Алматада җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң сайлам йиғини өткүзүлди
2017.08.14

Йеқинда алматадики достлуқ өйидә қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң һесабат-сайлам йиғини болуп өтти.
Мәркәзниң башқарма әзалири, шундақла җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, юрт-җамаәтчилик актиплири қатнашқан мәзкур йиғинда алди билән қазақистан җумһурийити парламенти алий кеңишиниң әзаси, мәркәз рәиси шаһимәрдан нурумоф доклат билән сөзгә чиқти. У өз доклатида қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң рәһбәрликидә йүргүзүлүватқан миллий сиясәт һәм униң мәмликәттики барлиқ милләтләргә, шу җүмлидин уйғурларға бериватқан мумкинчиликлирини алаһидә тәкитләп, мәркәзниң низамнамисигә мувапиқ бәш йил мабәйнидә қилинған ишлар һәққидә һесабат бәрди.
Доклаттин мәлум болушичә, мәркәз бу вақит ичидә бир қатар чоң паалийәтләрни өткүзгән болуп, уларниң ичидин 2012-йилдики уйғур мәдәнийәт күнлири, 2015-йилдики уйғурларниң миллий таами “ләңмән байрими”, кәспий бокс бойичә хәлқара мусабиқә, уйғур елиниң даңлиқ естрада артислириниң чоң консерти, 2015- вә 2016-йиллардики “разимәнлик карвини” вә “мустәқиллиқ мевиси” һәрикити, көплигән хәйрхаһлиқ паалийәтлири вә башқилар алаһидә атап өтүлди. Шундақла бәзи паалийәтләрниң “бирлик” җәмийәтлик фонди, қазақ җуғрапийә җәмийити вә башқиму тәшкилатлар билән бирликтә өткәнлики тәкитләнди.
Мәзкур йиғинда сөзгә чиққан ханим-қизлар кеңишиниң рәиси сәнәм беширова, р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори рисаләт кәримова, җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи йенидики мәшрәп кеңишиниң рәиси тәләт надироф, “туран дуняси” җәмийәтлик фондиниң рәиси карлин мәхпироф, әдлийә хадими шәмшиқәмәр абдрахманова вә башқилар мәркәз паалийити һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди һәм ш. Нурумофниң мәркәз рәиси вакалитини йәнә бәш йилға узартиш тәклипини бәрди. Йиғин ахирида йиғин йәкүни чиқирилип, қарар елинди. Униңда мәркәзниң өткән қәрәл ичидә йүргүзгән ишлири иҗабий баһаланди.
Радийомиз зияритини қобул қилған “аламәт” филим ишләш мәркизиниң мудири қәлбинур розийева мәркәзниң бәш йиллиқ паалийитини юқири баһалап, мундақ деди: “шаһимәрдан ака мәркәзниң ишини җанландуруп, мәдәнийәт, маарип, сәнәт, мәтбуат, тәнһәрикәт саһәлири бойичә көплигән мәсилиләрни һәл қилип, барчә амминиң көңлидин чиқти. Мушу бәш йил мабәйнидә ишлигән иш-паалийити бойичә һесабатини юқири дәриҗидә өткүзүп, қайта тәйинләнди. Йиғин қатнашқучилири башлиқимизни қоллап-қуввәтләп, ишиға наһайити юқири баһаларни бәрди, униңға утуқлар тилиди вә қайта сайланғанда һечқандақ қаршилиқлар болмиди.”
Қ. Розийева өз сөзидә ш. Нурумофни мәдәнийәт мәркизи башқармиси әзалири вә пүткүл қазақистанлиқ уйғурлар намидин қизғин тәбрикләп, мәркәз ишиға утуқлар тилиди.
Игилишимизчә, җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи бир нәччә кеңәшләрдин тәркиб тапқан болуп, уларниң паалийити мәркәз башқармиси тәрипидин қобул қилинған иш пиланлири даирисидә елип берилиду. Мәркәз йенида йигит башлири кеңиши, алимлар кеңиши, ханим-қизлар кеңиши, уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр бирләшмиси, әдәбият кеңиши, “нуранийә анилар” кеңиши, яшлар кеңиши вә башқилар паалийәт елип бармақта. Шундақла мәзкур мәдәнийәт мәркизиниң башқиму шәһәрләрдә ишләватқан шөбилири болуп, улар өзлириниң йиғинға әвәткән хәтлиридә мәркәз ишиниң бәш йиллиқ һесабатини қанаәтлинәрлик дәп баһалайдиғанлиқини һәм ш. Нурумофни йәнә бир қәрәлгә давамлаштуруш тәклипини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң иҗраийә мудири зуһруллам қурванбақийеф җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң мәмликәт бойичә 11 шөбисиниң мәвҗут икәнликини, мәсилән, униң астана бөлүмини рустәм абдусаламофниң башқуруп келиватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “астанадиму мәркәзниң нурғунлиған ишлири атқурулуп келиватиду: мәдәнийәт күнлири, вәтәндин артисларни чақириш, балиларни оқушқа әвәтиш вә шуниңға охшаш нурғунлиған ишларни улар пилан ретидә елип бериватиду. Һәр бир мәдәнийәт мәркизиниң музейлири бар. Шу музейда уйғурларға тәәллуқ миллий чалғу әсваблири, кийим-кечәкләр, әдәбий китаблар қоюлған. Мушулар арқилиқ сирттин кәлгәнләр уйғурлар һәққидә мәлуматлар алиду.”
З. Қурванбақийеф мәркәз ишлириниң асасий җәһәттин мәмликәт президентиниң қазақистан хәлқигә йоллиған мәктуплири, программилири, мураҗиәтнамилири даирисидә елип бериливатқанлиқини, мәдәнийәт мәркизиниң бүгүнки күндә һөкүмәт вә хәлқ арисида көврүк хизмитини орунлаватқанлиқини оттуриға қойди.