Йәрлик пуқралар “илишқу вәқәси” ниң 2 йиллиқ хатирисидә илишқу, хаңди йезилиридики вәзийәт һәққидә тохталди
2016.07.28
Буниңдин икки йил аввал дәл бүгүн йәни 28-июл күни йәкән наһийәсиниң елишқу, хаңди йезилирида қанлиқ тоқунуш партлап дуняни зилзилигә салған. Хитай һөкүмити вәқәни тик учар, адәмсиз айропиланларни ишқа селип қанлиқ бастурған.
Вәқәгә конкрет қандақ амил сәвәб болғанлиқи толуқ ашкариланмиди. Әмма вәқәниң дәл рамзанниң 1-күни йүз бериши диққәт қозғиған иди. Хитай һөкүмити вәқәни әсәбий күчләрниң зораванлиқ һәрикити, дәп җакарлиған. Д у қ болса хитайниң еғир қоралларни ишқа селип, илишқу, хаңди хәлқиниң қанунлуқ наразилиқ намайишини қанлиқ бастурғанлиқини илгири сүрүп кәлди.
Хитай һөкүмити вәқәдә 98 адәм өлгәнликини, өлгәнләрниң 59 нәпири исянчи, 37 нәпириниң пуқра икәнликини елан қилған. Әмма д у қ ниң қаришичә, вәқәдә аз дегәндә 2000 дәк пуқра өлгән, нурғун адәм из-дерәксиз йоқалған, елишқуниң бәзи кәнтлиридә адәм қалмиған.
Ундақта, икки йилдин кейинки бүгүнки илишқу, хаңди йезилириниң әһвали қандақ кетиватиду? биз йәрлик сақчи вә аһалиләргә телефон қилип, улардин бу соалларни соридуқ.
Хаңди, елишқу йезилири йәкән наһийәсидики нопуси әң зич йеза, базарлар болуп, “28-июл вәқәси” дин бурунқи илишқу вә хаңдида ишсизлиқ, муһит, су йетишмәслик, һашар, қаттиқ сиясий контроллуқ вә диний бесим, пуқралар давалиналмаслиқ, кәскин пиланлиқ туғут сиясити қатарлиқ амиллар хәлқиниң йәлкисини бесип турған еғир әһвал иди.
Әмисә, хаңди вә елишқуниң икки йилдин кейинки бүгүнки вәзийитидә қандақ өзгиришләр болди? шу мунасивәт билән биз илишқу, хаңди йезилиридики сақчи вә пуқраларға телефон қилип, вәзийәтни игилидуқ.
Пуқралар 28-июл “илишқу вәқәси” вә сиясий вәзийәткә мунасивәтлик назук мәсилиләргә җаваб беришни бәк халимиди. Пәқәт омумий вәзийәтниң “нормал” келиватқанлиқини илгири сүрди.
Биз алди билән хаңди йезилиқ сақчи понкитиға телефон қилип, хаңдиниң бүгүнки бихәтәрлик вәзийитини сорисақ, сақчи понкитиниң нөвәтчи хадими, соалимизға сақчи понкитиниң башлиқи җаваб берәләйдиғанлиқини, шуниңға телефон қилишимизни тәвсийә қилди.
Сақчи хадими: “соҗаңға телефон қилиңлар. Соҗаңниң исми аблимит турғун, а соҗаң” деди.
Шуниң билән биз, хаңди сақчи понкитиниң башлиқи “а соҗаң” ға телефон қилсақ, у соаллиримизға җаваб беришни рәт қилип, наһийәлик җ х идарисигә телефон қилишимизни тәвсийә қилди.
Сақчи башлиқи: “мән шу а соҗаң, обдан турдиңиз. Маңа телефон қилмай сиз, бизниң аву идаригә телефон қилиң җуму! хапа болмай, ашу бизниңки наһийәлик идаригә телефон қилип, башлиқлар бар, шулар билән алақилишиң. Йәрликниң әһвали(ни дәп берәлмәймән. Сиз идаригә телефон қилиң, хапа болмаң. яқ, мәндин у гәпни соримаң сиз, телефонни қоювәттим.” деди.
Биз йәнә, йәрлик пуқраларға телефон қилип, илишқу, хаңди йезилириниң бүгүнки вәзийити, “илишқу вәқәси” ниң икки йиллиқ хатирә күни мунасивити билән һөкүмәтниң қандақ бихәтәрлик тәдбирлирини алғанлиқини, буниң пуқраларға қандақ тәсирләрни көрсәткәнликини соридуқ. Бир сода хадими “һәммә нәрсә нормал кетиватиду” деди.
Сода хадими:нормал, нормал. Базарму, тиҗарәтму нормал кетиватиду. Бурунқиға охшаш йәнә кимликни тизимлап май җалаватимиз. Май қачилаш машинисиға кимликни тизимлайдиған аппарат орнатқан һазир, қандақ адәм болса кимликни сийрип май алиду. Сақчи болсиму охшаш, кимликни сийримиса май чиқмайду. Уйғур, хәнзу һәммисигә охшаш.
Мухбир: содиңизчу? бурунқиға қариғанда қандақрақ? йәни маву 28-июл мунасивити билән бираз бихәтәрлик күчәйтилгән болса, бу содиға тәсир қилдиму дәймина?
