Қазақистанниң челәк тәвәсидики уйғурлар баш қошти
2016.12.19
18-Декабирда алмата вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ челәк йезисида орунлашқан “париж-наполеон” кафеханисида “йеңи йил йеңилиқ билән: йеңи тәрәққият, утуқлар билән” мавзусида учришиш кечилики болуп өтти.
Әмгәкчиқазақ наһийисиниң челәк тәвәси уйғур милли-мәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән өткән мәзкур паалийәт қазақистан җумһурийити мустәқиллиқиниң 25 йиллиқиға беғишланған болуп, у челәк тәвәси уйғур милли-мәдәнийәт мәркизиниң тәрәққият йоллирини бәлгиләш, бу тәвәдә өсүп йетилгән атақлиқ зиялийлар, тиҗарәтчиләр, сәнәткарлар вә башқилар билән һәмкарлиқта болуш вә уларниң қәдир-қиммитини ашуруш мәқситини қойған.
Мурасимда сөзгә чиққан мемарчилиқ пәнлириниң доктори бәһрим ғилавдиноф вәтәнниң инсан балиси үчүн қәдриниң қанчилик қиммәтликини, қазақистанда уйғур мәдәнийәт мәркизиниң қурулушида һәм униң низамнамә- қаидилирини ишләп чиқишта уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнтлири давут исийеф вә әнвәр һаҗийефниң муһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди. Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик милли-мәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзаси, “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф бүгүнки байрамниң пәқәт челәк тәвәси уйғурлири үчүнла әмәс, бәлки пүткүл қазақистан уйғурлири һаятида йүз бериватқан чоң вәқә икәнликини, бу паалийәтниң башқиму наһийилик мәдәнийәт мәркәзлири үчүн үлгә болуп қелиш лазимлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “қазақистанниң утуққа йетишиниң сәвәби немидә? оттура асия җумһурийәтлиригә қариғанда тәрәққият йоллириниң дурус болуши, гүллиниши, хатирҗәмлики, хәлқләр достлуқи, милләтләр ара разимәнликтин. Неминиң арқисида қолға кәлди? тоғра бир идеологийәниң, йөнилишниң барлиқи үчүн кәлди. Челәк тәвәсиниң бүгүн көтүргән тәшәббуси буниңдин кейинму давам қилип, хәлқимизниң, елимизниң бирликини сақлашқа өзиниң мунасип үлүшини қошиду дәп ишинимән”.
Мурасимда сөзгә чиққан панфилоф наһийилик уйғур милли-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси дилшат насироф, алим рабик исмайилоф, қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи әхмәтҗан һашири, әмгәкчиқазақ наһийисиниң пәхрий пуқраси, шаир җәмшит розахуноф вә башқилар илгирики челәк наһийисиниң қазақистанниң иқтисадиға, мәдәнийитигә қошқан төһписини, бу йәрдин атақлиқ алимларниң, язғучиларниң, сәнәткарларниң, дөләт вә җамаәт әрбаблириниң йетилип чиққанлиқини, мәдәнийәт мәркәзлири ара тәҗрибә алмаштуруш ишлирини техиму җанландурушниң муһимлиқини тәкитлиди. Улар шундақла миллий маарипниң бүгүнки тәқдири, ана тилида билим беришниң муһим мәсилилири һәққидиму өз пикирлирини билдүрүп, майдин абдуллайеф рәһбәрликидики челәк тәвәси мәдәнийәт мәркизигә чоң утуқлар тилиди. Русийәниң санкт-петербург шәһиридин кәлгән меһман һәмраҗан зайитоф болса, өзиниң ата юртиниң мушу челәк тәвәсидин икәнлики, һазир санкт-петербург шәһиридә туруп уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитини тәрғиб қилишта елип бериватқан ишлири һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди.
