Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ паалийәтчилирини арқа-арқидин қамақ җазалириға мәһкум қилмақта
2016.08.09

Хитай һөкүмити “9-июл чоң тутқун қилиш вәқәси” дә қолға елинған кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә адвокатлар үстидин тохтимай қамақ җазаси елан қилмақта.
Б б с ниң 5-авғусттики “хитайниң кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокатларни җазалиши, вәһимилик сиясәтниң ғәлибисиму?” намлиқ анализ мақалисидә баян қилинишичә, хитай һөкүмити 8-айниң 2-күнидин 5-күнигичә һәр күни бирдин кишилик һоқуқ паалийәтчиси яки адвокат үстидин сот ечип, сәйшәнбидин җүмәгичә болған 4 күн ичидә җәмий 4 киши үстидин охшаш болмиған дәриҗидә қамақ җазаси елан қилған.
Германийә авазиниң 6-авғусттики хәвиридә әскәртилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ адвокатлирини “рошән сиясий муддиа билән әйибләшлири”дин әндишилиниватқанлиқини билдүргән һәмдә мунасивәтлик кишиләрни қоюп беришни тәләп қилған. Буниңға җавабән җүмә күни хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң ипадә билдүрүп: “җуңго болса қанун дөлити, әдлийә органлири мунасивәтлик әнзини қанунға қаттиқ риайә қилған һалда бир тәрәп қилмақта, мунасивәтлик җавабкарларниң қануний һоқуқлири капаләткә игә қилинди” дегән һәмдә америка тәрәпниң әйибләшлириниң қилчә асаси йоқлуқини, хитайниң ички ишлири вә әдлийә һоқуқиға дәхли йәткүзүшигә хитайниң қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргән.
Мәлумки, 2015-йили 7-айниң 9-күни хитай һөкүмити 25 өлкидин җәмий 319 нәпәр инсанға четилған кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокат һәм паалийәтчини тутқун қилип, мәтбуатларда “9-июл чоң тутқун қилиш вәқәси” дәп аталған бир вәқәни пәйда қилған һәмдә 23 нәпәр кишини рәсмий қолға алған иди. Аридин бир йил өткән бүгүнки күндә, уларни һәр хил җинайи намлар билән әйибләп, бир-бирләп қамақ җазалириға мәһкум қилмақта.
Б б с ниң баян қилишичә, алдинқи күнлири хитай алий тәптиш мәһкимиси иҗтимаий таратқуларда мәзкур сотқа мунасивәтлик бир син филими елан қилған. Америка байриқи, сүрийәдики ички уруш вә хоңкоңлуқ демократийә паалийәтчиси хуаң җифеңниң көрүнүши кириштүрүлгән бу филимда, америка башчилиқидики ғәрб дунясиниң хитайни сүрийәдикидәк ички урушқа патурмақчи болуватқанлиқидин бешарәтләр бәргән. Хитай алий тәптиш мәһкимиси филимда очуқ қилип: “тибәт мустәқиллиқи, шинҗаң мустәқиллиқи, хоңкоңда мустәқиллиқи, тәйвән мустәқиллиқи, өктичи күчләрниң рәһбәрлири һәмдә қисмаққа елинған адвокатлар қатарлиқ ғәрб күчлириниң вакаләтчилири, җуңгониң ички тинчлиқи вә инақлиқиға васитә таллимай бузғунчилиқ қилишни давамлаштурмақта. Биз бу ишларниң арқида, һәр заман өзини ниқабливалған америка байриқиниң көләңгисини көрмәктимиз” дегән ибариләргә орун бәргән.
Хоңкоңлуқ хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси манян, бу қетимқи тутқун қилиш һәрикитиниң ши җинпиңниң йолйоруқи билән елип берилғанлиқини илгири сүриду. У мундақ дәйду: “ши җинпиң хитай компартийисиниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн, барлиқ өктичи күчләрни көздин йоқитиш йолини тутуватиду. Омумий хәлқниң һимайисидин, ишәнчидин мәһрум қалған бу һакимийәтни пәқәтла зораванлиқ васитилиригә тайинип сақлап қелиш вә мустәһкәмләш, компартийиниң бирдин-бир чиқиш йоли болуп қалди. Кишилик һоқуқ паалийәтчилири, адвокатлар, һәтта уйғур вә тибәт хәлқи униң дүшминигә айланди.”