Сода хадими: яқ, яқ! охшаш, һечқандақ тәсири болмиди.
Мухбир: пүтүн елишқуниң омумий вәзийити қандақ? йәни бүгүнки вәзийити?
Сода хадими: һазир маву аптоном райондин кәлгән хизмәт гурупписи һәр бир кәнткә чүшүп, хели яхши. Хизмәт гурупписидин 2 йил бурун кәлгәнләр бар, йеңидин келиватқанлар бар хизмәт гурупписи болуп. Шулар кәлгәндин тартип пуқралар сәл хатирҗәм болуп қалди.
Мухбир: мушу 2 йил җәрянида қандақ өзгиришләр болди?
Сода хадими: мән бу йәргә чиққанға аран 5-6 ай болди. Мән бурунқисини таза билмәйдикәнмән. Лекин 5 айдин бери нормал кетиватиду вәзийәт, хәлқму хели хатирҗәм болуп қалди. Бүгүн кочида һәрбий-әскәрләрни көрмидим. Сирттин кәлгәнләрни билмидим. Әмма мән кәлгәндә сақчи понкитиға берип тизимлитивалған. Чүнки сақчиханиға берип, қәғәз елиш керәк. Болмиса, һәммиси йәкәнниң тәвәликидә, лекин муқимлиқ сәвәблик тизимлимиса, болмайдикән.
Биз йәнә, бир илишқу базирида дукан ачидиған бир дукандар билән сөзләштуқ. У, “вәийәт нормал” дегән болсиму, бирақ чарлашниң бир аз күчәйгәнликини билдүрди.
Дукандар: базар билән арилиқимиз бир-бир йерим километир келиду. Һазир мән базар ичидә дукан ечиватимән. Сода яман әмәс, нормал болуватиду. яқ, яқ, бүгүн сода дәхлигә учримиди. Тинч һаләттә, нормал зади. Техи бүгүн 2-3 күнгә қариғанда бир аз яхши сода.
Мухбир: бүгүн чарлаш елип бериливатамду?
Дукандар: сиртқа чиқип бақмидим бүгүн, чарлаш барму-йоқму уқмайдикәнмән уни. Мән бурун сода қилип бақмиған. Өткән йили 11-айда дукан ечип, сода қиливатимән. Һазир 8 ай болди. 8 Айдин бери күндин-күнгә яхшилиниватиду, сода. Дәсләп тиҗарәт башлиғанда дуканда мал кәм, күндә бар-йоқ 500-600 кой сода болатти, күндә. Бара-бара дуканда мал толуқлинип, һазир 2000 кой сода болуватиду. Бүгүн 2500 койдин аштимики содам.”
Мухбир: соримақчи болғиним, сиз билисиз 2-3 йил аввал “28-июл вәқәси” йүз бәрди, силәрниң елишқуда. Бу икки йил җәрянида хәлқниң һал әһвали қандақ болди, шуни соримақчи?
Дукандар: яқ, чекинмиди. Һөкүмәтму ғәмхорлуқ қилип ишқа орунлаштуруп хәқни. Кирим ашқандин кейин шундақму, 2 йилниң алдидикидин яман әмәс, дәп ойлаймәнғу ишқилип. 2-3 Йилниң алдида мән турмуш қуруватқанда хәқниң идийиси өзгирип, сиртта ишләйдиғанларму ғоллиди.
Мухбир: хәлқ йәнә сиртқа чиқип ишләватамду, яки йәкәнниң өзидә ишқа орунлаштуруватиду?
Дукандар: сиртқа чиқип ишқа орунлаштуридиған ишларму бар. Өз ичидики һәр хил кийим-кечәк карханилар қурулди, ичкиридин, шаңхәйдин, уйәр-буйәрдин кәлгән лобәнләр ачқан карханилар шу йәрдә ишләп, айда 2-3 койдин, ишлимигәнлириниң бирәр миң койдин чүшүватиду, айлиқиға. Деһқанлиму хош, әтигәндә өйдин тамақ йәп берип, кәчтә өйгә йенип келиду, дегәндәк уларғиму һар кәлмәйдиған хош болуп қеливатиду. Ишқилип яман әмәс кирими. Һәр бир өйдин бир адәм ишқа орунлаштиму, дәймән.
Мухбир: деһқанчилиқни ким қиливатиду?
Дукандар: деһқанчилиқни, адәм көп, йәр аз десилә бу юртта. Шуңлашқа деһқанчилиқму ешип қалмайду. Бир өйдин бир адәм ишлисә, икки адәм деһқанчилиқ қилиду, әмәсма.
Мухбир: бүгүн сақчилар коча чарлаватамду?
Дукандар: бүгүн нормалғу, дәймән ишқилип, нормал. Лекин бурунқиға қариғанда бүгүн сәл әмди маву йезида аманлиқ қоғдаш дәймиз, аманлиқ қоғдайдиған балилар уяқ-буяқни чарлап қоюватиду. Лекин нормал. Бүгүн базарда адәм җиқ техи, бүгүн пәйшәнбә болғачқа адәм җиққу, дәймән.