Абдуғопур қутлуқоф: мән хәлқимни, елимни яхши көргиним үчүн сүргүн қилиндим

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.09.15
abdughopur-qutluqof-305.jpg Пешқәдәм шаир абдуғопур қутлуқоф ака америкидики уйғур алий кеңишигә қатнашти. 2011-Йили 2-май.
RFA

Мәлумки, 1957-йилдин башлап хитай коммунистик һөкүмитиниң уйғур елидә аталмиш “йәрлик милләтчи”, “бөлгүнчи”, “әксил инқилабчи” дәп аталған вә башқиму шуниңға охшаш күчләргә қарши қаритилған идеологийилик тазилаш һәрикәтлири әвҗ алған иди.

Болупму зиялийлар, оқуғучилар арисида елип берилған “истил түзитиш”, “ечилип сайраш” һәрикәтлири нәтиҗисидә миңлиған илғар кишиләр шу сиясәтниң қурбанлириға айланди. Буниң тирик шаһитлири һазир оттура асияда, шу җүмлидин қазақистандиму яшимақта. Әнә шуларниң бири алмата шәһиридә истиқамәт қиливатқан 80 яшлиқ атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқофтур. Абдуғопур қутлуқоф шу вәқәләрни бешидин кәчүрүп, 1960-йилларниң бешида совет иттипақиға көчүп кетишкә мәҗбур болған иди.

У радиомиз зияритини қобул қилип, шу чағларда өзиниң бешидин өткүзгән азаб-оқубәтлирини һекайә қилди.

-Абдуғопур ака, сиз қандақ гунаһиңиз үчүн шу әмгәк билән өзгәртиш лагериға паландиңиз?

-Мениңдә бирла қалпақ-милләтчи идим. Өзүмниң хәлқини, елини, вәтинини яхши көргиним мениң гунаһим шула иди. Униңдин башқа гунаһ өткүзгиним ядимда йоқ.

-Сиз дәсләп сүргүн қилинғанда қандақ ишта болдиңиз? у йәрдә немә җапаларни көрдиңиз?

-Мән у вақитларда үрүмчи төмүр йолиниң сайипу дегән участикисида болдум. Соғ күнлири әтигәндин тартип күн патқичә җоту билән тоңлап кәткән йәрни чапаттуқ. Қорсақ ач, кийим ялаң. Кечиси қандақ шу кийим-кечикимиз билән ухлап қалсақ, әтигәнлики юмулуп қалған қолимизни ачалайттуқ. Әтигәнлики беридиғини бир җиңмома, кокаттин қайнатқан шорпа дәп қойиду. Кокатниң қандақ шорписи болиду? ат-ешәк орнида ишләттуқ. Шу йолни биз кәтмән-гүрҗәк билән ясиған.

-Сиз шу вақитлардики яшлар өстиңини қезиш ишлиридиму болған икәнсиз. Мушу һәқтә тохтилип кәтсиңиз.

-Йирақ йәрләрдин ташни көтүрүп келип, коланған өстәңниң чәт-чөрисигә тизаттуқ. Балилар шу ташни көтүрүп кетип барғанда, униң астиға бесилип қалатти. Әтәй шундақ қилдиңлар дәп уратти. Йәнә орнимиздин дәс туруп, ташларни йирақларға тошуп апираттуқ.

-Андин кейин йәнә қандақ ишларда болдиңиз?

-Кейин “полат тавлаш” чиқти. Бир қисмимиз тағдин рода тошидуқ, бир қисмимиз йәрни худди тонур шәклидә оюп, очақ ясап, шуниңға бир қәвәт рода, бир қәвәт көмүр селип, йәнә рода селип яқаттуқ. Полат чиқиримиз дәп. Бу әмди илим-пәнгә асаси йоқ коланған очақлардин һеч қандақ төмүр чиққини йоқ. Төмүр чиқмиса, йәнә бизни гунаһқа тартатти. Униңдин төмүр әмәс, азрақ дашқал чиқти.

-Бу, хитайниң шу вақиттики “истил түзитиш”, “ечилип сайраш” сиясәтлириниң әсли маһийити немидин ибарәт болған иди?

-Мән 1957-йили барғанда “истил түзитиш” юқириқи синипларда йүргүзүлди. Биздә сиясий өгиниш характеридә болди. юқириқи курсларда “сайрап ечилиш” болди. “барчә гүлләр ечилсун, һәммә бәс-бәс сайрисун” дегән сиясәт шу вақитта йүргүзүлгән. Көңлүңларда немә бар, шуни ейтиңлар деди. Биз ейттуқ.

Игилишимизчә, хитай коммунистик һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзгән әнә шу хилдики һәрикәтлири, шундақла болупму 60-йилларниң оттурилирида башланған “мәдәний инқилаби” нәтиҗисидә миңлиған бигунаһ хәлқ түрмиләргә ташланди, көплигән тарихий вә мәдәний әтиқиләр йоқитилди. Шу дәврниң аччиқ қисмәтлирини алмата вилайитиниң турген йезисида истиқамәт қиливатқан нурмуһәммәт садиқоф мундақ дәп әслиди: “махтап елип кәлгән коммунистлири һә дегәндила байни тиллаңлар, улар силәрни әзгән, дәп бизни уларға қарши күрәшкә селип қойди. ‛мәдәний инқилаб‚, ‛коммуна‚ дегән чиқти. Хәлқни бир қазанға қаратти. ‛полат тавлаш‚ дәп кечә-күндүз таш соқтуруп, ташларни еритимиз дәп, нә адәмлиримиз кесәлләргә учриди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.