Радиомиз зияритини қобул қилған әмгәкчиқазақ наһийисиниң қаратуруқ йезиси уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси бүвинур ғоҗамбәрдийева челәк тәвәсигә қарашлиқ уйғурлар зич олтурақлашқан йезиларниң мәдәнийитини көтүрүш, уйғур тиллиқ мәктәпләрниң тәқдири мәсилилириниң мушу мурасимға кәлгән һәр қандақ бир милләтпәрвәр кишиниң йүрәк зари болғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди : “мән өзүм устаз болғанлиқтин чиқип сөзлигүчиләрниң мәктәп үчүн көйүнгини наһайити тоғра дәп һесаблаймән. Сәвәби мәдәнийитимизниң очиқи у бизниң келәчәк. Ана тилида билим алған оқуғучи һәр даим хәлқимизниң есил хәзинилирини қәдирләшни, дуняға тонутушни өзиниң алдидики бурчи дәп һесаблайду. Майдин абдуллайеф йетәкчиликидики челәк тәвәси уйғур мәдәнийәт мәркизи уйғур хәлқиниң мәдәнийитини тикләш үчүн нурғун әмгәк қиливатиду. Шуниң дәлили бүгүнки иш-чарә болуп һесаблиниду. Майдин ака хәлқ үчүн көйүнгән милләтпәрвәр инсанларниң бири. Биз уйғур хәлқиниң мәдәнийитини, келәчәк әвладлирини дуняға тонутушқа ат салимиз, дәп чоң үмид қилимиз”.
Мәзкур мурасимда алаһидә көзгә чүшкән юрт-җамаәтчилик актиплириға, зиялийларға вә башқиларға җумһурийәтлик вә челәк тәвәси мәдәнийәт мәркәзлири намидин совғилар тапшурулди. Учришиш давамида “тәңритағ” ансамбили, уйғур тиятири нахшичиси алимҗан абдуллайеф, мурат насироф намидики мусабиқә ғалиби, яш нахшичи меһрат рәхмәтҗаноф вә башқиму сәнәткарларниң қатнишишида чоң консерт программиси көрситилди.
Мемарчилиқ пәнлириниң доктори бәһрим ғилавдинофниң пикричә, пүткүл мәмликәт миқясида мустәқиллиқниң 25 йиллиқини атап өтүш бойичә чоң паалийәтләр өтүватқан бир пәйттә челәк тәвәси уйғурлириниң мундақ мурасимни уюштуруши шу юртниң һөрмәт-абруйини көтүрүши мумкин. У бу паалийәттин қаттиқ тәсирләнгәнликини билдүрүп, мундақ деди: “мени хушал қилған нәрсиләр, омумән, қазақистан уйғурлириниң мәдәнийәт мәркәзлирини қурған вақтидики асасий мәқсәдлирини яхши чүшәнгәнлики, һәр бир хәлқниң бу мумкинчиликләрдин яхши пайдилиниватқанлиқи, ички сиясәтниң наһайити тоғра меңиватқанлиқиниң нәтиҗиси. Буниңға мәхсус адәмләр мәсул болуп, яхши ишларни маңғузуветипту”.
Б. Ғилавдиноф мәзкур паалийәт давамида уйғур тилини, мәдәнийитини, маарипини раваҗландуруш, яшларниң дилиға яхши чүшәнчиләрни селиш вә башқиму йөнилишләрдә көплигән ишларниң меңиватқанлиқи, болупму яшларниң уйғур он икки муқамлириға, миллий саз әсваблири һәм хәлқ нахшилириға болған қизиқишиниң өсүватқанлиқи һәққидә яхши гәпләрниң болғанлиқини, шуниң билән бир қатарда бәзи уйғур мәктәплиридә уйғур вә мәмликәтлик тилларни пайдилиниш бойичә пикир-тәклипләрниң болғанлиқини илгири сүрди. У болупму бу йөнилиштә панфилоф наһийилик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң йүргүзүватқан ишлиридин үлгә елишниң муһимлиқини көрсәтти.