Марко рубио: хитай һакимийити уйғурларға, башқа милләтләргә қарши ирқий қирғинчилиқ қилмақта

Америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийо хитай һакимийитиниң уйғур вә башқа милләтләргә қилған муамилисини «ирқий қирғинчилиқ» дәп бекитиш қарар лайиһәсини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Америка кеңәш палата әзаси җон корнин бу һәптә кеңәш палата әзалиридин рубийо, җим рич вә боб менендезниң қоллишиға еришкән бир қарар лайиһәсини тонуштурған иди.
«Филорида күндилик хәвәрләр тори» ниң билдүрүшичә, рубийониң ишханиси бу һәқтә тохтилип мундақ көрсәткән: «қарар лайиһәси 1948-йилдики б д т ниң ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамиси бойичә хитайни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилиду вә хәлқараниң бирликтә инкас қайтуруп, бу зиянкәшликләрни тохтитишқа чақириду.»
Рубийо бу һәптә, хитай һөкүмити вә хитай компартийәсиниң уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған қәбиһ җинайи қилмишлириға аит дәлил-испатларниң күнсайин дөвилинип бериватқанлиқини, бу җинайәтләрниң маһийитини ениқ билишниң зөрүрлүкини билдүргән иди.
Боб менендезму «хитайниң уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқида шәк йоқ» лиқини билдүргән иди.
Қарар лайиһәси кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиға әвәтилгән болуп, униң нөвәттики әһвали һазирчә намәлум.