Д у қ парижда “хәлқаралиқ уйғур ана тили һоқуқи” мавзулуқ йиғин өткүзди
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.02.24
2014.02.24
Хитай һөкүмити қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш нами астида уйғур тилиниң ишлитилишини қаттиқ чәкләп, уйғур ана тили җиддий бир хирисқа дуч келиватқан бир пәйттә, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғурлар париж шәһиригә йиғилип “хәлқаралиқ уйғур ана тил һоқуқи” намлиқ йиғин чақирған иди. Дуня уйғур қурултийи тәрипидин орунлаштурулған мәзкур йиғинда йиғин қатнашқучилири уйғур ана тилини қоғдап қелиш мәсилиси үстидә қиммәтлик доклатларни берип өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни аңлиғайсиләр.