Алмутада уйғур алимлири баш қошти
2019.01.23
20-январда алмута шәһиридики ресторанларниң биридә алмута шәһири вә униң әтрапида яшаватқан уйғур алимлириниң тунҗи учришиши болуп өтти. Мәзкур учришишни қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики алимлар кеңиши уюштурди. Униңға қазақистан билим вә пән министирлиқи сулайманоф намидики шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң хадимлири шундақла алмута шәһири вә униң әтрапидики алий оқуш орунлирида хизмәт қиливатқан тонулған алимлар вә яш тәтқиқатчилар қатнашти.
Учришишни ачқан уйғур алимлири кеңишиниң рәиси, биологийә пәнлириниң доктори мәсүмҗан вилямоф җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң уйғур алимлирини бирләштүрүш үчүн елип бериватқан ишлири һәм алимлар алдида турған вәзипиләр һәққидә мәлумат бәрди.
Учришиш давамида сөзгә чиққан әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң профессори шерипжан надироф, мемарчилиқ академийәсиниң академики бәһрам ғилавдиноф, аблайхан намидики хәлқара мунасивәтләр вә дуня тиллири университетиниң профессори валерий мәхпироф вә башқилар қазақистандики уйғур алимлири дуч келиватқан җәрянлар, уларниң вәзипилири, омумән уйғур хәлқиниң бүгүнки паҗиәлик тәқдири, яшларни тәрбийәләш мәсилилири вә башқиму мәсилиләр әтрапида өз пикирлирини оттуриға қойди. Теббий пәнләр доктори әбәйдуллам җаппароф уйғур алимлирини җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи әтрапиға топлашниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.
Радийомиз зияритини қобул қилған ислам тәтқиқатлири бойичә яш мутәхәссис ярмуһәммәт данахуноф әпәнди мәзкур йиғинниң өз вақтида, үнүмлүк вә мәзмунлуқ өткәнликини тәкитләп, мундақ деди: “бу йиғинниң бешида тарихий вәтинимиздә шеһит болуп кәткән қериндашлиримизға атап қуран оқулди. Униңда тарихий вәтинимиздә болуватқан әһвал һәққидә алимлар өз әнсиришини вә көңүл биарамлиқини ейтти. Улар алим болуш сүпитимиз билән қандақ үлүшимизни қошсақ болиду дегән пикир әтрапида музакирә елип барди. Бу йиғинда өз хәлқигә, вәтинигә қандақ хизмәт елип баралайдиғанлиқи һәққидә һәм алимлар арисида һәмкарлиқ, бирлик орнитиш һәққидә музакириләр елип берилди.”
Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики уйғур алимлири кеңишиниң рәиси мәсүмҗан вилямоф алимлар кеңишиниң паалийити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “алимларниң қатнишишида 2018-2020-йилларға қоюлған пиланлар бойичә ишларни йүргүзүп келиватимиз. Бу ишлар җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф вә у башлиған башқарминиң ярдими билән йүргүзүлмәктә. 2018-Йили әхмәт йүкнәкиниң ‛әтәбәтул һәқайиқ‚ китабини тонуштурдуқ. Бизниң программилиримиз алимларни бир-биригә тонуштуруш, әмгәклирини көрситиш, асасән шәрқий түркистандики алимларниң әмгәклирини тонуштуруштин ибарәт. Мушу йили апрелда тилшунасларни тонуштуруш кечиликини уюштурмақчимиз.”
Мәсүмҗан вилямоф йәнә алмутадики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп гимназийәси билән һәмкарлиқта оқуғучиларниң илмий лайиһәләр билән шуғуллинишиға ярдәм қилиш вә уларни алий оқуш орунлириға тәйярлаш, алий оқуш орунлирида ишләватқан яш уйғур алимлири билән бирликтә ишларни елип бериш вә башқиму пиланлириниң бар икәнликини оттуриға қойди.
Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси халминәм мәсимова қазақистандики алимларни даим уйғур елидики вәзийәтниң биарам қиливатқанлиқини, өз кәсипдашлириниң, сәпдашлириниң җаза лагерлириға сәвәбсиз қамалғанлиқидин бәк әнсирәватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “әлвәттә, исми дуняға тонулған зиялийлиримизниң аталмиш тәрбийиләш лагерлириға қамилиши омумән миллий маарипимизниң, әдәбиятимизниң, мәдәнийитимизниң, илим-пәнимизниң буниңдин кейин тәрәққий етишигә сөзсиз сәлбий тәсирини йәткүзиду. Бизниң бу йәрдики вәзипимиз әнә шу атақлиқ шәхслиримизниң хәлқ алдидики хизмәтлирини, әсәрлирини амма арисида, мәтбуатларда тәшвиқ қилиштин, уларни роһий җәһәттин қоллаштин ибарәт. Алимларниң баш қошушида сөзгә чиққанларниң көпчилики қандақ қилсақ әнә шу қериндашлиримизға ярдәм берәләймиз дегән мәсилә әтрапидиму ойлинип, һәрикәт қилиш лазимлиқини билдүрди. Әлвәттә, алимлиримиз тинч олтурғини йоқ. Өткән йили қазақистан уйғур җамаәтчилики намидин хәлқара тәшкилатларға, һәрқайси мәмликәтләрниң рәһбәрлиригә мураҗиәтнамә йезиш ишиға бу йәрдики зиялийлиримиз йеқиндин арилашти. Шундақла пүткүл дуня алимлири намидин америка коңрессиға йезилған мәктупқа 500 дин ошуқ адәм имза қойған болса, шуларниң ичидә 40 қа йеқини мана мушу алмута шәһиридин болди. Уларниң арисида дуняға исми тонулған алимлиримизму болди. Қисқиси, тарихий вәтинимиздики вәзийәт һәр қайсимизни ойландуриду, қәлбимизни биарам қилиду.”
Зияритимизни қобул қилған сулайманоф намидики шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң чоң илмий хадими зулфийә кәримова мундақ деди: “бүгүнки күндә, йәни хәлқимиз үчүн еғир бир синақлар кетип бериватқан бир вақитта уйғур алимлириниң қилидиған ишлири көп, әлвәттә. Омумән тарихий вәтинимиздин қалса уйғур алимлири әң көп олтурақлашқан мәмликәт-қазақистан болуп һесаблиниду. Бүгүнки учришишниң асасий мәқсити қандақ қилсақ хәлқимизгә мунасип хизмәт қилалаймиз, қандақ қилсақ уларниң пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки хәлқарадики абруйини техиму көтүрәләймиз дегән мәсилиләр әтрапида мулаһизә йүргүзүштур. Буниңдин ташқири келәчәктә қилинидиған ишлар әтрапидиму хели көп вә яхши тиләк-нийәтләр ейтилди. Һәқиқәтни ейтиш керәкки, өткән әсирниң иккинчи йерими қазақистандики уйғур алимлири саниниң хели көпәйгәнлики, уларниң әмгәклириниң пүткүл дуня миқясида тонулғанлиқи, яш кадирларни тәрбийәләшкә алаһидә көңүл бөлүнгәнлики билән характерлиниду. Һазир, әлвәттә, әһвал шу вақитқа тамамән охшимайду. Бүгүнки күнимиз әң талантлиқ алимлиримиздин җуда болғанлиқимиз, қабилийәтлик вә ирадилик яш алимлиримиз сепиниң хели азайғанлиқи, уларға болған ғәмхорлуқниң йоқап кетиватқанлиқи билән пәрқлиниду.”
Зулфийә кәримованиң ейтишичә, илгири уйғуршунаслиқ пениниң әң йетәкчи саһәлириниң бири болуп кәлгән тилшунаслиқ саһәсиниң раваҗлиниши һазир төвәнләп, бу җәһәттә яш мутәхәссисләрниң тапчиллиқиму байқалмақтикән. Мундақ әһвал башқиму саһәләрдә сезилишкә башлиған.
Мәлум болушичә, илгири қазақистандики уйғур алимлири асасән қазақистан пәнләр академийәсиниң уйғуршунаслиқ институти әтрапиға топланған болса, вақитниң өтүши билән институт тарқап, униң арқисидин уйғур алимлириму һәр яқларға чечилип кәткән икән. Уйғур алимлириниң әң топланған орни һазирқи уйғуршунаслиқ мәркизи болуп, униң келәчәк тәқдириму көпчиликни ойландурмақта.