Б б с да 5-авғуст елан қилинған “хитайниң кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокатларни җазалиши, вәһимилик сиясәтниң ғәлибисиму?” намлиқ анализ мақалиси б б с хитай бөлүминиң баш муһәррири кәррий тәрипидин йезилған. Мақалә “шәхс яки дөләтләр көз алдидики пайдини көзләп, узун муддәтлик мәнпәәтлирини кризисқа учритиду, буниң мисаллири тарихта көп. Бу бир һәптә ичидә хитайниң кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокатлар үстидин чиқарған һөкүмлири мана шундақ трагедийиләрниң бири болуши мумкин” дегән ибарә билән башлиниду.
Мақалидә йәнә: “бүгүнки дуня террор вәһимиси вә трагедийилик вәқәләр билән толуп ташти. Шу сәвәбтин, тйәнҗин сот мәһкимисиниң һөкүмигә диққәт қилидиғанларниң сани интайин аз. Пәқәт хитай мәсилилирини көзәткүчиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилирила, өзини қанун дөлити дәп ативалған бу чоң дөләтниң бир топ кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокатларни қолға алғанлиқиға, аилисидикиләрниң уларни йоқлишиға йол қоймайватқанлиқиға, адвокатлар билән учраштурмайватқанлиқиға, түрмигә қамап бир йилдин кейин андин һөкүм елан қиливатқанлиқиға, бу һөкүмләр өлчиминиң хитайниң чоң дөләтлик орниға қилчә мас кәлмәйватқанлиқиға һәйранлиқ ичидә диққәт қилмақта” дейилгән.
Кәррий өз мақалисидә мундақ язиду: “мениң бу мақаләмни хитайға қарши һуҗум, дәп ойлап қалмаң. Мән хитайда топ тоғра 30 йил яшиған. Бу җәрянда хитай қолға кәлтүргән ғайәт зор нәтиҗиләрни тәстиқлаймән. Бирақ, тйәнҗин сот мәһкимисиниң бу қетимқи һөкүмлирини пәқәтла бир алдамчилиқ, дейиш мумкин. Бу, хитай мәдәнийитигә задила мас кәлмәйду. Хитайниң узун муддәтлик мәнпәәтлиригиму түптин зит.”
У йәнә шуларни тилға алиду: “хитай пуқралири, һәтта пүтүн дуня бу һөкүмләргә нәзәр селиши лазим. Хитайдики әң батур, паалийәтчан бу адвокатлар һақарәтләнсә, тәһдиткә учриса, төһмәткә дуч кәлсә, һәтта түрмигә қамалса, йәнә ким чиқип зәһәрлик сүт билән зәһәрләнгән балиларға, бөлгүнчилик билән тутқун қилинған азсанлиқ милләт зиялийлириға, җинсий таҗавуздин зәхимләнгән аялларға, қаракүчләр тәрипидин думбалинип мейип қилинған пуқраларға ярдәм қолини суниду?”
Мақалидә тилға елинишичә, дүшәнбә күни хитай адвокат ваң йиниң қоюп берилгәнлик хәвири тарқитилған. Һөкүмәт башқурушидики мәтбуатларда ваң йи “мән җуңго әдлийәсиниң мәдәний вә инсанпәрвәрлик ғәмхорлуқиға ериштим” дегән. У йәнә чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилғанда, хата һалда хитай дөлитиниң шәрипигә қара сүртидиған сәлбий гәпләрни қилғанлиқини вә буниңға болған пушайман, өкүнүшлирини ипадилигән.
Германийәдики “хитай демократик федирассийони” баш катипи пән юңдуң, тутқундики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң түрмә азаби вә бесимлар түпәйли өзлириниң һәққаний һәрикәтлирини “җинайәт” дәп етирап қилишқа мәҗбур болғанлиқини тилға алди. У мундақ дәйду: “хитай компартийиси кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилимиса, демократийә қәдимини басмиса, җуңгониң истиқбалини набут қилиду. Демократийә җуңгониң бирдин-бир чиқиш йоли. Һазир сот қилиниватқан, түрмиләргә қамалған адвокат вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири җуңгониң истиқбалини өзгәртиш йолида күрәш қиливатқанларниң аз бир қисмидинла ибарәт. Улар түрмиләрдә түрлүк қейин-қистақлар сәвәбидин өзлириниң һәққаний һәрикәтлирини җинайәт дәп етирап қилишқа мәҗбур болуватиду. Хитай коммунист һөкүмити бу арқилиқ өктичи күчләрни бесиқтуруш мәқситигә йәтмәкчи, бирақ бу әмәлгә ашидиған ғайә әмәс.”
