“көк ташлиқ архип: 5-июл қирғинчилиқи” намлиқ китабтики йеңи мәлуматлар

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2023.07.03
kok-tashliq-arxip-1024 “көк ташлиқ архип: 5-июл қирғинчилиқи” намлиқ китабиниң уйғурчә нусхисиниң муқависи
Photo: RFA

 Шиветсарийәдә яшаватқан һәбибулла изчи әпәнди радийомиз зиярәтлирини бирқанчә қетим қобул қилип, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” һәққидә өзи шаһит болған әһвалларни аңлатқан иди.

У, 29-июн күни йәнә бир қетим радийомиз зияритини қобул қилип, өзи шаһит болған вәқәләр асасида йезилған “көк ташлиқ архип: 5-июл қирғинчилиқи” намлиқ китабиниң уйғурчә нусхисиниң йеқинда нәшрдин чиқидиғанлиқини билдүрди.

Һәбибулла әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур китабниң пүткән нусхиси тәклимакан уйғур нәшриятиға берилгән болуп, униңда “5-июл наразилиқ намайиши” ға пилтә болған “26-июн шавгүән қанлиқ вәқәси” вә һазирғичә тәпсилати дуняға ашкариланмиған 6-июлдики “қәшқәр наразилиқ намайиши” қатарлиқлар һәққидә шаһитлар билән өткүзгән сөһбәтләр, нәқ мәйдан сүрәтлири вә хитай һөкүмитиниң һөҗҗәтлири асасида йеңи мәлуматлар берилгән икән.

Һәбибулла әпәнди йәнә мәзкур китабида “26-июн шавгүән қанлиқ вәқәси” сәвәбидин йүз бәргән “5-июл наразилиқ намайиши”ниң җәряни һәққидә һазирғичә тарқилип йүргән бир-биригә охшимиған пәрқлиқ мәлуматларниң нәқ мәйдан мәлуматлири асасида толуқлинип түзитилгәнликини илгири сүрди. У йәнә 5-июл күни чүштин кейин үрүмчидә башланған қанлиқ бастуруш, 6-июл күни үрүмчи бәйгә мәйданида йүз бәргән тутқун һәмдә әрлири вә балилири тутқун қилинған уйғур аяллириниң наразилиқ намайиши, 6-июлда йүз бәргән “қәшқәр наразилиқ намайиши”, 7-июл күнидики тоқмақ көтүргән хитайларниң кочиларға чиқип уйғурларни уруп-өлтүрүш вәқәси, 8-айдики “йиңнә вәқәси”, шундақла хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзгән бир қатар бастурушлири һәққидә өзи мәхсус игилигән мәлуматлар вә нәқ мәйдан сүрәтлириниң бу китабқа киргүзүлгәнликини тилға алди.

Униң тәкитлишичә, бу китаб буниңдин 14 йил илгири йүз бәргән “5-июл қанлиқ қирғинчилиқи” дики бәзи тәпсилатлар тоғрисида оқурмәнләрни йеңи материяллар билән тәминләйдикән.

Һәбибулла изчи әпәнди йәнә бу китабиниң түркчә нусхисиниң тәрҗимә басқучида икәнликиниму әскәртип өтти.

Юқириқи аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.