Алматада хәлқара ана тил күнигә беғишланған мурасим өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.02.23
Ana-til-murasimdin-korunush.jpg Хәлқара ана тил күнигә беғишланған мурасимда хатирә сүрәт. 2015-Йили, алмата.
RFA/Oyghan

21-Феврал күни хәлқара ана тил байрими мунасивити билән алматадики достлуқ өйидә “тил бирлики” мавзусида тәнтәнилик паалийәт болуп өтти.

Қазақистан хәлқлири ассамблейисиниң‏(қурултийиниң) уюштуруши билән өткүзүлгән мәзкур мурасимға шәһәрлик алий кеңәш әзалири, миллий мәдәнийәт мәркәзлири, “җарасим” җумһурийәтлик яшлар тәшкилати, мәктәпләр, иҗадийәт бирләшмилири вә аммиви җәмийәт вәкиллири һәмдә көп санда зиялийлар қатнашти.

Мәзкур мурасимға қатнашқан алмата шәһиридики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәпниң муәллими гүлминәм дуганованиң ейтишичә, бу паалийәттә сөзлигүчиләр барлиқ меһманларни ана тил байрими билән тәбрикләп, һәр бир қазақистан пуқрасиниң өз ана тилини билиш билән бир қатарда дөләт тилиниму билишиниң зөрүрлүкини һәм бу йөнилиштә елип бериливатқан паалийәтләрниң муһимлиқини алаһидә тәкитлигән.

Гүлминәм дуганова мәзкур тәнтәнилик паалийәттә, қазақистан уйғур яшлири бирлики қазақистан мустәқиллиқиниң 25 йиллиқи мунасивити билән өткүзгән “елимниң бәхтини тәврәткән мустәқиллиқ” намлиқ яш шаирлар мусабиқисиниң ғалиблириға пәхрий тәқдирнамиләрниң тапшурулғанлиқини, алмата шәһиридики уйғур мәктәплиридин 40 балиниң бу мусабиқигә уйғур, қазақ вә рус тиллирида йезилған әсәрлири билән қатнишип, уларниң көпчиликиниң алдинқи орунларға еришкәнликини илгири сүрди.

Гүлминәм дуганова өзи ишләватқан оттура мәктәпниң билим дәриҗиси җәһәттин алмата шәһири бойичә алдинқи қатардики гимназийәләрниң бири икәнлики, ана тилда оқушниң һәр бир инсан үчүн биринчи вәзипә һесаблинидиғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди: “әлвәттә, ана тилда оқуған балиниң билими вә тәрбийиси бөләкчә болиду. Ана тилда оқуған балида миллийлик күчлүк болиду, йәни башланғуч синиптин башлап униңда өз ана тилиға, хәлқниң тарихи вә мәдәнийитигә болған муһәббити ойғиниду. Уйғур мәктәплиридә оқуватқан балилиримиз, болупму тил вә әдәбият дәрслиридә хәлқимизниң тарихий вә мәдәний ядикарлиқлири, уйғур язғучилириниң әсәрлири билән йеқиндин тонушалайду. Буниңдин ташқири, уйғур мәктәплиридә ана тил байримиға беғишланған һәр хил мурасимлар, уйғур зиялийлири билән учришишлар вә башқилар пат-пат болуп туриду. Әнә шундақ чоң паалийәтләрни өткүзгәндә униңға кәлгән меһманларни йигит-қизлиримиз миллий кийимләрни кийип, миллий саз-нәғмиләр билән қарши алиду. Бу, өз нөвитидә балиларғиму, меһманларғиму чоңқур тәсират қалдуриду, дәп ойлаймән. Уйғур мәктәплирини тамамлиған балилиримиз өзлириниң ана тилидин башқа қазақ, рус, инглиз тиллириниму мукәммәл игиләп, алий оқуш орунлириға чүшүватиду. Шуниң үчүнму хәлқимизниң келәчикини сақлап қалайли дегән ойда балилиримизни өз ана тилида оқутайли, дәп сөзүмни хуласилимақчимән”.

