“сахароф мукапати” ниң саһиби ху җя: “уйғурлар етник қирғинчилиққа учраватиду”

Мухбиримиз меһрибан
2018.12.03
xu-jya-hu-jia-telefon.jpg 2008-Йилиқ сахароф әркинлик мукапати саһиби, бейҗиң шәһиридә турушлуқ ху җия әпәнди телефон сөзлишиватқан көрүнүш. 2013-Йили 10-апрел, бейҗиң.
AP

Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин 2008-йиллиқ “сахароф әркинлик мукапати” ниң саһиби ху җя әпәнди бүгүн радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, нөвәттә хитай һөкүмитиниң “бир милйондин артуқ уйғурни фашистларчә җаза лагерлириға қамап, бир милләткә қарита дөләт террорлуқи сиясити йүргүзүватқанлиқи” ни әйиблиди.

Ху җя әпәнди уйғур вәзийитини тәсвирләп, “әгәр пүткүл җуңго хәлқи үсти очуқ түрмидә яшаватқан болса, уйғурлар ашу түрмидики җаза лагерлирида милләт гәвдиси бойичә бастурулушқа вә етник қирғинчилиққа учраватқанлиқи” ни билдүрди.

У мундақ деди: “11 милйон нопуси бар милләткә нисбәтән ейтқанда, милйондин артуқ адәмни лагерға қамап қоюш дегәнлик бу һөкүмәтниң илгири елип барған фалунгоңчиларни бастуруш, һәрқайси җайларда қурулған әрздарларни ‛қанун өгитиш‚ дегән намда солап қоюштин зор дәриҗидә һалқип кәткән бир вәқә дейишкә болиду. Әгәр буни охшитишқа тоғра кәлсә пәқәт натсистлар германийәси дәвридики йәһудийлар қамалған җаза лагерлириғила охшитиш мумкин.”

Ху җия әпәнди сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: “әгәр сиз җуңго қуруқлуқида инсанийәт дунясидики дозахни издимәкчи болсиңиз, у җай дәл шинҗаң. У чоқум шинҗаң. У йәрни һазир инсанийәт дунясидики 18 қәвәтлик дозахниң өзи десәк болиду. Униңдин қалса җуңгодики йәнә бир дозах тибәт. Чүнки һазир уйғур мәсилисини җуңгодики әң чоң инсан һоқуқи дәпсәндичилики мәсилиси десәк болиду.”

Ху җя әпәнди 28-ноябир күни америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди билән бирликтә “америка авази” радийосиниң “риял әһваллар һәққидә инкас” программисиға тәклип билән қатнашқан болуп, у шу күнки программидиму хитай даирилириниң уйғур диярида қурған аталмиш “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” намидики җаза лагерлирини қаттиқ әйиблигән иди.

У уйғурларниң нөвәттики вәзийитини тәсвирләп мундақ дегән иди: “мениң нәзиримдә шинҗаңда йүз бериватқан әһваллар аллиқачан кишилик һоқуқни бастуруш уқумидин ешип кәтти, у йәр һазир инсанийәтниң дозихиға айланди, җуңго һөкүмити өзиниң әң радикал һаләттики аталмиш муқимлиқни қоғдаш тәдбирлириниң һәммисини шинҗаңда ишләтти, һәтта бу хил бастуруш барғанчә омумлишиватиду вә пүткүл җуңго территорийәсигә кеңийиватиду.”

Елшат һәсән әпәндиму радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң аталмиш “терроризмға зәрбә бериш” намида милйондин артуқ уйғурни җаза лагерлириға қамап, уйғур мәдәнийәт кимликини хитайлаштуруватқанлиқи, һәтта ‛җуңхуа миллити‚ намида хитай кимликини мәҗбурий теңип, пүткүл милләт бойичә етник тазилаш елип бериватқанлиқини, уйғур диярини үсти очуқ түрмигә айландуруп, пүткүл уйғур хәлқигә нисбәтән дөләт террорлуқи сиясити йүргүзүватқанлиқини билдүрди.

Ху җя әпәнди чаршәнбә күни “америка авази радийоси” ниң зияритини қобул қилғандин кейинки әһвалини баян қилип, мәзкур программидин кейин, өзиниң хитайниң дөләт аманлиқ сақчилириниң агаһландурушиға учриғанлиқини, ундин башқа йәнә хитай тордашлиридинму охшимиған инкасларни тапшурувалғанлиқини билдүрди.

Ху җя әпәнди йәнә өзиниң немә үчүн бешиға келиш еһтималлиқи болған тутқун қилиниш, һәтта қайтидин түрмидә йетиш хәвпигә қаримай радийомиз зияритини қобул қилишиниң сәвәби һәққидә тохтилип өтти. У хитай пуқралириға уйғур вәзийитини аңлитишниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш сияситигә нисбәтән сүкүттә туруватқан, һәтта қоллаватқан хитай пуқралирини ойғитишта муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.

У сөзини давамлаштуруп мундақ деди: “шуңа һазирқи шараитта хәтәргә қаримай техиму җиқ хитай пуқралириниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита елип бериватқан бастурушиға худди җәңгә атланған җәңчиләрдәк мәйданға чиқиш керәк. 28-Ноябир ‛америка авази‚ ниң зияритини қобул қилишим вә бүгүн ‛әркин асия радийоси‚ ниң зияритини қобул қилишимму, пәқәтла уйғурлар учраватқан қирғинчилиққа нисбәтән һәқни сөзләштин ибарәт инсанлиқ бурчумни ада қилиштин ибарәт.”

Елшат һәсән әпәндиму хитай пуқралириму орнидин дәст туруп, нөвәттә уйғурлар учраватқан пүткүл милләт бойичә бастурулуш вәзийитигә қарита инкас қайтурушиниң муһим вә зөрүрлүкини тәкитлиди. У әгәр хитай пуқралирида бу хил вәзийәткә нисбәтән давамлиқ сүкүттә туруш давамлашса у һалда ақивәтниң техиму еғир болидиғанлиқини, уйғурлар учраватқан фашистларчә бастуруш вәзийитиниң пүткүл хитай территорийәсигә кеңийиватқанлиқини агаһландурди.

Елшат һәсән әпәнди сөзиниң ахирида хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җяниң 28-ноябир күни “америка авази” радийосида уйғур вәзийити һәққидә һәққаний мәйданда туруп қилған сөзлиригә юқири баһа бәрди. Ху җяниң хитай һөкүмитиниң реҗими астида яшаветипму уйғурларниң бастурулушқа учраватқанлиқидәк һәқиқәтни сөзләп, хитай һөкүмитиниң милйонларчә уйғурни җаза лагерлириға қамаштәк фашистларчә бастуруш сияситини тохтитишқа чақириқ қилғанлиқини “қәһриманлиқ” дәп мәдһийәлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.