Алматада өткән бокс бойичә яшлар арисидики мусабиқидә уйғурларму утуққа еришти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.04.17
almata-boks-ibrahim-mamut.jpg Алматада өткән бокс мусабиқисидә ибраһим мамут(солдин биринчи) иккинчиликкә еришти. 2017-Йили 15-апрел, алмата.
RFA/Oyghan

12-Апрелдин 15-апрелғичә болған төт күн җәрянида алмата шәһиридики җумһурийәтлик тәнһәрикәт мәктипидә яш боксчиларниң хәлқаралиқ мусабиқиси болуп өтти.

Униңға қирғизистан, таҗикистан, өзбекистан, түркмәнистан, хитай вә қазақистанниң 1999- вә 2000-йилларда туғулған тәнһәрикәтчилири қатнашти. 5-Қетимлиқ мәзкур мусабиқә қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән тренери амалбек тшаноф мукапатлири бойичә уюштурулди.

Униң ечилиш мурасимида сөзлигән қазақистанниң даңлиқ боксчилири җақсилиқ ушкемпироф, йермахан ибрайимоф вә башқилар мәзкур мусабиқиниң яшлар арисида тәнһәрикәтниң бокс түрини тәшвиқ қилишни, бу саһәдә башқиму мәмликәтләр билән һәмкарлишишни һәм яш бокс маһирлирини тәрбийиләп чиқишни көзлигәнликини алаһидә тәкитләп, униң барлиқ қатнашқучилириға чоң утуқлар тилиди.

Төт күнгә созулған мусабиқидә һәр хил салмақларда қазақистанниң 11 вилайити вә шундақла бәш чәт дөләттин болуп, 100 дин ошуқ боксчи қатнашти.

Қазақистанниң бокс бойичә аяллар командисиниң башлиқи, бокс маһири закир абдуқадирофниң ейтишичә, қазақистанда яшлар ара боксқа алаһидә диққәт берилмәктә. Йигирмә йилға йеқин вақит мабәйнидә өткүзүлүп келиватқан қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренери меңгерей хайрутдиноф хатирисигә беғишланған бокс бойичә хәлқара мусабиқиләргә оттура асийә җумһурийәтлири, шундақла әзәрбәйҗан, русийә, куба, хитай хәлқ җумһурийити тәнһәрикәтчилири пат-пат қатнишип туриду. Болупму, бу мусабиқиләрдә уйғур елиниң яш боксчилири алаһидә көзгә чүшмәктә. З. Абдуқадироф бу җәһәттә мәмәт турсун, абдурешит рәһмитулла, зулпиқар мәһәммәтәли, абдуреһим ибраһим, қурбанҗан чоң қатарлиқ боксчиларни алаһидә тилға алди.

Закир абдуқадироф он бәш йилдин буян бокс билән шуғуллинип, қазақистан чемпийони аталған, хәлқара мусабиқиләргиму қатнашқан болуп, у кейинки йилларда болса, бокс бойичә реферлиқ вә тренерлиқ билән мәшғул болуп кәлмәктә. У радиомиз зияритини қобул қилип, болупму совет иттипақи ғулиғандин кейин, қазақистанда бокс бойичә хәлқара мусабиқиләрниң уюшутурулушқа башлиғанлиқини, чәтәлләрдин, шу җүмлидин уйғур елидинму көплигән тәнһәрикәтчиләрниң мушу мусабиқиләргә қатнишип, чоң утуқлар қазиниватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “ш у а р ниң боксни юқири көтүргән абликим акимиз боксқа қаттиқ қизиқатти. У вапат болуп кәтти. У пүткүл аптоном район бойичә яхши балиларни таллап, үрүмчигә йиғип, мусабиқиләргә қатнаштурди. У өзи тәрбийилигән абдушүкүр бир нәччә қетим хитай вә асия чемпийони болған. Абдушүкүрниң өзиниң шагирти чиқти. Бу, олимпик оюнлириға икки қетим қатнашқан мәмәт турсундур”.

Закир абдуқадироф уйғур елидин келип қатнишиватқан боксчилардин көп үмид күтидиғанлиқини, буниңдин кейинму улар билән һәмкарлиқни техиму күчәйтидиғанлиқини илгири сүрди. Униң ейтишичә, бу қетим алматада өткүзүлгән мусабиқидә ибраһим мамут 64 килограмлиқлар бойичә 2-орунни, мәмәт мәрдан 81 килограмлиқлар бойичә 2-орунни, халмурат рәһман 75 килограмлиқлар бойичә 3-орунни игилигән.

Бокс қазақистанда көп қизиқиш қозғаватқан тән-һәрикәт түрлириниң бири болуп, буниңда серик қонақбайеф, василий җироф, йермахан ибраһимоф, серик сапийеф, геннадий голофкин қатарлиқ даңлиқ бокс маһирлири йетишип чиққан. Игилишимизчә, совет дәвридә бу саһәдә қазақистанни дәсләп дуняға тонутқанларниң бири уйғур йигити абдурешит абдурахманофтур. У һазир дәм елишта. Бүгүнки күндә болса, қазақистанлиқ уйғур тәнһәрикәтчилиридин бокс бойичә көзгә көрүнүп келиватқан дилмурат миҗитоф билән рәна пәрһатовадур. Улар йеқинда қазақистанниң бокс бойичә талланма командисиға елинған иди.

Қазақистандики бокс бойичә баш тренерларниң бири долқун камекоф уйғурлар ичидин юқирида исми аталғанлардин ташқири йетилип чиқиватқан яш боксчилар һәққидә тохтилип, мундақ деди: “яш өсмүрләрдин агезоф шахмурат 2002-йили туғулған, ташмуһәммәтоф әлғаппар алмата шәһири бойичә чемпийон болди. Чоң тренерлардин хәмит бәрайеф тәнһәрикәт академийәсидә тренер болуп ишләватиду. Әмди тәнһәрикәт институтини пүттүрүп чиққанлардин идиллайеф имәрҗан, шаһаббас ғәнекоф вә башқилар тәнһәрикәт мәктәплиридә һә, шәхсий кулубларда ишләватиду”.

Долқун камекоф келәчәктә яш уйғур боксчилириниң йәниму тәрбийилинип чиқиши үчүн көп издиниш зөрүрлүкини, буниң үчүн көпинчә тәшвиқ ишлирини йүргүзүшниң муһимлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.