Японийәниң наһа шәһиридә уйғур вә японлар бирликтә хитайға қарши намайиш қилди
2016.10.31

29-Өктәбир японийәниң окинава вилайитиниң мәркизи наһа шәһиридә япон вәтәнпәрвәрлири тәшкилатлириниң тәшкиллиши вә японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң һәмкарлишиши билән хитайға қарши намайиш елип берилди.
28-Өктәбирдин башлап японийәниң окинава вилайитиниң мәркизи наһа шәһиридә башланған “шәрқий түркистан күни” тәшвиқат паалийитиниң иккинчи күнидә, мәзкур шәһәрдики тарихий җай һесаблинидиған шуҗиро қәләсиниң алдида уйғур вә японлар бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди.
Намайиш наһа шәһиридә өткүзүлүватқан окинаваниң 6-қетимлиқ учинанчу байрими күнигә тоғра кәлгән болуп, мәзкур байрамни тәбрикләш паалийитигә қатнишиватқан хитайдин кәлгән саяһәтчиләрниң алаһидә диққитини тартқан.
Намайиш шу йәр вақти әтигән саәт он йеримдин он икки йеримға қәдәр икки саәт давам қилған болуп, намайишқа бир қисим алий мәктәпләрниң профессорлири вә наһа шәһиридики анилар вәкили, 80 яшлиқ момай нохара ханимму қатнашқан вә сөз қилған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.