Гүлминәм дуганова уйғур вә қазақ хәлқиниң бир-биригә туғқан һәм тиллириниңму йеқин болғанлиқидин, ана тилида оқуватқан уйғур балилириниң дөләт тили-қазақ тилини тез өзләштүрүп кетиш иқтидариға игә икәнликини, қазақ тили бойичә наһийә, шәһәр вә җумһурийәт даирисидә өткүзүлүватқан көплигән мусабиқиләрдә уйғур балилириниң биринчиликләргә еришип келиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң оқутқучиси шаирәм баратова болса, қазақистанда уйғур балилириниң ана тилида билим елиши үчүн барлиқ мумкинчиликләрниң яритилғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һазир мәмликитимиз бойичә 10 дин ошуқ сап уйғур тиллиқ вә 50кә йеқин арилаш, йәни қазақ, рус вә уйғур тиллиқ мәктәпләрдә миңлиған балилиримиз ана тилида билим еливатиду. Уларниң башқа милләтләргә охшаш кәң даиридә билим елиши үчүн оқуш қораллири үзлүксиз нәшр қилинип туриду. Әлвәттә, мәмликитимиз буниңға вә шу балилиримизға билим бериватқан устазларға милйонлап пул аҗритиватиду. Һәқиқәтни ейтсақ, көпчилик, һазирқи күндә уйғур тилида оқуватқан балиларниң санидин нарази, сәвәби уларниң сани шәһәрдә көпийиватқини билән йезилиримизда бара-бара азийиватиду. Ана тилида оқуватқан балилиримизниң саниниң кемийип кетиши, әлвәттә, бизниң әдәбиятимиз, сәнитимиз вә мәдәнийитимизниң келәчикигә сәлбий тәсирини йәткүзиду. Шуниң үчүн биз, биринчидин: хәлқимизниң көп қисми орунлашқан әнә шу йезилиримиздики мәктәпләрниң әһвалини яхшилишимиз лазим. Буниң үчүн йеза мәктәплиридики оқуш сүпитини көтүрүп, уларни һәр җәһәттин қоллишимиз керәк, дәп ойлаймән”.

Уйғур мәктәплирини қоллаш фондиниң рәиси, әдәбиятшунас доктор алимҗан һәмрайефниң пикричә, уйғур тили дунядики әң шанлиқ тарихқа игә тилларниң бири болуп, һазир қазақистанда уйғур тилиниң сақлинип қелишида,биринчидин; уйғур тиллиқ мәктәпләр муһим рол ойнимақта.

Доктор алимҗан һәмрайеф, һазир уйғур тиллиқ мәктәпләрниң пәқәт қазақистандила сақлинип қалғанлиқини алаһидә тәкитләп, мундақ деди: “уйғур тилиниң сақлинип қелишида, иккинчиси; миллий тиятир, үчинчиси; миллий мәтбуат вә нәшрият, төтинчиси; қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңиши, бәшинчиси; мәшрәпләр, алтинчиси; йигит беши түзүми қатарлиқлар муһим рол ойнимақта”.

Алимҗан һәмрайеф буниңдин ташқири, уйғур мәдәнийәт мәркәзлири, аммиви җәмийәтләр, һәр хил фондлар, шундақла уйғур торлириниңму ана тилниң раваҗлинишиға иҗабий тәсир көрситиватқанлиқи, буниң һәммисиниң қазақистан һөкүмитиниң шараит яритип бериватқанлиқидин икәнликини оттуриға қойди.

Униң қаришичә, һазир пүткүл қазақистан уйғур җәмийитини тәшвишләндүридиған әһвал ана тилида оқуватқан уйғур балиларниң саниниң илгирикигә қариғанда кемийип кетиши болуп, униңдин башқа йәнә көпинчә шәһәрләрдики уйғур яшлириниң бир-бири билән русчә муамилә қилишиму миллий маарипниң келәчикигә дәхли йәткүзүши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.