Қәшқәр қазириқ деһқанлириниң 3 нәпәр вәкили вақитлиқ нәзәрбәнд қилинди
2014.03.27
Игилишимизчә, қәшқәр шәһәр нәзәрбағ йеза юқириқи қазириқ 14-кәнт деһқанлириниң йәр дәваси үчүн меңиватқан 3 нәпәр вәкили йеқинда хотәндики бир меһманханиға вақитлиқ солап қоюлған.
25-Март сәһәрдә телефон зияритимизни қобул қилған қазириқ кәнтидә олтурушлуқ бир деһқан аял мәзкур кәнттики җиддийчиликләр һәққидә учур бәрди. Униң билдүрүшичә, 24-март күни нәзәрбағ базарлиқ сақчихана хадимлири юқириниң буйруқи бойичә, йәр дәваси қиливатқан қазириқ деһқанлириниң 3 нәпәр вәкили - турғун мамут, мәмәттурсун абдувайит вә абдуқәйюм мәмәт қатарлиқларни сақчи аптомобилида елип кәткән.
Мәлум болушичә, сақчилар бу 3 нәпәр деһқанлар вәкилини “йеңи шәһәр тазғунға барисиләр” дәп елип кәткән. Әмма узун өтмәйла уларниң хотәнгә елип берилип бир меһманханида нәзәрбәнд қилинғанлиқи ашкара болған.
Зияритимизни қобул қилған деһқан аял, кәнт аһалиси арисида 26-март күни үрүмчидин тәкшүрүшкә адәм келидиғанлиқи һәққидә гәп-сөзләрниң таралғанлиқини, йәрлик даириләрниң һәқиқий әһвални йошуруш үчүн 3 нәпәр деһқанлар вәкилини хотәнгә елип кәткәнликини баян қилди.
Биз техиму илгирилигән һалда әһвал игиләш үчүн деһқанлар вәкили турғун мамутқа телефон қилдуқ. У телефонимизни қобул қилған болсиму, әмма әтрапида өзини контрол қилип турған сақчилар болғачқа тәпсилий сөзлишишкә җүрәт қилалмиди вә башқа номурға телефон қилишимизни әскәртип телефонни үзүвәтти.
Биз шу бойичә иккинчи қетим уларға телефон ачтуқ. Һалбуки, әтрапида уларни беқип турған сақчилар болғачқа деһқанлар вәкили турғун мамут бу қетимму ениқ гепини дейәлмиди.
Биз 26-март сәһәр үчинчи қетим уларға телефон қилдуқ. Телефонни деһқанлар вәкиллиридин абдуқәйюм мәмәт алди. У әтраптики сақчиларниң назарити астида сориған соаллиримизға наһайити еһтият билән җаваб бәрди. У бизниң хотәнгә немишқа елип берилғанлиқи һәққидики соалимизға “саяһәт қилип қайттуқ” дәп җаваб бәрди вә өзиниң чәтәллик мухбирлар билән сөзлишәлмәйдиғанлиқини ейтип телефонни қоювәтти.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.