Лагер қурбанлириниң йеқинлири истанбул кочилирида уйғурларниң нөвәттики вәзийитини аңлатти
2021.04.30
Лагер қурбанлириниң түркийәдики йеқинлири вә аилә-тавабиатлири бир қанчә йилдин буян хитайға қарши һәр хил намайиш вә наразилиқ паалийәтлирини тәшкилләп келиватқан болуп, лагер қурбанлири йеқинлириниң паалийәтлири түркийәдә вә дуняда уйғур мәсилисиниң тонулуши үчүн муһим рол ойнимақта.
29-Апирил күни лагер қурбанлири йеқинлири ай-юлтузлуқ көк байрақ есилған машиниларни һәйдәп истанбулниң явропа қирғиқини айланған. Паалийәтчиләр истанбулниң күчүк чәкмәҗә районидин йолға чиққан болуп, уйғурларниң нөвәттики вәзийити билән мунасивәтлик плакатлар орнитилған 30 дин артуқ машина билән истанбулниң явропа бөлүкидә тәшвиқат паалийити елип барған.
Паалийәтчиләр сарийәрдики хитай консулханиси җайлашқан кочиниң алдиға йиғилип, хитайниң ирқий қирғинчилиқ сиясәтлиригә қаттиқ наразилиқини ипадиләп сөз қилған.
Паалийәткә истанбулдики уйғур җамаәт әрбаблири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә лагер қурбанлири йеқинлири қатнашқан. Паалийәт җәрянида түрк хәлқиниң қизғин ярдими вә қоллиши паалийәтчиләрни қаттиқ тәсирләндүргән.
Мәдинә назими ханим зияритимизни қобул қилип, паалийәт һәққидә тәпсилий тохталди вә мундақ деди: “түрк хәлқи бизниң йенимизда, биз бу зулумниң тохтиши вә гунаһсиз аилә әзалиримизниң қоюп берилиши үчүн елип бериватқан бу күришимизни һәргиз тохтатмаймиз.”
Лагер қурбанлири йеқинлиридин алимҗан турди әпәнди зияритимизни қобул қилип, паалийәтниң мәқсити вә сәвәби һәққидә тәпсилий тохталди. Лагер қурбанлири йеқинлири тәрипидин өткән йили 18-декабир башланған “милләт нөвәттә” паалийити 120-күнидә түркийәниң вабаға қарши тәдбирлири сәвәблик вақтинчә тохтитилған иди. Лагер қурбанлириниң түркийәдики йеқинлири аилилири әркинликкә чиқмиғучә паалийәтлирини һәргиз тохтатмайдиғанлиқини тәкитләп кәлмәктә.
Мирзәхмәт илясоғли әпәнди имканийәт болмиған әһвалдиму, имканийәт яритиш арқилиқ хитайниң ирқий қирғинчилиқиға қарши күрәштә тохтап қалмай давамлаштуридиғанлиқини, зулумға қәтий баш әгмәйдиғанлиқини билдүрди.
2016-Йилидин кийин хитайниң уйғур елидики йәрлик милләтләргә қаритилған ассимилиятсийә сиясити ирқий қирғинчилиққа қарап тәрәққий қилған болуп, муһаҗирәттики уйғурлар бир қанчә йилдин буян хитай тәрипидин зиянкәшликкә учриған аилә тавабиатлириниң из-дерикини қилип кәлмәктә.