Яқаериқ пидаийлиридин азадәм нур ақсу шәһиридә, аблиз абла ақ гүмбәз кәнтидә әсиргә чүшкән
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.02.24
2015.02.24

RFA/Ihsan
17 - Феврал бай яқаериқ вәқәсидә сақчи башлиқи қасим имирниң қолидики қорални елип қачқан әр - аял пидаийлардин аблиз абла вә азадәм нур вәқәдин үч күн кейин әсиргә чүшкән; мәлум болушичә аблиз абла яқериқ йезисиниң ақ гүмбәз кәнтидә, азадәм нур ақсу шәһиридики кона айропланхана дәп атилидиған бир аһалиләр районида тутқун қилинған.
Яқаериқта вәзипә өтәватқан хадимларниң баянлиридин мәлум болушичә, вәқәдә рол алған пидаийларниң бивастә уруқ - туққанлири вә достлири болуп яқериқ бойичә аз дегәндә йүзгә йеқин киши тутқун қилинған. Йәнә ашкарилишичә, тутқунларниң арисида яқаериқта һөрмәткә сазавәр кишиләрдин рустәм рози, әһәт мамут қатарлиқларму бар. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә игилигән учурлири диққитиңларда болиду.