“уйғурниң кәчмишини бүгүнгә улиған әҗдадларниң тарихи айдиң болсун”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.28
yuz-meshhur-uyghur.jpeg “йүз мәшһур уйғур” намлиқ китаб истанбулдики уйғур китабханиларда. 2017-Йили. Истанбул, түркийә.
RFA/Abduweli Ayup

23-Декабир истанбулдики уйғур китапханиларға “йүз мәшһур уйғур” намлиқ китаб һөсн қошти. Китабни уйғур давасидики пидакар мәмәттурсун уйғур язған. Китаб нәшрдин чиққандин кейин иҗтимаий таратқуларда қизғин мулаһизиләр оттуриға чиқти. Мулаһизиләрдин қариғанда бәзи зиялийлар бундақ бир муһим теминиң рояпқа чиққинидин сөйүнсә, йәнә бәзиләр 100 мәшһур шәхсниң таллиниш өлчимигә тәнқидий нәзәр салди. Оқурмәнләр болса апторниң илмий кимлики, китабниң қиммити, йезилиш сәвәби вә китабқа йезилмай қалған һекайиләргә қизиқмақта икән.

Оқурмәнләр вә зиялийларниң “йүз мәшһур уйғур” һәққидики тәәҗҗүплиригә җаваб тепиш үчүн китабниң аптори мәмәттурсун уйғур әпәндини зиярәт қилдуқ. У китабни йезиш сәвәбини әтрапидики кишиләрниң һә десә өзи оқуған әлләрдики башқа милләттин болған устазларниң кәйнидин меңишлири, уларниң кәйпияти, пикирлири вә тәшәббуслирини уйғур җәмийитигә мас кәлмисиму тарқитишқа тиришиватқанлиқи диққитини қозғиғанлиқи үчүн язған. У милләтниң өтмүшигә йетәкчилик қилалиған устазларниң изидин маңмиғанда уйғурлар ят карванға қетилип йолдин азидиғанлиқини тәкитләйдикән. У қарашлирини мундақ баян қилди.

Мәмәттурсун уйғур китабни йезиш җәрянида дуч кәлгән қийинчилиқлар һәққидә тохталди. Униң қаришичә, әң зор қийинчилиқ уйғур мәшһурлири һәққидики мәнбәниң кәмлики, йилнамиләрниң толуқ әмәслики, киши исимлири, тәхәллус вә туғулған, яшиған йәрләр һәққидики мүҗмәлликләр икән. 

Шиветсийәдә яшайдиған уйғур зиялийси абдушүкүр муһәммәт әпәнди китабниң тәйярлинишиға ярдәм қилған болуп тәклип пикирләрни бәргән. У мәмәттурсундәк университет тәрбийиси көрмигән бир уйғурниң мушундақ бир илмий әмгәкни вуҗудқа чиқарғиниға қайил болғанлиқини ейтти.

Униңчә тарих йезиқчилиқи илмий вә аммибаб дәп иккигә бөлүнидиған болуп, мәмәттурсунниң язғини аммибаб йезиқчилиқ услубида йезилған икән. Униңчә уйғур оқурмәнләр қатлиминиң мурәккәпликини ойлашқанда бундақ аммибаб тарихи әсәрләрниң ролини муһим дәп қарайдикән.

Абдушүкүр әпәнди йәнә мәмәттурсунниң йүз мәшһур уйғурниң тәрҗимиһали җәмләнгән бу китаб арқилиқ уйғурларниң тарихини шәхсләр һаяти арқилиқ бир йипқа тизип чиққанлиқини, уйғурлар өзи йезип чиққан қәдимдин һазирғичә болған бир пүтүн уйғур тарихи толуқ йорутулған бир китаб болмиған бүгүнки шараитта бу китабниң техиму муһим икәнликини алға сүрди.

Мәмәттурсун уйғурниң дости абдурахман идиқут әпәнди китаб һәққидики тәсиратлирини баян қилип мундақ деди. У бу китаб арқилиқ уйғурларниң өтмүшини нурландурған әҗдадларниң сеймасини қайта көргәндәк болғанлиқини ейтти. Униң қаришичә бир милләтниң тарихи айдиң болса келәчикиму йоруқ болидикән, тарихтики савақларни йәкүнләп, кәмчиликләрдин ибрәт, тәҗрибә алмай, әксичә йошурғанда яки атлап өтүп кәткәндә шу хаталиқларни қайта садир қилишниң һәр заман йүз беридиғанлиқини, шу сәвәбтин бу китабниң наһайити муһим икәнликини оттуриға қойди.

Мәзкур китаб сутуқ буғрахан нәшрияти тәрипидин икки қисим қилип нәшр қилинған. Китабта “түркий тиллар дивани” да хатириләнгән хақан шудин тартип һазирқи заман уйғур тарихидики турғун алмастәк төһпилик әрбабларғичә болған 117 уйғур мәшһур шәхс киргүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.