Йешиллар партийисиниң ташқи ишлар баянатчиси валтер әпәндиниң баянати шиветсийәдә муназирә қозғиди

Ихтиярий мухбирмиз еһсан
2014.08.11
qeshqer-saqchi-herbiy-kocha-charlash.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң коча чарлап йүргән көрүнүши. 2014-Йили 23-июл, қәшқәр.
ImagineChina

Шиветсийәдики 3-чоң партийә йешиллар партийисиниң ташқи ишлар баянатчиси валтер әпәнди йешиллар партийисигә вакалитән 8-авғуст қилған шәрқий түркистанға мустәқил тәкшүрүш өмики әвәтилишкә хитай даирилириниң йол қоюшини һәмдә йәр асти түрмиләрдә еғир тән җазаси билән уйғурларниң өлтүрүлүшини тохтишишини тәләп қилиш тоғрисидики баянати шиветсийәдә муназирә қозғиди.

Валтер әпәнди баянатида мундақ дәйду:
‏- Йеқинқи бир һәптидин буян, хитай даирилири тәрипидин уйғур дияридики мусулманларға қарита елип берилған қирғинчилиқниң техиму юқири пәллигә чиққанлиқиға диққәт қиливатимиз. Биз йешиллар партийиси хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң дәрһал уйғур дияриға кирип, у йәрниң әһвалиға қарита мустәқил тәкшүрүш елип беришини тәләп қилимиз. Уйғур дияриниң қарамай шәһиридә хитай даирилири мусулман уйғурларға йүргүзүватқан аптобусқа чиқармаслиқ чәклимиси, шу йәрдики мусулманларға қилинған еғир кәмситиш сиясити болуп, дәрһал тохтитилиши керәк.

Бизниң игилишимизчә, хитай даирилири уйғур диярида нәччә йүзлигән тутуп туруш мәркәзлири қурған болуп, уларниң ичидә йәр асти түрмиләрму хели салмақни игиләйду. У тутуп туруш орунлирида нурғун уйғурлар сәвәбсиз тутуп турулмақта. У йәрдики йәр асти түрмиләрдә қәбиһ қийнаш усуллирида нурғун уйғурлар җенидин айрилмақта. Хитайдики йәр асти түрмиләрдә қәбиһ қийнаш усуллирида қанчилиған уйғурниң өлүп кәткәнлики һазирғичә хитай даирилири тәрипидин мәхпий тутулмақта.
Зияритимизни қобул қилған уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат турғун бу баянатниң елан қилинишида, шветсийә-уйғур достлуқ гурупписиниң ойниған муһим ролини әскәртти вә баянат елан қилинишниң әһмийити һәққидә тохталди.

Шиветсийәдә турушлуқ дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит йәкән қирғинчилиқиниң шиветсийә парламенти вә шиветсийә мәтбуатида кәң даиридә йәр елиши шиветсийә һөкүмитигә, сиясий партийиләргә вә шиветсийә хәлқигә тәсир көрсәткәнликини баян қилди.

Шиветсийәдә яшаватқан сиясий паалийәтчи абдулла әһәд “валтер әпәндиниң баянати швит хәлқиниң мәйданиға вәкиллик қилидиған баянат болғачқа, шималий явропа әллиридә ғулғула қозғиди” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.