Японийәдә “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләш намайиши өткүзүлди

Мухбиримиз меһрибан
2019.02.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yaponiye-5-fewral-2019-namayish.jpg Японийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 22 йиллиқини хатириләп өткүзүлгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 3-феврал, токйо.
Photo: RFA

3-Феврал, йәни йәкшәнбә күни японийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 22 йиллиқини хатириләш намайиши өткүзүлгән.

Йәкшәнбә күни токйониң әң ават райони болған шинҗуку районида уйғурлар билән уйғурларни қоллиғучи японлуқларниң қатнишиши билән елип берилған бу намайишниң көлими вә тәсири илгирики йиллардикигә қариғанда алаһидә зор болған. Шу күни шинҗуку районидики миңлиған кишиләр хитайға қарши бу намайишни нәқ мәйданда көргән вә тәшвиқат варақлирини оқуған.

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, токйодики намайиш әһвалидин мәлумат бәрди. Бу қетимқи намайишқа қатнашқан бирқанчә нәпәр уйғур зиялийсиму зияритимизни қобул қилип, намайишниң толиму һәйвәтлик вә тәсирлик болғанлиқини илгири сүрди. Улар японийәдә көплигән уйғурлар яшаватқан вә оқуватқан болсиму, әмма илгирики йилларда хитай һөкүмитиниң түрлүк бесимлири сәвәбидин японийәдики уйғурларниң хитайға қарши паалийәтләргә қатнишиштин еһтият қилип кәлгәнликини тилға алди. Улар йеқинқи 2 йилдин буян японийәдики уйғурларниң сиясий еңида өзгириш болғанлиқини, милйонларчә уйғурниң хитайниң җаза лагерлириға қамилишидәк аччиқ реаллиқниң бу йәрдики уйғурларни ойғатқанлиқини тәкитлиди. Улар йәнә японийәдики уйғурларниң нөвәттә юртлиридики уйғур қериндашлири үчүн сөзләш, лагерларға қамалған йеқинлириниң қийин әһвалини японийә һөкүмити вә япон хәлқигә аңлитиш кәйпиятиниң барғансери күчийиватқанлиқини илгири сүрди.

Японийәдики намайишниң тәпсилатини вә японийәдики уйғурларниң йүрәк сөзлирини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.