Лагер қурбанлири йеқинлири наразилиқ паалийитини әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң алдиға йөткиди

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.02.03
Лагер қурбанлири йеқинлири наразилиқ паалийитини әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң алдиға йөткиди Лагер қурбанлири йеқинлири истанбулдики чәклимә түпәйли әнқәрәгә йитип келип, хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң алдида башлиған нөвәттә туруш паалийитидин көрүнүш. 2021-Йили 3-феврал, түркийә.
RFA/Azigh

Хитай һөкүмитидин йиғивелиш лагерлириға соланған аилилири һәққидә изаһат беришни тәләп қилип, 2020-йили 18-декабирдин етибарән нөвәттә туруш паалийитини башлиған лагер қурбанлири йеқинлири паалийитини давамлаштуруш үчүн истанбул валийлиқи йолға қойған бәшикташ вә сарийәр районлиридики паалийәт чәклимисиниң бикар қилинишини сақлаватқанлиқини ейтқаниди. Истанбулдики чәклимә түпәйли лагер қурбанлири 2-феврал күни әнқәрәгә йитип кәлгән болуп, бүгүн 3-феврал хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң алдида нөвәттә туруш паалийитини башлиди. Паалийәткә йәрлик вә чәт әллик ахбарат васитилири қатнашти.

Хитайниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқ сиясити сәвәблик йиғивелиш лагерлири қурбанлириниң уруқ-туғқанлири һәққидики әндишилири техиму күчәйтмәктә.

Лагер қурбанлири йеқинлири истанбулдики чәклимә түпәйли әнқәрәгә йитип келип, хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң алдида башлиған нөвәттә туруш паалийитидин көрүнүш. 2021-Йили 3-феврал, түркийә.

BBC Ниң уйғур аяллириниң йиғивелиш лагерлирида системилиқ басқунчилиққа учраватқанлиқи һәққидики хәвири лагер қурбанлири йеқинлирини қаттиқ сарасимигә салмақта. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған лагер қурбанлири йеқинлиридин җәвлан ширмәмәт паалийәт һәққидә тәпсилий тохталди вә мундақ деди:

“бүгүн BBC ниң җаза лагерлирида уйғур ханим-қизлиримизға елип бериватқан басқунчилиқ җинайитини паш қилип чиқарған хәвирини көргәндин кийин, ғәзәп-нәпритимиз техиму өрләп, техиму қәтий ирадә билән бу паалийитимизни давам қилишни қарар қилдуқ.”

Лагер қурбанлири йеқинлиридин мәғпирәт имин зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән истанбулда оқуймән. Истанбулда елип бериливатқан аилә нөвити паалийитигә һәр күни қатнишип кәлдим. Һазир әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида болуватқан паалийәткә қатнишиватимән. Дәрислиримгиму мушу йәрдә қатнишип, йоқап кәткән уруқ-туғқанлиримға игә чиқишқа тиришиватимән. Паалийәтни пүтүн уруқ-туғқанлирим әркин бир һаятқа еришкәнгә қәдәр мустәһкәм ирадә билән давамлаштуримән. Түркийәдики пүтүн инсанпәрвәр қериндашлиримизниң дәвайимизға игә чиқишини, биз үчүн қулидин кәлгән ярдәмни қилишини чин қәлбимдин үмид қилимән.”

Лагер қурбанлири йеқинлири истанбулдики чәклимә түпәйли әнқәрәгә йитип келип, хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң алдида башлиған нөвәттә туруш паалийитини тарқитиветиш үчүн кәлгән сақчилар. 2021-Йили 3-феврал, түркийә.

Лагер қурбанлири йеқинлириниң хитай әлчиханисиниң алдидики паалийити сақчилар тәрипидин бир нәччә қетим тарқитиветилиш хәвпигә дуч кәлгән болсиму, нәқ мәйдандики паалийәтчиләрниң чиң туруши сәвәблик паалийәт чүштин кийин саәт 5 кечә давамлашти. Сақчилар ахбарат васитилириниң паалийәт һәққидики көрүнүшлирини тартишиға тосқунлуқ қилди. Бихәтәрлик хадимлири паалийәтниң давамида мухбиримизни паалийәт мәйданидин узақлаштурди.

Лагер қурбанлири йеқинлиридин мәдинә назими зияритимизни қобул қилип, паалийәтниң тохтимай давамлишидиғанлиқини ейтти.

Түркийә дөләт хәвпсизлики тармақлири 6-сентәбир әнқәрәгә бериш үчүн йолға чиққан лагерлири қурбанлириниң аилә тавабиатлирини әнқәрә чеграсидин истанбулға қайтурувәткән иди. Лагер қурбанлири йеқинлири истанбулдики 17 күнлүк паалийитини истанбул валийлиқиниң чәклимиси билән тохтатқан болуп, алдимиздики күнләрдә түркийә һөкүмитиниң уйғурларниң аилилириниң әркинлики үчүн елип бериватқан паалийәтлиригә рухсәт қилидиған яки қилмайдиғанлиқи ениқ әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.