Мәрһум өткүр әпәндиниң шеирлири түркийә сәһнилиридә яңримақта

Мухбиримиз қутлан
2015.02.06
turkiye-trt-abdurehim-otkur-naxsha.jpg Абдуррәһим өткүр (1923-1995) ниң шеириға асасән түрк нахша чолпанлири ейтқан нахша “яқ, яқ!” түркийә сәһнисидә
(Мәнбә: TRT телевизийәси)


20 - Әсирдики уйғур әдәбиятиниң әң муһим намайәндилириниң бири, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти абдуреһим өткүрниң вапатиға бу йил топ - тоғра 20 йил болди.

Униң 1940 - йиллардики боран - чапқунлуқ йилларда язған бир қисим шеирлири өз дәвридила әмәс, бәлки шаирниң вапатидин 20 йиллар өткәндин кейинки бүгүнки күндиму зор иштияқ билән ядланмақта.

Өткүр әпәндиниң 1947 - йили язған “учрашқанда” намлиқ шеири йеқиндин буян түрк нахша чолпанлири тәрипидин сәһнидә ейтилип, миңлиған тамашабинларниң йүрәк - тарини чәкмәктә. “яқ, яқ!” дәп нам берилгән бу нахша түрк нахша чолпанлириниң зор маһарәт билән орунлишида түркийә сәһнилиридә зор қизғинлиқ қозғиған болса, мәрһум өткүр әпәндиниң иҗадиға мәнсуп мәзкур шеирий текист аңлиғучиларни гүзәлликкә вә миллий роһқа үндимәктә.

Мәрһум шаир вә язғучи абдуреһим өткүрниң үрүмчи гүлсай қәбристанлиқидики қәбриси (мәнбә: Qutlan/RFA)
Мәрһум шаир вә язғучи абдуреһим өткүрниң үрүмчи гүлсай қәбристанлиқидики қәбриси (мәнбә: Qutlan/RFA)

Өткүр әпәндиниң вапатидин кейин тунҗи қетим бу шеирға музика ишлигән вә уни дутар билән тәңкәш қилип өзгичә маһарәттә орунлиған киши - әл сөйгән сәнәткар абдуреһим һейттур. Бүгүн кишиләр абдуреһим һейтниң яңрақ авази мәрһум өткүр әпәндиниң бу шеириниң түркийә сәһнилиридә зор қизғинлиқ билән қайта ейтилишиға көврүклүк рол ойниди, дәп қаримақта.

Шуни әсләп өтүш зөрүрки, өткүр әпәндиниң вапатидин кейинла униң ялқунлуқ шеирлири уйғур аваз маһирлиридин абдуқейюм иминниң декламатсийә қилиши билән уйғур җамаәтчиликигә кәң тарқалған иди. Шаирниң 1947 - йили язған “учрашқанда” намлиқ бу шеириму “қара һиҗран” намлиқ авазлиқ лентидин орун алған иди.

Өткүр әпәндиниң хәлқни күрәшкә, иҗатқа вә һөрлүккә үндәйдиған ялқунлуқ шеирлири, милләтниң тарих туйғусини ойғатқан бир йүрүш романлири шундақла миллий әдәбият вә мәдәнийәт һәққидики илмий әмгәклири һелиһәм уйғур хәлқигә үмид, ғурур вә ишәнч беғишлап кәлмәктә.

Өткүр әпәндиниң һаят мусаписи вә иҗадий издинишлири 20 - әсирдики уйғур зиялийлириниң мурәккәп вә әгри - тоқайлиқларға толған роһ тарихиниң алаһидә җәряниға вәкиллик қилиду. Шуңа шаир әйни вақитта өзиниң һаят мусаписидин хуласә чиқирип: “мени хәлқим қучақидин айрима” дәп хитаб қилиду.

Өткүр әпәнди 1940 - йилларда язған “музлиған шәһәр”, “баһар чиллаймән” намлиқ шеирлирида уйғур хәлқи дуч кәлгән тарихниң әң қийин вә әң қабаһәтлик йиллирида өзиниң мәңгү бир “әркинлик күйчиси” болуп қалидиғанлиқини җакарлиған.

Шаир йәнә шу йилларда өзиниң “хәҗлә хаинлар, хәҗлә!” намлиқ шеири арқилиқ ана тупрақниң маддий байлиқлири билән милләтниң роһий дунясини худди митә қуртидәк ғаҗаватқан ичкий - ташқи дүшмәнләргә от ачиду. Дәрвәқә, шаирниң бу ғәзәблик хитаби уйғурлар вәтининиң бүгүнки реаллиқи үчүнму җиддий агаһландуруш болуп қалди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, өткүр әпәнди аләмдин өткили 20 йил болди, әмма у қалдурған бир йүрүш тарихий романлар вә ялқунлуқ бәдий мисралар уйғур хәлқи билән биллә яшимақта. Униң хәлқни күрәшкә, һөрлүккә вә иҗатқа чақирған шеирлири бүгүнки күндә уйғурлар вәтинидин һалқип анадоло тупрақлириға қәдәр яңримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.