Атақлиқ шаир вә мутәпәккүр әлишир наваи иҗадийити қазақистанлиқ алимлар нәзиридә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.03.04
elishir-nawayi-305.jpg Уйғур хәлқиниң мәшһур алими улуғ әдиб әлишир навайи.
en.wikipedia.org


Мәлумки, бу йили болупму түркий хәлқләр мәдәнийити тарихида муһим рол ойниған, бир пүтүн әдәбий җәрянниң илғар вәкиллиридин бири болған шаир вә мутәпәккүр әлишир наваиниң туғулғиниға 575 йил толди. Униң һаяти вә иҗадий паалийити һәққидә нурғунлиған илмий әмгәкләр йезилған болуп, бу йөнилиштә илмий - тәтқиқат ишлири бүгүнки күнгичә давамлишип кәлмәктә. Наваиниң өлмәс мираси василий бартолд, ваһид заһидоф, иззәт султан, евгений бертелс, алим шарафиддиноф, александир семйоноф охшаш көплигән мәшһур алимлар тәрипидин һәртәрәплимә өгинилгән иди.

Радийомиз зияритини қобул қилған русийә тәбиий пәнләр академийисиниң мухбир әзаси, профессор алимҗан һәмрайеф ә. Наваиниң дуня әдәбиятидики орнини көрситип, мундақ деди: “әлишир наваи уйғур хәлқи үчүн, омумән түрк хәлқлири үчүн үчүн миң йиллиқтин һалқиған мөҗизә. Биринчидин, униң дуня әдәбиятидики орни низами, җами, фузули билән бир қатардики мәшһур бир намайәндә. Униң әсәрлири 15 - әсирниң өзидила дуня тиллириға тәрҗимә қилинип болғанлиқини билимиз. У явропа, кафказ, кичик һәм мәркизий асия хәлқләр әдәбиятида сезиләрлик тәсир қозғиған. Иккинчидин, оттура әсир түрк әдәбиятиниң гүлтаҗиси, уйғур классисизм сәнитиниң асасчиси. У йеңи заман османли, өзбек, татар, түркмән, алтун орда классик әдәбиятиниң түврүки, шундақла 19 - әсирниң иккинчи йеримидики қазақ классисизмидики бир көрүнүши. Йәнә бир тәрәптин, исмәтулла муҗизи 19 - әсирдә " әлишир наваи музика - күй вә нахша иҗадийити бойичә дунядики чоң 7 - мөҗизә" яратқан дәп ейтқан. Бүгүнки көз қараш билән қариғанда, көплигән түрк хәлқлири униң иҗадийитини өзиниң аң қатлимидин техичә өткүзүп болди, дәп ейталмаймиз. Тарихий вәтинимиздә униң йеңи бир дивани тепилип нәшрдин чиқти. Уйғур хәлқиниң һаятида әлишир наваини тонушта йеңи бир дәвир башланди.”

Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, ә. Наваи һәҗими вә мавзуси җәһәттин оттуздин ошуқ топлам китабларни яратқан болуп, улар һазир дуняниң көплигән китабханилирида сақланмақта. Радийомиз зияритини қобул қилған алматадики сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институтиниң чоң илмий хадими, филологийә пәнлириниң намзати дилшат рәйһаноф мундақ деди: “һәқиқәтәнму униң йезип қалдурған әсәрлири шу дәвирләрдин башлап көплигән нусхиларда көчүрүлүп, китаблар тәсниф қилинип, қолдин - қолға тарқалған. Та һазирғичә униң надир әсәрлири нурғунлиған шәһәрләрниң китабхана вә қираәтханилирида сақланмақта. Мисалға, һазир бирла ташкәнт шәһиридә наваиниң 24 әсириниң 254 нусхиси сақланмақта. Шуларниң ичидә наваиниң 18 әсири киргүзүлгән "күллияти" бар. У болса 1824 - вә 1830 - йиллири қәшқәрдә абдуреһим ибн муһәммәд фазил қәшқәри түзгән әң чоң вә надир нусхидур. Шуниңға охшаш наваиниң қолязма нусхилири пәқәтла шәрқий түркистан вә ғәрбий түркистан шәһәрлиридила әмәс, бәлки чәтәлләрдиму, мисалға, фирансийә, германийә, әнглийә вә башқиму мәмликәтләрниң лондон, оксфорд, кембриҗ, дублин, берлин, мюнхен, вена, париж, рим, упсала, нюйорк, филадефийә, истанбул, теһран, кабул, қаһирә, хайдарабад охшаш шәһәрлиридә шәрқ қолязмилири фондлирида көпләп сақланмақта. 16 - Әсирниң уйғур тарихчиси мирза муһәммәд һәйдәр өзиниң "тарихи рәшиди" намлиқ тарихий әсиридә наваи һәққидә мундақ дегән: "амма мир әлиширниң әсли уйғур бахшилиридин әрди. Атаси кичиккинә бахши атарләр. Рәсмий бир киши әрди. Әмир әлиширниң тәхәллуси наваийтурур. Түркий шеирни илгири кейин һечким униңдәк фәсиһ вә пур мәзмун ул мәртибәдә һәддин әфзун нәзм силкидә кәлтүрмәбдур..." Дәп алаһидә тәкитлигән.”

Д. Рәйһаноф наваи дастанлирида асасән шәрқ әдәбиятида әнәнә болған қәһриманлар орун алған болсиму, уларниң келип чиқишиниң биваситә уйғур дияриға бағлиқ икәнликини, наваи әсәрлириниң болупму бу земинда сөйүп оқуп келиватқанлиқини, буниңға бертелс, малоф қатарлиқ атақлиқ рус алимлириниң пикирлириниң ярқин дәлил болалайдиғанлиқини илгири сүрди. У көп әсирлик уйғур әдәбияти тарихини наваисиз тәсәввур қилишқа болмайдиғанлиқини тәкитлиди: “уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятини наваиниң иҗадидин аҗритип қарашқа болмайду. Униң әдәбий мираси уйғур әдәбияти вә сәнитиниң тарихида һөрмәтлик орунда туриду. Уйғур шаирлири наваиниң әдәбий мираси билән бәһирлинип, илһамлинип нурғунлиған әсәрләрни язди. Болупму сәиди, рәшиди, һирқәти, салаһи, әрши, футуһи, нәвбәти, зәлили, өмәр бақи, низари, зияи, турди ғәриби, хушһал ғәриби охшаш уйғур әдиплири наваиниң әсәрлирини шәрһләп, хәлқ арисида тәрғип қилишта интайин көп хизмәт қилди. Шуларниң арисида сәбури, низари, зияи, ғәриби, өмәр бақилар наваиниң "хәмсәси" ни қисқа, ихчам қилип, өз дәвригә маслаштуруп ишләп чиқти вә уни наваи күйлигән шәрқий түркистан аһалисиниң аң сезимиға йәткүзүштә хизмәт қилди. Әлишир наваиниң лирик мираси уйғурларниң мәшһур музика дурданиси һесабланған "он икки муқам" ғәзнисидиму орун алған. Униң өлмәс ғәзәллирини 16 - әсирдә абдурешидхан, аманнисахан, қидирхан яркәнди охшаш улуқ әдибләр "он икки муқам" текистлирини қайтидин рәтлигән вақтида һәр бир муқам текистиға наваиниң әң мәзмунлуқ, нәпис ғәзәллирини киргүзгән. Билимизки, униң ғәзәллиригә йезилған аһаңлар мушу кәмгичә яңрап келиватиду.”

Ә. Наваиниң һаяти вә иҗади өз вақтида мурат һәмрайеф, савут моллавутоф, батур әршидиноф қатарлиқ қазақистанлиқ уйғур алимлири тәрипидинму мәлум дәриҗидә тәтқиқ қилинип, бу һәқтә илмий әмгәкләр йезилди. Һазир униң иҗадийити уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрниң әдәбият дәрислиридә мәхсус оқутулиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.