Шаирә нурәла гөктүрк ханимниң “көкбайрақниң көз йеши” намлиқ китаби әдәбиятчилар учришишида алқишқа еришти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.07.12
Шаирә нурәла гөктүрк ханимниң “көкбайрақниң көз йеши” намлиқ китаби әдәбиятчилар учришишида алқишқа еришти Әнқәрәдә өткүзүлүватқан 1-нөвәтлик язғучи-шаирлар учришишида уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим китабқа имза қоймақта. 2021-Йили 11-июл, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә өткүзүлүватқан 1-нөвәтлик язғучи-шаирлар учришишиға алаһидә тәклип бойичә уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим иштирак қилди. 11-Июл күни ахшам алди билән мәзкур китаби вә уйғурлар тоғрисида доклат бәргән нурәла гөктүрк ханим, кейин “көк байрақниң көз йеши” намлиқ китабини оқурмәнләргә қол қоюп тарқитип бәрди. “сәбилуррәшат журнили” ниң мәсули фатиһ байхан риясәтчилик қилған йиғилишта уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизиниң мәсули хәмит гөктүрк әпәндиму сөз қилип, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити вә уйғур дәвасиниң хәлқарадики тәрәққияти тоғрисида мәлумат бәрди. Паалийәткә әдәбият саһәсидики бирқисим муһим кишиләрму иштирак қилған болуп, һәммиси дегүдәк нурәла ханимниң китабиға қол қойдурди.

Һазир тунҗи қетимлиқи өткүзүлүватқан язғучи вә шаирлар учришишиға түркийәниң 30 әтрапида районидин, шундақла түркийәдә яшаватқан түркий милләтләрдин болған шаирлар, әнқәрәдә чиқиватқан әдәбият журналлириниң мәсуллири, һәр дәриҗилик кадирлири, әнқәрәдики уйғур зиялийлири вә әдәбият һәвәскарлиридин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Бу паалийәтни уюштурған идариниң мәсули фатиһ байхан әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилиси бизниң қан еқиватқан яримиздур. Әдәбият һәқиқий һекайиләрдин тәркиб тапиду. Шәрқий түркистанда һазир нурғун вәқәләр болуватиду. Бу мәсилини әдәбият һәвәскарлириниң сәмигә селиш үчүн бу паалийәтни уюштурдуқ. Мәнчә яхши қилиптимиз, кишиләрниң қизиқиши бәк юқири болди. Биз шәрқий түркистан һәққидә мәхсус доклат тәйярлашни ойлаватимиз. Бүгүнки паалийитимиз бәк яхши паалийәт болди”.

Әнқәрәдә өткүзүлүватқан 1-нөвәтлик язғучи-шаирлар учришишида уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим(сәһниниң оттурида) сөзлимәктә. 2021-Йили 11-июл, түркийә.
Әнқәрәдә өткүзүлүватқан 1-нөвәтлик язғучи-шаирлар учришишида уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим(сәһниниң оттурида) сөзлимәктә. 2021-Йили 11-июл, түркийә.

8-Июлдин 15-июл күнигичә давамлишидиған шаирлар учришишиниң төтинчи күнидики паалийәттә шаирә нурәла гөктүрк ханим ата-аниси билән өзиниң вәтинидин айрилиш җәряни, вәтән һәсрити вә уйғурларниң һазирқи вәзийити баян қилинған шеирлирини оқуп кишиләрниң қаттиқ алқишиға еришти.

Нурәла гөктүрк ханим зияритимизни қобул қилип, бу паалийәт тоғрисида қисқичә тохталди.

Әнқәрәдә өткүзүлгән бу учришиға қатнашқан түркийә дөләтлик радийо-телевизийә идариси мухбири миркамил қәшқәрли әпәнди, бу паалийәттә уйғурларға орун берилишиниң уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини аңлитиш үчүн пайдилиқ икәнликини оттуриға қойди.

Мәзкур шеирлар топлимиға шаирә нурәла гөктүрк ханимниң вәтән һәсрити, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити баян қилинған 105 парчә шеир киргүзүлгән.

Нурәла ханимниң 4 шеир китабидин сирт “уйғур таамлири” намида бир китаби бар. У, сөйүнгүл җанишиф ханимниң “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ китабини түркчигә тәрҗимә қилип нәшр қилдурғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.