупписи бу садаларни аңлимай қалмиди. Биз буни шундақ қилиду, дәп үмид қилимиз.
Әмма, америка хадсун институтиниң тәтқиқатчиси, хитай пуқралар күчи тәшкилатиниң муавин рәиси доктор хән лйәнчав әпәнди, хитайниң асасән барлиқ хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамилиригә имза қойғанлиқини, әмма униң бу әһдинамиләрни иҗра қилмайватқанлиқини билдүрди.
Хән лйәнчав мундақ деди: “маһийәт җәһәттин алғанда хитай кишилик һоқуқ мәсилисидики түп мәсилә қурулмидики мәсилә. Хитай һөкүмити 27 гә йеқин хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисиниң һәммисигә дегүдәк қол қойди. Бирақ уларниң һечқайсисини әстайидил иҗра қилип бақмиди. Шуңа хәлқара җәмийәт уни иҗра қилишқа мәҗбурлайдиған бир қәдәр яхширақ бир чарә тепиши керәк.”
Доктор хән лйәнчав ғәрбниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бәк йүз хатирә қилип кәлгәнликини билдүрди. Униң қаришичә, хәлқара җәмийәт кишилик һоқуқ әһдинамилиригә имза қойған болсиму, бирақ уни толуқ иҗра қилмайватқан дөләтләрни җавабкарлиққа тартидиған бир хәлқара механизм бәрпа қилиши керәк.
Хән лянчав мундақ деди: “ғәрб кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бәк йол қоюп кәлди. Хитайниң йүз хатирисини қилиш, хитайни аста-аста өзгәртиш дегән сәвәбләр билән униңға йол қоюп, бәк мөтидил позитсийә тутти. Униңға ембарго васитилирини қолланмиди. Бурун кишилик һоқуқ билән сода бирләштүрүлгән иди. Әмма һазир буму йоқ болди. Шуниң билән хитай немә қилса қилидиған әһвалға кәлди.
Мениңчә, ғәрб әллириниң үнүмлүк һәм күчлүк бир иҗра механизми болуши зөрүр. Әгәр әһдинамигә имза қойған дөләт уни иҗра қилмиса, униң ақивитигә мәсул болуши керәк. Бу хәлқара сот мәһкимисигә тартиш, сода ембаргоси қоюш қатарлиқ васитиләрни өз ичигә алса болиду. Қисқиси, хәлқара җәмийәтниң шу дөләтни әһдинамиләргә әмәл қилишқа мәҗбурлайдиған күчлүк бир хәлқара ембарго механизми болуши шәрт.”
Рабийә қадир ханим болса, уйғур районида хитай сақчилириниң чекидин ашуруп күч қоллиниши дуня арилишишқа тегишлик мәсилигә айланғанлиқини әскәртип, буниң кишилик бихәтәрликкә җиддий тәһдит пәйда қилғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир: һазир исис пүтүн дуняға тәһдит болуп шу ишни қиливатқандәк, хитай һөкүмитиму мушундақ тәһдитни уйғур хәлқи үстидин йүргүзүватиду. Шуңа хитай һөкүмитиниң қанунсиз адәм өлтүрүш вәқәси, ирқий кәмситиш вәқәси, екологийәни бузуш вәқәси, көчмәнләрни әкелиш мәсилиси, бу һәммиси дуня баш қатурушқа тегишлик ишлар. Һәм бизниң миллий мәсилимиз, һәм бизниң диний етиқад мәсилимиз. Дуня һазир фирансийәдә екологийә тоғрисида йиғин ечиватиду. Шәрқий түркистанда нурғун көлләр, дәрялар қуруп кәтти. Мушундақ әһваллар дуняниң диққитини чекидиған әһваллар. Шуңа, дуня бу ишқа арилишидиған бирдин-бир иш, дәп қараймән.
Бу қетимқи диалог явропа иттипақи ташқи ишлар комисариятиниң асия-тинч окян ишлириға мәсул әмәлдари уго астуто билән хитай ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара иҗтимаий ишлар мәсул әмәлдари ли җүнхуаниң башчилиқида өткүзүлгән.
Ли җүнхуа дүшәнбә күни чақирған ахбарат йиғинида қилған сөзидә, явропа иттипақини хитай кишилик һоқуқ хатирисигә обйектип қарашқа чақирған. У, диалогта тәрәпләрниң кишилик һоқуқ, муһит қоғдаш, интегратсийә қатарлиқ мәсилиләрдә пикир алмаштурғанлиқини илгири сүргән.