Уйғурларниң күрәш қиссәси, 3-қисим: яш әвладларни күчләндүрүш
Бу қисимда, уйғур аптоном райониниң хотән вилайитидин кәлгән уйғур яш абдусәми хотәнниң кишини һәйран қалдуридиған издиниш мусаписи тонуштурулиду.
Абдусәми хотән дәсләп 2016-йили түркийәгә келип сода-тиҗарәт билән шуғуллиниду, әмма 2017-йили чегра тақилип қалғанлиқтин, униң аилисидикиләр билән болған алақиси тамамән кесилип, тәнһа яшашқа мәҗбур болиду. Үмидсизлик вә чарәсизлик ичидин ирғип турған абдусәми хотән ахири ғәйрәткә келип, түркийәдә шәрқий түркистан йеңи әвлад яшлар мәркизи қуруп чиқиду.
Бу мәркәз кейинчә мусапирәттә қийин әһвалда қалған, һәтта уруш-талаш, оғрилиқ вә зәһәрлик чекимликкә хумар болуп қелиштәк әһвалларға дуч кәлгән бир қисим уйғур яшлириниң панагаһиға айлиниду.
160 Дин артуқ уйғур яшқа игә чиққан бу мәркәз, муһаҗирәттики чиқиш йоли тапалмайватқан яшларниң панаһлиниш, тәрбийәлиниш, өзини күчәйтиш, шундақла нормал һаятқа бузғунчилиқ қиливатқан рәзил күчләргә қарши мустәһкәм қорғаниға айлиниду.