“хитайниң кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокатларни җазалиши, вәһимилик сиясәтниң ғәлибисиму?” намлиқ анализ мақалисидә көрситилишичә, сәйшәнбә күни тйәнҗин сот мәһкимисидә сотланған кишилик һоқуқ паалийәтчиси ди йәнмин, өзиниң “рәңлик инқилаб” қозғашқа урунғанлиқини етирап қилған вә бу җинайити үчүн төвә қилидиғанлиқини билдүрүп “кәңчилик”кә еришкән. Сот униң үстидин мәсилисини кечиктүрүп бир тәрәп қилиш һөкүми чиқарған.
Чаршәнбә күни “аилә черкави” мәсуллиридин ху шиген сотта җинайитини тонуған вә төвә қилған. Шундақтиму, “дөләтни ағдуруашқа қутритиш” җинайити билән униңға 7 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
Пәйшәнбә күни адвокат җу шифеңға “дөләтни ағдурушқа қутритиш” җинайити билән 7 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
Җүмә күни христиан дини паалийәтчиси го хуңгоға 3 йиллиқ қамақ җазаси берилип, 3 йил кечиктүрүп иҗра қилиш һөкүми чиқирилған. Адвокатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә берилидиған җазаларниң келәр һәптиләр йәнә давамлишидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қарита йүргүзүватқан бу җазалири немини мәқсәт қилиду?
“хитайниң кишилик һоқуқни қоғдиғучи адвокатларни җазалиши, вәһимилик сиясәтниң ғәлибисиму?” намлиқ анализ мақалисидә, хитайниң мәқсити һәққидә мунуларни тилға алиду: “биринчиси, хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қорқутуш, уларни агаһландуруп, әгәр кимки қанунни компартийәниң сиясий мәнпәитидин үстүн орунға қоюшқа петинидикән, шу компартийәниң шәпқәтсизләрчә бастурушиға учрайду, демәкчи. Иккинчиси, барлиқ өктичиләр, чәтәл дүшмән күчлириниң пайдилинишиға учриған хаинлар, уларниң барлиқ һәрикәтлири америка рәһбәрликидики җуңгоға қарши сүйиқәстләрниң бир тәркиби қисмидин ибарәт, демәкчи.”
Мақалидә йәнә шулар тилға елиниду: “хитай компартийиси хитайниң йеқинқи заман тарихида ғәрбликләрниң хитайға қилған таҗавузини хәлққә әслитип, ‛әгәр компартийә болмиса, ғәрб дүшмән күчлири хитайни йәнә бесивалиду‚ дәп агаһландурмақта. Хитай хәлқиниң вәтәнпәрвәрлик, милләтчилик туйғулирини, ғәрб дүшмәнлик нәзәрийисини күчәйтип, компартийә болмиса, бүгүнки җуңго болмайду, дегән тәшвиқатқа ишәндүрмәктә. Булар қисқа муддәттә керәккә кәлсиму, йирақ кәлгүси нуқтисидин керәккә кәлмәйду.”
Б б с да тилға елинишичә, бу йил 9-июл күни хитайдики “9-июл чоң тутқун қилиш вәқәси” ниң бир йиллиқи мунасивити билән явропа бирлики адвокатлар җәмийити, хәлқара қануншунаслар комитети, хәлқара адвокатлар бирләшмиси, хоңкоң қанун-түзүм җәмийити, тәйвән адвокатлар бирләшмиси қатарлиқ көплигән органлар хитай рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, “9-июл чоң тутқун қилиш вәқәси” дә қолға елинғанларни қоюп беришни вә өзлириниң қануниға өзлири һөрмәт қилишни тәләп қилған. 8-Июл күни болса, қолға елинғанларниң аилә-тавабиатлири бирләшмә очуқ хәт елан қилип, тутқундики йеқинлирини қоюп беришни вә өзлиригә болған назарәт, бесимларни бикар қилишни тәләп қилған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ көплигән кишилик һоқуқ органлириму көптин бири охшаш тәләптә болған. Бирақ хитай һөкүмити бу авазларға қилчә писәнт қилмиған һалда, 1-авғусттин башлап уларни рәсмий җазалашқа башлиған.