Алматада қазақистандики түркий милләтләр мәсилилиригә беғишланған китаб нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.12.30
musteqil-qazaqistan-turkiy-tilliq-xelqliri-kitab.jpg “дөләт кимликиниң шәкиллиниш җәрянлиридики мустәқил қазақистан түркий тиллиқ хәлқлири” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Oyghan

Йеқинда алматадики “мир” нәшрияти тәрипидин “дөләт кимликиниң шәкиллиниш җәрянлиридики мустәқил қазақистан түркий тиллиқ хәлқлири” намлиқ китаб нәшр қилинди.

Мәзкур китаб мушу йилниң өктәбир ейида алматадики достлуқ өйидә өткүзүлгән шу мавзулуқ юмилақ үстәл илмий муһакимә йиғинида оқулған доклатларни өз ичигә алиду. Бу йиғин қазақистан билим вә пән министирлиқи сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институтиниң уйғуршунаслиқ мәркизи, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик миллий мәдәнийәт мәркизи вә қазақистан өзбеклириниң алмата шәһәрлик мәдәнийәт мәркизи тәрипидин уюштурулған иди.

Китабта орун алған мақалиләрдә қазақистандики түркий тиллиқ хәлқләрниң тарихи, мәдәнийити, сәнити, әдәбияти, өрп-адәтлири, шундақла бүгүнки күндә қазақистанда шәкилләнгән милләтләр вә динлар ара достлуқ, разимәнлик вә башқиму мәсилиләр қаралған.

Зияритимизни қобул қилған шәрқшунаслиқ институтиниң илмий хадими, тарих пәнлириниң намзати зулфийә кәримова мәзкур мақалиләр мәзмуниға тохтилип, мундақ деди: “униңда бүгүнки таңда қазақистанда истиқамәт қиливатқан түркий тиллиқ хәлқләрниң ичидә нопус сани җәһәттин көпчиликни тәшкил қилидиған үч чоң милләт-қазақ, өзбек вә уйғур хәлқиниң тарихий, әдәбий мунасивәтлири, тили вә мәдәнийитидики охшашлиқларға, уларниң қазақистанниң иқтисадий вә иҗтимаий-сиясий тәрәққиятиға қошуватқан үлүшигә аит мәсилиләр қаралған. Мәсилән, исми пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки хәлқара илим саһәсигә тонулған алим, тарих пәнлириниң доктори абләһәт камалоф “қазақистан уйғурлириниң йәрлик тарихи вә қазақистанлиқ охшашлиқ” мақалисидә қазақистан уйғурлириниң тарихиға, уларниң һазирқи замандики иҗтимаий-сиясий раваҗлинишидики алаһидиликләргә тәпсилий тохталған. Қазақ алими, тарих пәнлириниң доктори шайзада тохтабаева мустәқил қазақистанда яшаватқан хәлқләрниң өрп-адәтлиридики охшашлиқлар һәм йеңилиқлар тоғрисида баян қилиду. Тарих пәнлириниң доктори завур җәлилофниң ‛қазақистандики өзбек миллитиниң турмуш-тирикчилики‚, пәлсәпә пәнлириниң намзати еркин байдарофниң ‛мустәқил қазақистандики уйғур әдәбиятиниң тәрәққияти‚, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан тиливалдиниң, ‛қазақ-өзбек әдәбий мунасивәтлириниң көрүнүшлири‚, доктор болат батирханниң мақалилиридә өз әксини тапқан.Хуласиләп ейтсақ, мәзкур топламда бүгүнки таңда қазақистанда истиқамәт қиливатқан түркий тиллиқ хәлқләрниң тарихиға, мәдәнийитигә, иҗтимаий тәрәққиятиға, тили вә әдәбиятиға аит муһим мақалиләр йоруқ көргән”.

Қазақистан мустәқиллиқиниң 20 йиллиқиға беғишланған бу топламда өз әксини тапқан мәсилиләрниң көпчилики уйғуршунаслиқ мәркизи алимлириниң “еқимдики хәлқ” намлиқ дөләтлик программа бойичә елип бериватқан тәтқиқатлар тәркибигә киргән болуп, тарих, етнологийә, тилшунаслиқ, әдәбиятшунаслиқ вә иқтисад саһәлирини өз ичигә алиду.

Зияритимизни қобул қилған “өрлеу” билимни ашуруш миллий мәркизиниң алматадики бөлүминиң хадими, филологийә пәнлириниң намзати руслан арзийеф мәзкур топлам һәққидә тохтилип, мундақ деди: “‛мустәқил қазақистанниң мәмликәтлик охшашлиқ җәрянлиридики түркий тиллиқ хәлқләр‚ намлиқ мақалиләр топлими һәр қандақ көп милләтлик дөләтниң муһим мәсилилириниң бири, йәни аз санлиқ милләтләрниң дөләтлик кимлики мәсилисигә беғишланған. Қазақистанда дөләт игиси қазақлардин башқиму түркий хәлқләр туриду. Топлам мушу хәлқләрниң кимликиниң шәкиллиниш җәряниға бағлиқ түрлүк мәсилиләрни тәһлил қилған мақалиләрниң өз ичигә алиду. Бу милләтләр өз ара қериндаш болсиму, уларниң өз ара достлуқини күчәйтиш дөләтниң миллий сияситигә бағлиқ. Қазақистан президенти н. Назарбайефниң миллий сиясәттә тутқан роли һазирқи хели дөләтләргә үлгә, десәк артуқ болмайду. Қазақистандики 130 милләтниң ундақ яшап өтүши биваситә президентниң тутқан йолиға бағлиқ. Қазақистан хәлқи ассамблейиси қазақистан хәлқлириниң бирликтә, өмлүктә өмүр сүрүшигә тәсир қилидиған дөләтлик мәһкимә. Мушу түркий хәлқләр ичидин уйғурларни мисалға алидиған болсақ, қазақистандики уйғурларни дунядики бәхтлик уйғурларниң бири, дәп һесаблайду. Мениңчә болса, униңға дәлилләр йетәрлик”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.