Алмутада уйғур ана тилиға беғишланған фестивал өткүзүлди
2018.11.22
18-Ноябир алмута шәһириниң чайковский намидики музика мәктипиниң мәдәнийәт өйидә “ана тил демәк-хәлқимни сөймәк” намлиқ җумһурийәтлик тунҗи қетимлиқ фестивал болуп өтти.
Улуғ тилчи мәһмут кашғәри туғулғанлиқиниң 1010 йиллиқи вә мутәпәккур йүсүп хас һаҗиб туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқиға беғишланған бу паалийәт алмутадики “аламәт” филим ишләш мәркизи, уйғур миллий бирләшмиси вә “шәбнәм” ханим-қизлар кулуби тәрипидин бирликтә уюштурулди. Фестивалға оттура вә алий мәктәп оқуғучилири, яшлар иштирақ қилди. Мәзкур фестивални алмута вилайәтлик һөкүмәт, алмута шәһәрлик билим бериш бөлүми, “мир” нәшрият өйи, “пәрваз” иҗрачилар бирләшмиси вә башқилар қоллап-қуввәтлиди.
“ана тил демәк-хәлқимни сөймәк” намлиқ бу фестивалини пешқәдәм зиялий, педагогика пәнлириниң намзати йемелян һошуроф киришмә сөз билән башлиди. У һәр бир хәлқниң өз ана тилини милләт сүпитидә сақлап қелишниң интайин муһим икәнликини, қазақистан уйғурлириниң миллий маарип, мәдәнийәт, сәнәт, әдәбият вә башқа саһәләрдә елип бериватқан паалийәтлириниң биринчи нөвәттә әнә шуниңға қаритилғанлиқини оттуриға қойди. Андин риясәтчи қәлбинур розийева фестивал шәртлирини чүшәндүрүп, оқуғучиларни һәм бәлгиләнгән қазиларни мусабиқә саһәлири бойичә бөлди.
Фестивал шәрти бойичә оқуғучилар әдәбият, сәнәт, тәсвирий сәнәт саһәлири бойичә мусабиқигә чүшти. Буниң тәркибигә шеир ядлаш, илмий мақалә вә һекайә йезиш, ана тил, ана юрт, ана вәтән һәққидә нахша иҗра қилиш, “бүйүк намайәндилиримиз”, “мениң әҗдадим”, “биз әҗдадлар вариси” темилири бойичә рәсим сизиш қатарлиқ түрләр киргүзүлди. Фестивалға алмута вә чимкәнт шәһәрлири, алмута вилайитиниң панфилоф, уйғур, әмгәкчиқазақ наһийәлиридин болуп 170 кә йеқин оқуғучи қатнашти.
Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, журналист авут мәсимоф мәзкур мурасимниң пүткүл уйғур хәлқи үчүн, болупму яш әвладлар үчүн әһмийитиниң чоң икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бүгүн бу фестивалға һәр бир қиз-йигитниң қатнишип, өз һүнирини көрситиши һәммидин муһим бир иш болди дәп һесаблаймән. Бизниң әвладимиз болған бу қиз-йигитләр хәлқимизниң келәчикидур. Уйғур хәлқиниң бар икәнликиниң, өзиниң өрп-адәтлирини, сәнитини, башқиму саһәлирини унтумиғанлиқиниң, қазақистан диярида бәхтлик яшаватқанлиқиниң бир ипадиси. Бу фестивал қазақистандики уйғур балилириниң тәрәққиятиға зор үлүш қошиду дәп һесаблаймән.”
Мәзкур фестивалидин мәлум болушичә, униңға бәлгиләнгән қазилар тәркибидә алимлар, язғучилар, сәнәткарлар, устазлар, журналистлар вә башқилар болған. Шуларниң бири қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музикилиқ комедийә тиятери артиси турдибүви аблизова мундақ деди: “балилар бизниң аләмдин өткән әдиблиримиз вә һазирқи шаирлиримизниң шеирлирини оқуғанда мән ‛биз бар икәнмиз һәм болушимиз керәк икән‚ дәп хушал болдум. Бу балилар шу шеирлардики сөз-ибариләрниң һәммисини мукәммәл чүшинәлмисиму, әмма өз тилида шуларни оқуватқини мени үмидләндүрди. Улар өз тилидин мәғрурлиниду, дәп ойлаймән.”
Һазирқи күндә алмута вилайитиниң яркәнд шәһиридики гуманитарлиқ-техникилиқ техникоминиң уйғур тили вә әдәбияти бөлүмигә һәр йили һөкүмәт тәрипидин 25 һәқсиз орун аҗритиливатқанлиқи мәлум. Әнә шу билим дәргаһидинму бир қанчилиған оқуғучилар бу фестивалға қатнишип, яхши нәтиҗиләрни көрсәткән иди. Шу техникомниң оқутқучиси, яш шаир молутҗан тохтахуноф фестивалниң юқири дәриҗидә өткәнликини билдүрүп, мундақ деди: “60 тин ошуқ миллий мәктәплиримиздин кәлгән оқуғучилар бүгүн ана тилида өзлириниң билимини, талантини синиди. Бу мәктәпләрниң һәммисидә дәрсләр ана тилида берилгәнликтин 200 гә йеқин балиниң мушундақ көрәккә қатнишиши уларниң ана тилиға болған муһәббитини намаян қилип бәрди.”
Фестивал йәкүни бойичә ғалиб чиққан балилар мәһмуд кашиғәри вә йүсүп хас һаҗибларниң рәсимлири чүшүрүлгән хатирә совғатлири вә пәхрий ярлиқлар билән тәқдирләнди.
Мәзкур фестивалниң асасий уюштурғучиси, “аламәт” филим ишләш мәркизиниң мудири қәлбинур розийеваниң ейтишичә, бу мурасимда утуқлар билән биргә бәзи кәмчиликләрму орун алған икән. У фестивални уюштурушта дуч кәлгән асасий мәсилиләр үстидә тохтилип, мундақ деди: “маддий тәрәптин көп қийналдуқ. Чүнки бу фестивалға қатнишишни халиған балилар көп болди. Уларниң һәммисини чақирған болсақ, буниңға наһайити көп хираҗәт кетәтти. Мушу тәрипи бизни бәк қийнап қойди. Мениң оюмға кәлгән йәнә бир иш, немишқидур бизниң бәзи акилиримиз, һәдилиримиз бир еғиз гәп қилмиди. яр-йөләк болғанлар бар, уларға биз өзимизниң чоң миннәтдарлиқини билдүримиз.”
Қәлбинур розийева ата-анилар тәрипидин мушундақ фестивалларни наһийәләрдиму өткүзүш тәклипини бәргәнликини, чүнки йезилардиму талантлиқ уйғур балилириниң интайин нурғун икәнликини оттуриға қойди.
“ана тил демәк-хәлқимни сөймәк” дәп аталған бу фестивални бир қатар яш сәнәткарлар қоллап-қуввәтләп, өзлириниң нахшилирини, уссуллирини һәдийә қилди. Уларниң арисида гүлсәнәм мәшурова, яш чолпан ирадә мамутова қатарлиқ нахшичилар, “долан” вә “дилбәр” миллий уссул ансамбиллири болди. Мәзкур фестивалға оқуғучилар, ата-анилар, устазлар вә башқилар болуп, 300 дин ошуқ адәм қатнашти.